«уйғур почтиси» вәтәндә илгири елан қилинған хәвәр-мақалиләрни имкан даъирисидә таллап, рәтләп елан қилиду. буниңдин мәқсәт — әйни дәвр әһвали, тәпәккур усули вә йазғучиларниң әһвали һәққидә чүшәнчә бериштур.— «уйғур почтиси» директори
еһтийаҗ нәдә, сиз нәдә
(мақалә)
полат һевзулла
йашлиқ өгинишму, ойун-тамашиму, көйүшму, сөйүшму… һәммиси йаришидиған, реъаллиқниң һечким дәп бәрмигән, дәп берәлмәйдиған сирлирини биваситә һес қилип йетидиған, һайатниң шерин һәм қисқа пәслидур. йашлиқиңда бир нуқтида җим турмайсән, һәрикәт қилип һармайсән, чарчимайсән, чүнки җисмиңдики қайнап-тешип турған һайатий күч сени изчил һәрикәт қилишқа үндәпла туриду. һәммә ишни өзүң қол селип қилип бақсам дәйсән. чоңларниң агаһландурушлириға қулақ салмай, ақивәтләрни өзүң биваситә көрүп беқип чүшәнмәкчи болисән. мумкинликлириң даъирисидә питирайсән, сөз һуҗумидин қорқмай башқиларниң ағзини татилайсән, қопал чақчақлишисән, муназирилишисән, һәтта гаһида қениң қизип мушт көтүргүдәк дәриҗигә берип қалисән. сени қанчилик йақтуридиғинини уқмай гүзәл қизларни пинһан марайсән, сөйгү тәлипини қойисән, бәзидә шерин, романтик муһәббәттин өз разилиқиң билән ваз кечип, турмуш қайнамлирида үзисән, хийалпәрәсликләр билән бир ишларни қилип бақисән. мана шу тәриздә талай әгри-тоқай йолларни бесип қачанларда әқлиңни тепип қалғиниңни билмәйла қалисән. шундақ бир күнләр келидуки, башқилар орунлаштурған ишларни қиливәрмәй, әмдиликтә өзүңниңму мустәқил иш тәврәтсәң болидиғанлиқини ойлап қалисән-дә, бирдин нурғун ишларни қилип беқишқа урунисән, каллаңға бурун ойлимиған бир-биридин есил, йеңи лайиһиләр келиду, бу лайиһиләрниң немә болуп башқиларниң нәзиридин чәттә қалғанлиқиға һәйран қалисән вә бу ишларға қанчилик әмәлий шараъит, қанчилик вақит, қанчилик инчикә мәшғулат кетидиғанлиқи билән һесаблишип олтурмайсән, һечқайсисидин ваз кәчкүң кәлмәйду…
байлиқлар ичидә пәқәт йашлиқла, йашлиқта еришкән тәҗрибә-савақларла биһесаб байлиқтур. йашлиқ болидикән, қилимән десәңла һәммини қилғили, қилишқа үлгүргили болиду. чүнки, һайатий күчи қайнап-тешип туруш йашлиқниң әң түп, әң рошән хаслиқидур. йашлиқ күч-қудрәттә чәксизликкә толған, әмма уни чиң туталмисаң, униң қәдригә йәтмисәң, йашлиқиңда өзүңгә лайиқ чиқиш йоли тепип, ишлириңда мувәппәқийәт қазиналмисаң, ундақ йашлиқни қиммәтлик дегили болмайду. ейништейин өзиму 26 йешида ниспийлик нәзәрийисини йаратқаниди. дарвин 30 йашқа кирмәстинла түрләрниң келип чиқиши җәһәттики уқумни вуҗудқа чиқарған болса, нйутон еғирлиқ күчини шәрһлигәндә техи 24 йашта иди. башқа саһәләрдә мувәппәқийәт қазанғучиларниңму йашлиқида көзгә көрүнгәнлири әң көп салмақни игиләйду. һазир пурсәтни күтүш тәлимати нурғун йашларниң хийалпәрәсликләр билән пурсәт күтүшигә баһанә болмақта, иқтидариға қариғанда пурсити келип өрлигәнләрниң тәййарлиқи пухта болмайду, тәййарлиқ пухта болмиса бәрдашлиқ бериш күчи аҗиз болиду. адәттә балдур пул тапқанларниң кейин зийан тартиш нисбитиниң йуқири болуши әнә шуниңдиндур, мәғлуп болғучиларниң баһаниси маңа пурсәт болмиди дейиштин ибарәт. улар һәмишә мәғлубийитиниң сәвәбини башқиларға йүкләпла йүриду. йәни обдан орунларни башқилар игиливелип, өзимизниң таллишиға пурсәт бәрмиди, палани маву ишимға йардәм қилмай қойди… дегәндәк. әмма, сиз һәқиқий түрдә пишип, иқтидар йетилдүргән ирадилик, ғалиб кишиләрдин болсиңиз, мәғлуп болушиңизға һәргиз баһанә-сәвәб издимәйсиз. пурсәтниң келишигә қарап турмайсиз. оруқ-туғқан вә бурадәрлириңизниң алдида йелинипму йүрмәйсиз. бәлки, йәнә өзиңизниң җапалиқ әмгикиңиз вә тиришчанлиқиңиз билән йәнә пурсәт йариталайсиз.
