«уйғур почтиси» вәтәндә илгири елан қилинған хәвәр-мақалиләрни имкан даъирисидә таллап, рәтләп елан қилиду. буниңдин мәқсәт — әйни дәвр әһвали, тәпәккур усули вә йазғучиларниң әһвали һәққидә чүшәнчә бериштур.— «уйғур почтиси» директори
атақлиқ рәссам, мәрһум сәнъәт әрбаби абдукерим нәсирдин
өмәрҗан имин
‹‹ …көлтекин болмиған болса,һәммиңлар өлгән болаттиңлар! … көлтекин қаза тапти, өзүм һәсрәт чәктим. көрәр көзүм көрмәстәк болди, әқил – һушумдин адашқандәк болдум. өзүм һәсрәт чәктим, заман, тәңри йашайду (өлмәйду). инсан балиси өлүш үчүн төрәлгән… шундақ ойлидим, көзүмгә йаш кәлсә өзүмни тутивалдим, көңлүм бузулса өзүмни бастим.мән чәксиз һәсрәтләндим… хәлқим йиғлаверип көзлиридин айрилип қалурму? дәп ойлидим…»
ـــ «көлтекин мәңгү теши» дин
2014 – йили 11 – айниң 18 – күни хәлқимиз үчүн аҗайип мусибәтлик күн болди, бу күни җуңго бүгүнки заман гүзәл сәнъитиниң муһим вәкиллиридин бири, хәлқъараға тонулған атақлиқ рәссам, уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнти абдукерим нәсирдин әпәнди үрүмчи шәһиридә 67 йешида аләмдин өтти. уйғур мәдәнийәт – сәнъитиниң бир гигант түврүки йиқилди, сәнъәт асминидики парлақ, йеганә бир йултуз өчти. бивапа пәләк мәдәнийәт – сәнъитимиздин өчини алғандәк, битәкрар сәнъәткаримизни аримиздин елип кәтти. бу мусибәт мени худди һайат тохтап қалғандәк, сәнъитимизниң нури өчүп кәткәндәк һессийатқа кәлтүрүп қойди. абдукерим нәсирдин ака бир – биридин надир иҗадийәтлири билән хәлқимизниң роһини намайш қилған, уйғур гүзәл сәнъитини дунйаға тонутқан даңдар сәнъәткар болупла қалмай, мениң 25 йиллиқ җан җигәр ака ағинәм иди. абдукерим нәсирдин ака есил әсәрлири, өзигә хас сәнъәт йоли арқилиқла әмәс, йүксәк адимийилик пәзилити вә қиммәт қариши билән һайатимға күчлүк тәсир көрсәткән санақлиқ затларниң бири иди. униң билән кәспий сорунларда һәмсәпәр болғандин башқа, кечә –кечиләп қенишмай муңдишаттуқ, униң кәңри, азадә нәзәр даъириси, йеңилиққа, иҗадийлиққа бай, мол билими, кишиниң зуқини кәлтүргидәк кәчүрмишлири, кәм учрайдиған ақсүңәкләргә хас миҗәз – характери, адәмни роһландуридиған сөз сәнъити, һайатқа тутқан муһәббәтлик муъамилиси мени һәйран қалдуратти, һайат йолумға үлгә болатти. һәр қетим өчмәс тәсиратларға игә болаттим. абдукерим нәсирдин ака 25 йиллиқ бурадәрчиликимиз җәрйанида устазимла әмәс, бир қурсақ қериндишимдәк болуп қалған иди. техи төнүгүнла маңа иллиқ баққан мулайим көзлириниң мана бүгүн чүштин бурун мәңгүлүк уйқиға кәткәнликигә һазирғичә ишинәлмәй, өзүмгә келәлмәй йүрүптимән. униң ахирқи күнлиридиму пат – пат җөйлүп: «өмәрҗан кәлдиму?» дәп товлап кетишлирини, һәр қетим хошлушуп йанғинимда кесәл карвитида йетип туруп маңа йениш – йенишлап қарап кетишлирини қандақму унутқили болсун?! униң билән пүткүл тарим вадисини биллә кәзгәндики гүзәл, румантик кәчүрмишлиримизни қандақму унутуп кәткили болсун?! мана һазир шу унтулмас күнләр қайта – қайта йадимдин кечип,көз йашлирим компийотер екранини ғувалаштуруп турсиму, титрәп турған қоллирим билән мушу йазмини йезип олтуруптимән.
ундақта, абдукерим нәсирдин ким?
