уйғур почтиси, 11-феврал
америка дөләт мәҗлиси авам палатаси дүшәнбә күни (9-феврал) кәчтә өткүзүлгән аваз бериштә, 2гә қарши 395 үстүнлүк билән «тәйвәнни қоғдаш қанун лайиһәси» (PROTECT Taiwan Act) ни мақуллиди. мәзкур қанун лайиһәсигә асасән, хитайниң һәрикити тәйвәнниң бихәтәрликигә тәһдит салған әһвалда, америка һөкүмити хитайни хәлқъаралиқ малийә органлиридин чиқириветишни тәләп қилиду. бу қанун лайиһәси авам палатасидин өткәндин кейин, йәнә кеңәш палатасиниң тәстиқидин өтүши вә президентниң имзалиши билән андин рәсмий күчкә игә болиду.
номури H.R. 1531 болған бу қанун лайиһәсиниң толуқ исми «һөкүмәт органлириниң хитайниң тәйвәнгә болған тәһдитини ахирлаштурушқа бесм чүшүрүш қануни» болуп, инглизчә қисқартилма нами билән «тәйвәнни қоғдаш қанун лайиһәси» дәп атилиду. бу лайиһәни җумһурийәтчиләр палата әзаси фиранк лукас (Frank Lucas) билән демократлар палата әзаси винсент гонсалез (Vincente Gonzales) бирликтә оттуриға қойған.
асаслиқ мәзмунлар:
- хәлқъара малийә системисидин сеқип чиқириш: әгәр америка президенти хитайниң һәрикити «тәйвән хәлқиниң бихәтәрликигә, иҗтимаъий йаки иқтисадий системисиға тәһдит салди» дәп қарар чиқарса, америка малийә министирлиқи, федератсийә запас пул комитети вә аксийә назарәтчилик комитети хитай вәкиллирини төвәндики органлардин қоғлап чиқиришқа тиришиду:
20 дөләт гуруһи (G20), хәлқъара һесабат банкиси (BIS), малийә муқимлиқи кеңиши (FSC), басил банка назарәтчилик комитети (BCBS), хәлқъара суғурта назарәтчилири җәмъийити (IAIS), хәлқъара аксийә назарәтчилик тәшкилати (IOSCO)
палата әзалириниң пикири:
палата әзаси фиранк лукас сөз қилип: «бу қанун лайиһәси ениқ бир сигнал бериду: әгәр хитай тәйвән билән тоқунушушни таллиса, униң еғир ақивәтлиригә дучар болушқа тәййарлиқ қилиши керәк,» деди. у йәнә русийәниң украъинаға қилған таҗавузчилиқидин кейин йолға қойулған җаза механизминиң хәлқъара тәртипни бузғучиларға қаттиқ зәрбә болғанлиқини әскәртти.
авам палатаси малийә комитетиниң рәъиси фиранч хил (French Hill) мундақ деди: «1979-йилдики <тәйвән мунасивәт қануни>ға асасән, хитай қораллиқ күч, тәһдит йаки иқтисадий қамал қилиш васитилири арқилиқ тәйвәнни тәслим болушқа мәҗбурлиса болмайду. бу йеңи қанун лайиһәси хитайниң таҗавузчилиқини еғир иқтисадий вә дипломатик бәдәлгә дучар қилиду.»
демократчи палата әзаси җуйис бейти (Joyce Beatty) хитайниң тәйвән һава вә деңиз тәвәликигә қиливатқан иғвагәрчиликлиригә қарши дөләт мәҗлисиниң тәйвәнни қәтъий қоллиши керәкликини тәкитлиди.
алаһидә маддилар:
- кәчүрүм қилиш механизми: президент әгәр америка дөләт мәнпәъәтигә уйғун дәп қариса, бәзи тәшкилатларға қарита җазани кечиктүрүш йаки кәчүрүм қилиш һоқуқиға игә, әмма буниң сәвәбини дөләт мәҗлисигә мәлум қилиши керәк.
- аптоматик әмәлдин қелиш (Sunset Clause): бу қанун елан қилинған күндин башлап 5 йилдин кейин йаки президент дөләт мәнпәъәтини көздә тутуп дөләт мәҗлисигә уқтуруш қилған тәқдирдә әмәлдин қалиду.
бу қанун лайиһәси илгириму авам палатасида мақулланған болсиму, кеңәш палатасида тохтап қалған иди. нөвәттә, у йәнә бир қетим кеңәш палатасиниң тәстиқини күтмәктә.
бу хәвәр-америка авазиниң 9-феврал илан қилған алақидар хәвири асасида тәййарланди.