македонийә шаһи аликсандир зулқәрнәйин бир қетимлиқ чоң җәңдә ғәлибә қилғандин кейин, қол астидики бирси униңдин: «пурсәт йетип кәлгәндикин, йәнә бир шәһәргә һуҗум қилимизму қандақ?» дәп сориғинида, аликсандир: «пурсәт? пурсәт дегәнни өзимиз йаритимиз!» дәп қаттиқ аччиқлинип кәткәникән. демәк, аликсандирниң улуғ шәхс болалишиниң сәвәби, дәл униңда пурсәт йаритиш иқтидариниң болғанлиқидиндур.
мундақчә ейтқанда, пурсәт һәрқандақ адәмгә келиду. әмма, уни чиң туталайдиғанлар көп болмайду. адәттә пурсәт күтүпла йашайдиғанларниң пурсәтни кәткүзүп қойуш нисбити йуқири болиду. буниңдики түп сәвәб, уларда башқиларға йетишивелишқа болған үмидниң йоқлуқидур. дунйада мәңгү қолдин кетип қалған пурсәт болмайду, у йәнә келиду, бәлким бурунқидәк йахши һаләттә кәлмисиму һаман келиду. һәр бир адәмгә бир қетимлиқ өмүр берилгән, риқабәт бир өмүрлүк болиду, һаман йетишивалисиз, буниңдики алдинқи шәрт бикар турмаң, тиришиң, издиниң. өзиңизниң йашлиқ баһариңизни биһудә исрап қиливәтмәң. башқилар чәт әл тили билиду, тиришчанлиқ көрсәтсиңиз сизму билисиз, һәтта улардин ешип кетәләйсиз. башқилар пул тепиватиду, сиздин бай. әмма, бу сизниң мәңгү намрат өтүдиғанлиқиңизни көрсәтмәйду. намратлиқ йашлар үчүн әйиб әмәс, бәлки сизгә бесим әкелидиған йахши шараъит һесаблиниши керәк. «қизил чирағ» операсида «намратларниң балилири балдур ишқа йарайду» дегән гәп бар. сизму чоқум байларға йетишивалалайсиз. бәлки, улардин көп пул тепишиңиз мумкин. тәләп, аввал чоқум өзиңиздә ишәнч вә тинимсиз издиниш роһи болуши керәк. йүгүрүшкә атлиниш сизиқи муһим әмәс, муһими изчиллиқ, тохтап қалмаслиқ, җаһилларчә тиришчанлиқ көрситиш. әлвәттә, башқилар аллиқачан йолға чиқип болған, сиздин узақлап кәткән, шундақтиму сиз чамиңизниң йетишичә илгириләш сүръитини қолдин берип қоймаң, илгириләң, дунйада йәткили болмайдиған мәнзил йоқ. қени, әтрапиңизға қарап беқиң, һечбир қирдин ашалмай йүргәндәк қилған тәңтушлириңизниң бош вақитлирида билимини ашуруп, тәпәккурини тавлап сиз йетишкүсиз мусапигә узап кәткәнликини бирдинла һес қилип қалисиз, мана бу изчил илгириләшниң, җапалиқ тиришишниң мәһсули. биздә кечиктим дәп нишанидин йалтийип, арзусидин ваз кәчкәнләр, иккилиниш билән тәң йолда мәғлуп болуватқанлар наһайити көп.
шундақму йашлиримиз барки, булар бикар тәләпликиниң сәвәбини пәқәт өзидин көрмәйду, һечнемини йаратмаслиқни әқиллиқлиқ һесабливелип вақитни, тиришчанлиқни һәм пурсәт йаритишниң һәммсини инкар қилип, ғайиви пурсәтләрни күтиду. нәтиҗидә қандақларчә қурттәк йарамсиз, гепи йоған болсиму әмәлийити йоқ, җәмъийәткә йүк адәм болуп қалғанлиқини билмәй қалиду.