абдукерим нәсирдин 1947 – йили 2 – айда үрүмчидә мәрипәтпәрвәр аъилидә дунйаға кәлгән. 1960 – йили йәкән наһийәлик 1 – оттура мәктәпни, 1963- йили мәркизий милләтләр иниститоти (һазирқи мәркизий милләтләр университети) сәнъәт факолтетиниң гүзәл сәнъәт кәспий техникомини, 1967 – йили мәркизий милләтләр иниститоти (һазирқи мәркизий милләтләр университети) гүзәл сәнъәт факолтетиниң толуқ курсини, 1981 – йили мәркизий гүзәл сәнъәт иниститоти май бойақ рәсим факолтетиниң аспирантлар синипини пүттүргән.
абдукерим нәсирдин илгири – ахири «или гезити» (1970 – 1972), или областлиқ көргәзмихана (1972 – 1978), шинҗаң рәссамлар академийәси (1981 – 2005), шинҗаң сәнъәт иниститути гүзәл сәнъәт иниститоти ( 2005 – йилидин һазирғичә) қатарлиқ орунларда гүзәл сәнъәт муһәррири, кәспий иҗадийәтчи, кәспий рәссам, академийә башлиқи, иниститот мудири болуп хизмәт қилған.
абдукерим нәсирдин дөләтлик 1 – дәриҗилик рәссам, пирофессор, мәркизий гүзәл сәнъәт иниститоти, шиъән гүзәл сәнъәт иниститотиниң магистир аспирант йетәкчиси болуп, җуңго рәссамлар җәмъийитиниң кеңәш әзаси, җуңго май бойақ рәсим илмий җәмъийитиниң һәйъити, җуңго там рәсим илмий җәмъийитиниң муъавин рәъиси, мәмликәтлик рәсим баһалаш комитетиниң һәйъити, шинҗаң май бойақ рәсим илмий җәмъийитиниң рәъиси қатарлиқ муһим иҗтимаъий вәзипиләрни өтигән.
абдукерим нәсирдин тәбиъәтни, турмушни қизғин сөйидиған иҗтиһадлиқ рәссам болуш сүпити билән пүтүн һайатини елимизниң, җүмлидин миллитимизниң гүзәл сәнъәт иҗадийити вә гүзәл сәнъәт маъарипиға беғишлиған.
абдукерим нәсирдин өзиниң сәнъәт һайатида «мәшрәп», «қумул мәшрипи», «долан мәшрипи», «муң», «керийәликләр», «ана», «шатгүл», «тәңритағдики баһар» (там рәсим), «милләтләр иттипақлиқи йашисун» (мәркәздин аптоном районимизға тәқдим қилинған ‹иттипақлиқ даңқини› намлиқ чоң типтики қапартма һәйкәл), «тинчлиқ кәптири», «йүсүп хас һаҗип», «варислиқ . маслиқ: күсән уссули вә долан мәшрипи», «тәклимакандики қум – боран . йешил йемәклик – қетиқ» (һайатиниң ахирқи мәзгиллиридә сизған) қатарлиқ йүзлигән надир гүзәл сәнъәт әсәрлирини иҗад қилған. «абдукерим нәсирдин май бойақ әсәрлири топлими», «абдукерим нәсирдин», «җуңго май бойақ рәссами – абдукерим» қатарлиқ топламлирини нәшр қилдурған. өзи бир қоллуқ пиланлап түзгән топлам – китаблардин «җуңго шинҗаң мәкит деһқанлири рәсим топлими», «шинҗаңниң 100 даңлиқ сәнъәткари» (CD пиластинка топлими), «шиинҗаң рәссамлар академийәси әсәрлири топлими», «үмид йултузи : шинҗаң йаш – өсмүрләр гүзәл сәнъәт әсәрлири топлими», «3 – нөвәтлик җуңго май бойақ рәсим көргәзмиси – шинҗаң әсәрлири топлими» қатарлиқлар бар. «миллийлиқму йаки хаслиқ?», «уйғур май бойақ рәсим услуби йаритиш үстидә издиниш», «иҗадийәттә һес қилғанлирим», «бәдән сәнъити мәнтиқиси» қатарлиқ нурғун есил мақалиләрни елан қилған. у илгири – ахири болуп, фирансийә, италийә, гирманийә, америка қатарлиқ көплигән дөләтләрдә өгиниш, тәтқиқат, тәҗрибә алмаштуруш паъалийәтлиридә болған. һазирғичә үрүмчи, бейҗиң, шйаңгаң, алмаъата, бешкәк, болунийә, париж қатарлиқ шәһәрләрдә шәхсий рәсим көргәзмисини өткүзгән (нурғун қетимлиқ коллектип көргәзмиләр буниң сиртида). «варислиқ . маслиқ: күсән уссули вә долан мәшрипи» қатарлиқ бир түркүм әсәрлири җуңго гүзәл сәнъәт сарийи, италийә болунийә сәнъәт иниститоти қатарлиқ даңлиқ гүзәл сәнъәт сарийи вә мозейларда мәңгүлүк сақлашқа елип қелинған.