йәнә бәзи йашлиримиз әмәлий һәрикәтлиридин көрә пиланлирини көз-көз қилиш вә лап етишлар билән аварә болуп йүриду, әмма хели мәзгил өткәндин кейин қарисиңизму улар йәнә һечқанчә өзгириш һасил қилалмайду. әмәлийәттә нурғун өзгириш үн-тинсиз болиду, нурғун мувәппәқийәтләр үн-тинсиз барлиққа келиду. қилмиған йаки қилалмайдиған ишниң давриңини қилиш аҗизлиқтур. иқтидарлиқлар қилғанлири билән, иқтидарсизлар қилмақчи болғанлири билән махтиниду, һазир хам лайиһилири ишниң алдиға өтүп кетидиған ишлар йашларда көп көрүлидиған сәвәнлик болуп қалмақта. қилмақчи болғанлирини худди қилип болған ишлиридәк сөзләп көрәңлик қилиш йахши нәтиҗә бәрмәйду. гәрчә бу арқилиқ шу ишни қилишта өзигә бесим пәйда қилиш артуқчилиқи бардәк қилсиму, әмәлийәттә униң зийини интайин көп, ишәнчниң қиммити барғансери ешип бериватқан һазирқи заманда бундақ қиливәрсиңиз башқилар сизгә ишәнмәс болуп қалиду, йәнә бир тәрәптин сизгә биһудә кәлгән бесимлар вә ойлиғиниңизниң реъаллиққа мас болмаслиқи сәвәбидин ойлиғанлириңизни сиз давраң қилған муддәттә пүттүрәлмәсликиңиз мумкин. сиз бу еһтималлиқни чәттә қойғачқа, кейин гаңгирап қелип ишни сүпити билән кариңиз болмиған һалда пүттүрисиз-дә, ахир зор зийан йәнила өзиңизгә болиду. мәсилән, сиз бир чәт әл тили курси ечишни достлириңиз алдида давраң қилдиңиз дәйли, әмәлийәттә бундақ курсни ечиш сиз ойлиғандәк оңай болуп чиқмиди, шуниң билән тәййарлиқни пухта қилип, кейинрәк иш башлашниң орниға мән башқиларға ашкарилап, давраң селип болуптимән, ечиверәйчу, дәйсиз-дә, кәткән вақит вә иқтисадий зийан сизни хели узунғичә орниңиздин туралмас қиливетиду. риқабәттә йүгүрүш сизиқидин балдурла чиқивелишқа қариғанда сизниң йүгүрүш сүръитиңиз муһим орунда туриду, чүнки игилик тикләш аддий һалдики йүз метирға йүгүрүш мусабиқиси әмәс, бәлки узаққа созулған мәнзилдур. буниң үчүн сиздә чоқум өзиңизгә хас мустәқил иш тутуш еңи вә мукәммәл билим қурулмиңиз болуши зөрүр. сиз йашсиз, сизгә тәййарлиқ қиливелишқа толуқ вақит берилгән, лекин бу вақитни үнүмлүк ишләтмисиңиз җәмъийәтниң бесимлириға тәң туралайдиған болуп йетишип чиқишта үлгүрәлмәйсиз, җәмъийәттә пут дәссәп туруш үчүн өзиңизни пиланлиқ һалда тәрбийилишиңиз, өз-өзиңиздин һәр минут һалқип, өзиңизни толуқлап туришиңиз керәк. азрақла билимиңиз билән пәхирлинип қалсиңиз, ақивәт риқабәттә шаллинип қалисиз.
өзини лайиһиләш худди йумшақ детал лайиһиләшкә охшайду. йумшақ деталму биринчи әвлад мәйданға чиққинидила қусурсиз вә йахши болуп кәтмәйду, биринчи нәшри барлиққа келип базарға селинғандин кейин, уни ишлигүчи давамлиқ кәм йәрлирини байқап, йетәрсизликни өзгәртип, йеңидин иккинчи нәшрини барлиққа кәлтүриду, бу хил йеңи нәшр қилинған сәпәр бәҗайики мәңгүлүк сәпәргә охшайду, бир нәшрини сетивалған киши кейинки нәшрини йәнә зариқип күтиду, чәт әл йумшақ детал базирида херидарлар кәмкүтисиз йумшақ детални әмәс, бәлки кейинки йеңи нусхиси изчил нәшр қилиниши мумкин болған йумшақ детални сетивалиду, шуңа даңлиқ ширкәтләрниң кәмчилики бар мәһсулатлири шу хил мәһсулати бар, лекин кейинки нәшриниң чиқиши ишәнчсиз болған шәхсләр тәрипидин түзүлгән йумшақ деталларниң базирини йеңәләйду, кейинки нәшрини оттуриға чиқириш сүръити тез вә кейинки нәшриниң мукәммәллишиш көлими чоң болған ширкәтләрниң охшаш мәһсулатлар риқабитидә давамлиқ һалда риқабәтчилиридин йетишкүсиз дәриҗидә узап монополлуқ һоқуқиға еришишиму әнә шуниңдин. шуңа, сизниң өзиңизни лайиһилишиңиздә кәмчилликиңизниң болуши һечқанчә иш әмәс, пәқәт өзиңизниң кейинки нәшрини давамлиқ барлиққа кәлтүрүшиңиз муһим һалқа, шу вақиттила тәңтушлириңизниң ичидә бәркаммаллиқ монополлуқиға йетәләйсиз.
һазир җәмъийәттә йахширақ йашаш билән адәттики йашашниң оттурисидики пәрқни һес қилалмайдиғанлар хели көп, улар өзлиригә қариғанда башқиларниң һәммә җәһәттә үзүп кәткәнликини тәқдиргә артип қойиду. өзлириниң немишқа арқида қалғанлиқидики сәвәбни ташқи амилдин издәйду. улар һәттаки пайдини аз елип, җапалиқ тиҗарәт қиливатқанларни дөт чағлишиду, ашу хил иш билән тола шуғуллинип, епи-җипини билип кәткәнләрни мутәъәссип, йеңилиқ йариталмайдиған һамақәт санап, уларни тәвәккүлчи әмәс дәп қаришиду. билишиңиз керәкки, һазир херидарлар бейишқа алдирап кәтмигән тиҗарәтчиләрни йақтуриду, шуңа пухта қәдәм билән бейиғанларниң херидари көп болиду, уларниң қолидин херидарларни сиздәк тезла бейитимән дегән йаман нийәт бар кишиниң тартивелиши асан әмәс, херидар әқиллиқлишип кәткән заман бу.
сәврчанлиқ ахирқи һесабта күч топлаш демәктур. һәрхил боран-чапқунларға бәрдашлиқ берәләйдиған, сайисидә талай адәм сайидийалайдиған бир түп дәрәхни алдирап йетиштүрүвалғили болмайду, буниң үчүн изчил пәрвиш қилиш билән йетәрлик һалдики сәврчанлиқ болмиса болмайду. шуңа, бүгүнки дәврдә пән-техникиниң күчигә хурапатларчә чоқунуп алдирап кетишму һазирқи инсанларниң омумий кесили болуп қалди, әмма, сиз сәвр қилдим дәп игилигән билимлириңиз биләнла қанаъәтлинип қалсиңиз, йәнә пассип орунға чүшүп қалисиз. мәсилән, сизни компйутер алдида бир машинист дәйли, сиз ишхана басма материйаллири йаки шәхсләрниң доклат-һөҗҗәтлирини, китаб-журнал бәтлирини уруп бәт йасап берип пул таписиз, лекин бундақлар интайин көп, униң үстигә кишиләр бара-бара өзлири уруп һөддисидин чиқишқа йүзләнмәктә. демәк, адәттики хәт урғучилиқтин һалқимисиңиз ач қалисиз, киримиңизни сақлап қелишиңиз үчүн қандақ қилишиңиз керәк? чоқум башқа иқтидарларни, йәни муқава лайиһиләш, елан ишләш, тор бәт йасаш қатарлиқларниму өгиниң. чүнки, хәт уридиғанларни тез вә көп тапқили болсиму, әмма йуқириқидәк иқтидари барларни хели издигәндә андин тапқили болиду.
демәк, йеңи мәшғулатни тепиш иқтидари йашларда болушқа тегишлик әң зөрүр иқтидар, йашлар буниң үчүн чоқум өзини йеңилиққа уруп туруши керәк. әмәлий иқтидар мәшғулат җәрйанида йетилиду, иқтидарлиқларниң өзидин ешип қалған вақти йетишмигән мәшғулатлири болса иқтидарсизларниң қилидиған иш тапалмаслиқтәк һаләтлиригә обдан шапилақ болалайду.
сиз әгәр игилигән билимләрдин һалқиш иқтидарини йетилдүрүп маңалмисиңиз, тәбиъий һалдила мувәппәқийәт сәһнисидин шаллинип қалисиз. әгәр сиз иштин сирт ишләшни ноқул пул тепиш дәп чүшәнсиңиз йаки шу бойичә муъамилә қилсиңиз, хаталашқан болисиз. мәсилән, сиз мәлум бир ширкәттә ишләш җәрйанида худди разветчиклардәк ахбаратларни игилишиңиз, өзиңиздә ахбарат җуғланмиси топлишиңиз керәк, лекин бу билимләр йәнила өзиңизниң билими болмайду, шуңа ашу дорамчилиқтин һалқип кетиш, йеңилиқ йаритиш, иҗад қилиш иқтидариңиз болмиса йәнә болмайду. һазир охшимиған муһитқа маслишишта башқиларниң өрнәк әндизилири асасида йеңидин йаритилған өзигә хас вә мас мәшғулат қурулмиси муһим рол ойнайду, шуңа өзиңиз ишлигән карханиниң түзүмлири, мәшғулат тәртиплири, мәһсулатниң тәннәрхи қандақ дегәнләрни пухта билгәндин башқа, йәнә йеңи тәрәпләрни байқашқиму маһир болмисиңиз болмайду. қараң, истемални ечиш үчүн боз йәрләр толуп йетипту, бу боз йәрләрни ечишта сизгә охшаш йашлар, студентлар муһим қошун, әлвәттә.