абдукерим нәсирдин 1990 – йиллардин буйан « говуйүәнниң алаһидә тәминатидин бәһримән болидиған мутәхәсис» шәрипигә муйәссәр болған болуп, йәнә 2005 – йили б д т пән – маъарип – мәдәнийәт тәшкилати мутәхәсисиләр өмикигә тәклип қилинған һәмдә шу йили б д т пән – маъарип – мәдәнийәт тәшкилати тәрипидин баһаланған «дунйадики 100 мәшһур мутәхәсис» кә берилидиған тунҗи түркүмдики алаһидә төһпә мукапати – «алтун орден» мукапатиға сазавәр болған. әсәрлири хәлқъара вә дөләт ичидә нурғун қетим «алаһидә мукапат», «там рәсим катта мукапати», «мис мидал мокапати» вә аптоном район бойичә 1 -, 2 – дәриҗилик рәсим мукапатлириға наъил болған.
абдукерим нәсирдин елимизниң, җүмлидин дийаримизниң гүзәл сәнъәт маъарипидиму шанлиқ изларни қалдурған болуп, йүзлигән қабил избасар рәссамларни тәрбийәләп йетиштүргән. дийаримизниң бүгүнки заман гүзәл сәнъәт иҗадийити вә маъарипида тайанч күч болуп хизмәт қиливатқанларниң көп қисми униң бивастә вә вастилик тәрбийәлигән шагиритлири һесаблиниду.
абдукерим нәсирдин йетүк рәссам, нопузлуқ гүзәл сәнъәт маъарипчиси болупла қалмай, дийаримиз, һәтта елимиз гүзәл сәнъәт саһәсидики абройлуқ гүзәл сәнъәт тәшкилатчиси вә паъалийәтчисидур. у көп йиллардин буйан, аптоном районимзниңла әмәс, елимизниң гүзәл сәнъәт саһәсидики муһим паъалийәтләрни тәшкилләш вә йетәкчилик қилиш, илмий унван вә мукапатларни баһалаш, бекитиш ишлирида өзиниң муһим ролини җари қилдурған. униң бу җәһәттики төһпилири гүзәл сәнъәт саһәсидин һалқип, пүткүл мәдәнийәт саһәсигә қәдәр мәнпәъәтлик тәсир көрсәткән.
абдукерим нәсирдинниң тәрҗимиһали вә әсәрлири «җуңго гүзәл сәнъәт енсиклопидийәси», «20 – әсир җуңго май бойақ рәсимлири топлими», «җуңго һазирқи заман май бойақ рәсим сәнъити», «дунйадики мәшһур шәхсләр қамуси» қатарлиқ нопузлуқ китабларға киргүзүлгән.
абдукерим нәсирдин йоқириқидәк төһпә – утуқлири билән уйғур гүзәл сәнъәт саһәсидила әмәс, җуңго, һәтта дунйа гүзәл сәнъәт саһәсидиму мунасип орун тутидиған, йиқилмас абидә тиклигән мәшһур рәссамларниң бири .
мәрһум абдукерим нәсирдин адимиийлик истили дурус, кәң қурсақ, кәмтәр, хушпеъил, йумуристик, чиқишқақ, көйүмчан характер – миҗәзи билән кәсипдашлар арисидила әмәс, кәң җамаъәтчилик арисидиму йүксәк инавәт тапқан пазил зат иди.
хәлқимиз мушундақ бир мунәввәр пәрзәнти, шөһрәтлик сәнъәткари болғинидин иптихарлинатти, униң нами вә әсәрлирини һөрмәт вә пәхирлиниш ичидә сүйүнүп тилға алатти. миң әпсус!!!, хәлқимиз, елимиз, һәтта дунйа гүзәл сәнъәт саһәси йеганә бир йарқин йултуздин айрилип қалди…
өз әсәрлиридә тарим вадисиниң қуйаш нури, қәдимий сәддичинниң тинчлиқ кәптири вә оттура деңизниң шамилини бир гәвдигә айландуруп, дунйа гүзәл сәнъәт саһәсидә «тәклимаканға қайтиш» һадисини йаратқан мәшһур рәссам абдукерим нәсиридинни хәлқимиз әбәдилъәбәт унутмайду. униң әсәрлири дунйа гүзәл сәнъәт тарихиниң алтун қурлирида мәңгү җулалинип туриду.
әлвида, устаз! йатқан җайиңиз җәннәттә болғай!
(аптор: «шинҗаң сәнъити» журнилида)