мәшғулат ечиш ноқул шу мәшғулат билән шуғулланғучиларниңла тирикчилик мәнбәси болуп қалмайду, мәсилән, телевизийә филимлирини ишләш бурун йоқ иди, шәхсләр мәбләғ салған телевизийә тийатирлири мәйданға келивиди, ашу филим ишлигүчиләр пул тепипла қалмастин, йәнә шу телевизийә филимлирини сетип тапавәт қилидиған үн-син дуканлириниң мәйданға келишигә сәвәб болди, буниңлиқ биләнла қалмай әркин кәсип шәклидә нахша-музика маһарити вә рол елиш маһарити билән җан бақидиған сәнъәткарларму барлиққа кәлди, ичкири өлкиләрдин башланған сәнъәт өмәклирини базарға иттириш шамилиға шинҗаңдики сәнъәт өмәклириниң бәрдашлиқ бериш-бәрмәслики көләмләшкән сәнъәт базириниң барлиққа келиш-кәлмәсликигә бағлиқ болуп қалди, шуңа бу тәрәптин ейтқанда, йәнә йеңичә базар ечиш зөрүр болуп турмақта.
өз вақтида инглизлар америка қуруқлуқини тепип алтун қезиш қизғинлиқи көтүрүлгәндә, бирси алтун қезишқа керәклик гүрҗәк сетип әң алдида бейиғаникән… демәк, диққәт қилсиңиз, нурғун пул тапқили болидиған мәшғулатлар қезип чиқилишни сақлимақта.
шуңа, һәрқандақ бир адәмдә һәммидин муһими өгиниш иқтидари болуши керәк. һазирқи билим наһайити тез йеңилиниватқан вә өгинишкә тегишлик билимләр интайин көп болған бу заманда сизниң билмигиниңиз әйиб әмәс, әйиб билмигиниңизни биливелиш үчүн тиришмиғанлиқиңиз, өз вәзипә, мәҗбурийитиңизни ада қилишта муһим рол ойнайдиған билим вә техника өткилини тез һәл қилмиғиниңиз болуп һесаблиниду. һәрқандақ бир ширкәт вә кархана дәсләпки игилик йаритиш басқучидин кейин тәрәққий қилиш мәнзилини бекитиду, уларға ширкәтниң тәрәққийатиға вәкиллик қилидиған ихтисаслиқ хадимлар зөрүр болиду.
уйғурлар қурған карханилардиму һазир гәвдилик сақлиниватқан мәсилиләрниң бири, башқурғучиларниң инчикә мәшғулатларға рәһбәрлик қилиш иқтидариниң аҗиз болуши вә иш һалқилириғичә әмәлийләшкән башқурғучи хадимларниң кәм болушидур. йәни кәспий башқуруш, ишләпчиқириш йаки сода башқурғучиси, малийә башқуруш, хадимларни вәзипилиригичә әмәлийләштүрүп башқуруш, амбар башқуруш, мәшғулат башқуруш… дегәндәкләрдә һәқиқәтән еһтийаҗ бар. лекин, иш орнини йариталайдиған студентларниң азлиқи районимизниң иқтисадиға мәлум дәриҗидә тәсир көрсәтмәктә. аптоном районимиздики карханиларниң маъаши интайин төвән, йуқири маъашни өзиңиз йаритисиз. билип қелиңки, ширкәтләр параванлиқ орни әмәс. улар дашқазан әнъәнисини аллиқачан сүпүрүп ташлиған. сиз бир минут тохтиған һаман иш һәққидин қуруқ қалисиз.
санаъәт дәвриниң ихтиралири вә байлиқлири 20-әсирдики атом дәври, учур дәври вә билим игилики дәврини туғди. шуниң билән инсанийәт җәмъийити тәрәққийати техиму тезләшти. нурғун нәрсиләр асанлашти. дунйа техиму конкрет, әмәлийлишип кәтти. йәр шари кичикләп бир кәнткә айлинип қалди. интернет техникиси арқилиқ биз һечнәрсимизни йошуралмайла қалидиған болдуқ. мана әмди тәрәққийат қайнимиға йақимиздин сөрәлгән пети кирип кәлдуқ. «бизни арамимизда қойуңлар, биз мушундақ йашаверимиз, бизгә тәрәққийатниң керики йоқ!» дәп товлисақму, йиғлисақму һечким қулақ салмайду. бүгүнки тәрәққийат рәһимсиз.
студентларниң көпинчиси мәктәптә өгәнгән билимлириниң җәмъийәттә ишлиниш дәриҗиси билән һесаблашмай, көрәңләп кетиду. кичик ишни йаратмайду, чоң ишни қилишқа қурби йәтмәйду, йаки пурсити кәлмәйду. шуңа, үрүмчидә мәдикарлар йашийалайду, әмма оқуш пүттүрүп хизмәт изләп йүргән студентлар йашийалмайдиған әһвал көрүлиду. студентларда пурсити кәлгәндә мәдикарлардинму нан талишалайдиған роһ болсила андин чиқиш йоли тапалайду. улар өзлириниң студентлиқ қалпиқини чоң билмәслики керәк. бу хил алаһидилик уларниң җәмъийәткә чиққандин кейин башқидин өгинишигә тосқун болиду. униң үстигә уларда мәсилиләрни аддий һалда китабтики нәзәрийиләргә селип өлчәш, башқиларни йаратмаслиқ, евән тепиш писихикси хелила йуқири.
шиддәтлик еқиватқан дәрйадин өтмәкчи болған бир пәйласоп бир кемичиниң өзини дәрйадин өткүзүп қуйушини өтүнүпту. кемичи пәйласопни кемисигә олтурғузуп, палақ уруп қарши қирғаққа меңиватқанда, пәйласоп кемичидин сорапту: «сиз тарихни биләмсиз?», «йақ» дәп җавап берипту кемичи. «ундақта сиз,−дәпту пәйласоп, −һайатиңизниң тәң йеримидин мәһром бопсиз». бирдәм меңип пәйласоп йәнә сорапту: «сиз математикини тәтқиқ қилғанму?». «йақ» дәпту кемичи. «ундақта сиз һайатиңизниң тәңдин толисидин мәһрум бопсиз» дәпту пәйласоп. пәйласоп кемичи билән параңлишиватқанда, туйуқсиз шиддәтлик бир долқун келип кемини ағдуруветипту. пәйласоп билән кемичи дәрйа долқуниға чүшүп кетипту. бу чағда кемичи варқирап пәйласоптин сорапту: «сизсу үзүшни биләмсиз?», «йақ» дәп җаваб берипту пәйласоп җиддийлишип. «ундақта сиз,−дәп товлапту кемичи,−пүтүн һайатиңиздин мәһрум бопсиз!».
уйғур карханилири гәрчә интайин аз санда вә әмдиләтин гүллиниватқан йаш карханилар болсиму, уларниң талантлиқларға болған еһтийаҗи интайин йуқири, улар карханисиниң гүллинишигә пайда елип келидиған һәртәрәплимә билими барларни, йәни конкрет, ишәнчлик, қайил қиларлиқ лайиһиләр билән кәлгәнләрни қарши алиду, мәсилән, мәлум йаш бир шәхсий игиликтики карханиниң әмәлий әһвалини тәтқиқ қилип, кархана хоҗайининиң йеңилиқни асан қобул қилидиғанлиқини, карханиниң тәшвиқати вә ичкири өлкиләр билән болған алақисини күчәйтиш хийалиниң күчлүкликини һес қилип, мушу нуқтидин пайдилинип кархана хоҗайинини қайил қилмақчи болупту. у аввал нәччә кечә-күндүз тиришип ишләп бу карханиниң интернет тор бетини ишләп пүттүрүпту, кархана хоҗайини буни көргәндин кейин, уни дәрһал қобул қилишни қарар қилип, мушу йасиған тор бетини торға тизимлитип чиқип, уни мукәмәлләштүрүшкә орунлаштурупту. шуниң билән у бир тәрәптин тор бетини мукәммәлләштүрүп уйғурлар хели көп көридиған тор бәткә айландурупту, йәнә бир тәрәптин ичкирисидики мунасивәтлик завутлар билән торда алақилишип ичкири билән болған алақини қойуқлаштуруп муъәййән пайда йаритипту.
демәк, сизниң кәлгүсидә қандақ адәм болушиңиз һазирдинла бәлгилиниду, сизниң узун мәзгиллик тиришип келиватқан пиланиңиз барму-йоқ? дәрсләрни қариғуларчә өгәнмәй, кишилик һайат вә нишанлиқ башқуруш һәққидә ойландиңизму-йоқ?… сиз өзиңизму бир қошун, қошун қомандани. әқил, һессийат, вақит, мунасивәт… қатарлиқ бир-биригә мунасивәтлик мушундақ тәрәпләрни худди сиз армийини йаки чоң карханини башқурғандәк башқурушиңиз, түзүм бекитишиңиз керәк. етиқадниң өзи өзиңизниң мәмликитидә қанун, сиз җәңгивар қошунму йаки чирик һакимийәтму? пиланлаш йетәкчи нәзәрийиси шуки, җәмъийәт тәрәққийатиниң еһтийаҗиға уйғунлишиш керәк. адәмдә игиләш вә йаритиштин ибарәт икки иқтидар болиду, шуңа һәрқандақ йаш дәвр өзгиришниң ритимиға, дәврниң томурини тутушқа маһир болуши, өгәнгән азрақ билими билән қанаъәтлинип қалмай, өзигә теңилған қелип вә өлчәмләрдинму һалқиши керәк.
төвәндики йеңи оқуш пүттүргән бир студентниң қандақ иш башлайдиғанлиқи һәққидики пилани болуп, бизни хели чоңқур тонушқа игә қилиду.
мәктәптики чеғимдиму җәмъийәт мән үчүн гойа кәскин бир җәңгаһтәк туйулатти, ашу җәңгә пухта тәййарлиқ қиливелишим керәкликини чоңқур һес қилаттим. шундақтиму оқуш пүттүрүп җәмъийәткә чиқиш йеқинлап кәлгәнсери мән һодуқтум, қандақ тәййарлиқ вә қайси маһарәтләрни вә асасларни йаритивелишимни билип болғучә, йәни мәктәпниң әң чоңқур, сеһирлик тәрәплирини һес қилған чағлиримда оқушни пүттүрдүм. әмдики гәп хизмәт орнумни өзүм тепиш иди. гәрчә тағам маңа мәбләғ селип, ширкәт қуруп бәрмәкчи болған болсиму, лекин мениң һазирчә директорлуқ пәллиси бойичә иш башлиғум йоқ. чүнки, маңа нурғун мәшғулатлар һалқиси қараңғу. худди әскәр болуп бақмиған генерал асан мәғлуп болғинидәк, тезла вәйран болушум мумкин. бу худди су үзүшни билмәй туруп деңизға сәкригәндәкла иш болуп қалиду, халас. мән һеч болмиса үч-төт йилғичә башқиларға йаллинип ишлишим, тиҗарәтниң йоллирини билишим лазим. йаллинип ишләш җәрйанида мән өгинидиған тәрәпләр бәк көп болса керәк, дәп ойлаймән. башқиларниң дейишичә, уйғур ширкәтлиригә йаллинип ишлисиңиз, йетәрсиз тәрәплириниң көплүкидин улардин асанла көңлиңиз қалғудәк, бу мән үчүн елип ейтқанда, тәҗрибә-савақ йәкүнләшниң обдан пурсити икән. шуңа, мән бир мәзгил уйғур ширкәтлиридә ишләш қарариға кәлдим. мән уйғур ширкәтлиридила әмәс, йәнә чәт әл шерикчиликидики ширкәтләрдиму йаллинип ишләймән. өзүм ишлигән ширкәтләрниң мәшғулат түзүмлири, адәм ишлитиш йоллири, малийә башқуруш вә сода саһәсидә билишкә тегишлик ишларни бирмубир билип болғандин кейин, өзүмни лайиқлаштуруп андин мустәқил иш башлаймән…
нөвәттә районимиздики алий мәктәп оқуғучилириниң бош вақти бир қәдәр тола. улар шу бош вақиттин үнүмлүк пайдилиниши керәк. нурғун билимләр әмәлийәт синиқи арқилиқ өгинилиду, шуңа компйутер факултетиниң оқуғучиси компйутер ширкәтлиридә, игилик башқуруш факултетиниң оқуғучиси ширкәтләрниң катибат бөлүмидә, қанун факултетиниң оқуғучиси адвокатлиқ иш беҗириш орунлирида, әдәбийат кәспидә оқуватқанлар гезит-журналларда оқуштин сирт ишләп өзини чениқтурса буниң иҗабий үнүми чоң болиду. мубада белгейтисму алий мәктәптә оқуватқан чеғидин башлап ишлимәй, ноқул оқуш биләнла болған болса һазирқи компйутер инқилабиға рәһбәрлик қиливатқан микрософт «империйиси»ни қуралмиған болатти.
мән тонуйдиған бир оқуғучи бар, у алий мәктәптики игилик башқуруш факултетиниң оқуғучиси иди, у мәктәп пүттүргичә ата-анисидин бир тийинму пул алмай оқуди. буниң үчүн у оттура асийадин кәлгән рус тиҗарәтчиләргә мал тонуштурғучи болуп ишлиди һәм бу җәрйанда русчини өгинивалди. сода тиҗарәтниң қандақ болидиғанлиқини биливалди. пул тепишниң сирини өгәнди. мәктәп пүттүргәндин кейин һөкүмәт органлирида ишләшни рәт қилип, бир коллектип ширкәттә ишләп өзини чениқтуруп, мустәқил тапқан пули билән чәт әлгә оқушқа чиқти. униң мустәқил ишләш иқтидари униң чәт әлдиму әла оқушиға түрткә болуп келиветипту.
шундақ, намратлиқ иқтидарсизлиқ вә йаримаслиқниң нәтиҗисидур. мундақчә ейтқанда, җинайәттур. сиз оқуватқан бир студент. пулға болған еһтийаҗиңиз һәргиз төвән әмәс. ашу йирақ сәһрада қалған җапакәш ата-аниңиз сиз үчүн немә күнләрни көрмиди? немә җапаларни тартмиди? йемәй йиғип, тапқан-тәргинини җәмләп әвәтип беривериши сиздә хиҗаләтчилик туйғуси шәкилләндүрмидиму? сиздә анчә-мунчә болсиму пул тепип, өз чиқимиңизни қамдаш истики ойғатмидиму?
наһайити чивәр бир карханичи болуп, у карханисиға оқуватқан оқуғучилардин бир нәпәр хадим алмақчи икән. у өзлирини тизимлатқили кәлгән 30 нәпәр балиға мундақ дәпту: «бу бир бәлгә, аву йәрдә бир топ бар, ашу топни етип мушу бәлгигә тәгкүзүшүңлар керәк. силәргә пәқәт йәттә қетимла топ етиш пурсити бар. ким топни бәлгигә әң көп тәгкүзәлисә, шуни хизмәтчиликкә қобул қилимән».
нәтиҗидә, оқуғучиларниң һечқайсиси топни нишанға тәгкүзәлмәпту. у адәм оқуғучиларға: «әтә йәнә келип қайта синап беқиңлар» дәпту. әтиси оқуғучилардин пәқәт бирсила кәпту вә топни йәттә қетим етип һәммисини нишанға тәгкүзүпту. буниңдин һәйран қалған хоҗайин оқуғучидин: «қандақ қилип топни нишанға тәгкүзидиған болдуң?» дәп сораптикән, оқуғучи: «мән сизгә ишләп тапқан пулум билән анамға йардәм бәрмәкчи идим. шуңа, түнүгүн қайтип берип, кечичә мәшиқ қилдим» дәп җаваб берипту.
демәк, у балиниң бу хизмәткә еришкәнликидә гәп йоқ. чүнки, у бир хизмәтчи хадимда болушқа тегишлик асасий сапани һазирлиған һәм есил пәзилитини ипадилигән.
йетәрлик уссузлуқ тәййарливалалмиған болсиңиз, әң йахшиси чөл сәпирини қилмаң, чүнки җәмъийәт кәскин җәңгаһ, шуңа ата-аниңиз вә җәмъийәт сизни алий мәктәптә оқутуватиду. лекин алий мәктәптики оқушиңиз җиддий, риқабәтлик ритимдә өтмигәчкә, бу йәр сиз үчүн пәқәт езиләңгүлүк, ғәмсизлик, өз шараъитиға мас кәлмигән чоңчилиқ вә реъаллиқ билән кари болмайдиған романтикилиқларни бәхш әтти, сиз шу тәриздә оқуватисиз. ата-аниңизниң пул әвәтип, сизни алий мәктәптә оқутуши сиз үчүн ейтқанда тез ахирлаштурушқа тегишлик, әмма һазирчә амалсиз қобул қилған һақарәт болуп туйулиши керәк иди, өзиңизниң җенини өзиңиз җан етиш, әқәллий адәмликни есиңизгә елишниң орниға, ата-аниңизниң беқишиға адәтлинип қалдиңиз…
шундақ, бизгә нормал туйулуп, һәтта адәткә айлинип кәткән бәзи ишлар иқтисадий қанунийәт вә базар игилики шараъитидики биздила сақлинип қеливатқан бинормал һадисә болуп қалди. мәсилән, хизмәт тепиш мәсилисидә кишилиримиз хизмәт еһтийаҗиниң өзинила ишләшкә көнүп қалған. улар чәт әлләрдикиләрдәк даъим ишсиз қелиш хәвпи билән кичикидин хизмәт тепиш, иш тепип қилиш, пул тепиш иқтидарини йетилдүрүшни хийалиға кәлтүрмигән. мана бу амил сизгә охшаш һәммә ишта башқиларға беқинидиған йашларниң келип чиқишиға сәвәб болған…
әң муһими, сиздә «өз чиқимимни өзүм көтүримән» дегән нийәтниң турғузулишидур. әгәр шундақ ойға кәлсиңизла, әтрапиңизда сизгә қилғудәк ишлар наһайити көп тепилиду. буниң үчүн бирақла көп пул тепиш йаки йуқири маъаш хам хийалини чөрүветишиңиз керәк. есиңиздә болсунки, уйғурларниң ичидә бай һесаблинидиғанларниң көпинчиси пул тепишни әң кичик ишлардин башлиған. үзлүксиз пишип йетилиш басқучини баштин кәчүргән. сизму бүгүн пул тапалмисиңиз әтә, әтә тапалмисиңиз өгүн тепишиңиз мумкин. гәп өзиңизниң пул тепиш ирадиңизниң бар-йоқлуқида. чүнки, ирадә болмиса, һеч ишни башқа елип чиққили болмайду. өз вақтида едисонниң бир йардәмчиси: «биз нурғун вақитни исрап қиливәттуқ, илгири-кейин болуп 20 миң қетим тәҗрибә елип берипму җуғланма лампучкиниң волфира симини йасиғили болидиған материйални тапалмидуқ!» дегәндә, едисон: «йақ, биз волфирам симини йасиғили болмайдиған 20 миң хил маддини биливалдуқ!» дегәникән. едисонда әнә шундақ ирадә вә өзигә нисбәтән ишәнч болғачқила ахир көзлигән мәқситигә йетәлиди, тарихни өзгәртәлиди…
есиңиздә болсунки, башқиларға беқинип йашап көнгән адәмниң мәңгү өз алдиға таллиши болмайду. өз алдиға таллиши болмиғанларниң тизгини башқиларниң қолида болиду. кониларда «өзүң билгән йолни атаңға бәрмә» дегән тәмсил бар. шуңа, мән дәймән, өзиңиз йол тепиң, өзиңиз пул тепиң. мана бу өзиңизниң мәвҗутлуқини, қиммитиңизни испатлайдиған бирдинбир йол!
(«йашлиқ дәстури» намлиқ бир йүрүш китабтин)