уйғур почтиси, 28-йанвар

изаһат: «тоғрақ роһи» уйғур рәссамлири гурупписи 2024-йили рәссам мәрвайит һапизниң йетәкчиликидә, дунйаниң һәрқайси җайлиридин болуп җәмъи алтә нәпәр рәссам билән қурулған. гуруппа әзалири мәрвайит һапиз (германийә), гүлназ турсун (қазақистан), мәмәтҗан җүмә (америка), әкрәм имин (норвегийә), санийә имин (америка) вә камилә дилшат (әнглийә) қатарлиқ рәссамлардин тәшкил тапқан.
бу гуруппа қурулғандин тартип та һазирғичә, гуруппа әзалири өзиниң чәклик шараъитигә қаримастин, түрлүк қийинчилиқларни йеңип, дунйаниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаъити, уйушмилири вә тәшкилатлириниң қоллиши билән бирнәччә қетимлиқ гүзәл сәнъәт көргәзмиси ечип, шу орунлардики уйғур җамаъитиниң мәниви турмушини бейитиш билән биллә, уларниң түрлүк йосундики қоллиши вә риғбитигә еришти. төвәндә, гуруппа йитәкчиси мәрвайит һапиз ханимниң гуруппиниң йеқинқи паъалийәтлиридин қисқичә тонуштуриши билән биллә кәң қоллиғучиларға болған сәмими миннәтдарлиқини диққитиңларға сунимиз:
«тоғрақ роһи» уйғур рәссамлири гурупписи 2024-йили қурулған болуп, асаслиқ мәқситимиз: сәнъәт әсәрлири арқилиқ, биз уйғурларниң тарих йаратқан, бүйүк бир мәдәнийәтниң игиси вә мирасхорлири икәнликимизни, шундақла сәнъәткар бир милләтниң әвлади болғанлиқ ғуруримизни, худди тоғраққа охшаш қәйсәр бир милләт икәнликимизни биз йашаватқан җәмъийәткә намайан қилиштур; хәлқимиз арисида бирлик вә иттипақлиқни тәшәббус қилип, бир гәвдә болуп уйушқандила мәқситимизгә йетәләйдиғанлиқимизни чүшәндүрүштин ибарәттур.

1- қетимлиқ «тоғрақ роһи» уйғур рәссамлири гүзәл сәнъәт көргәзмиси германийәниң мийунхен шәһиридики «шлос блйутенбург » (Schloss Blutenburg) мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлди.2024- йили ийун ейида, 1- қетимлиқ «тоғрақ роһи» уйғур рәссамлири гүзәл сәнъәт көргәзмиси мийунхен шәһиридики «шлос блйутенбург» (Schloss Blutenburg) мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлүп, үч күн давамлашти. мәзкур көргәзмә интайин тәнтәнилик вә нәтиҗилик ечилди.

2- қетимлиқ «тоғрақ роһи» уйғур рәссамлири гүзәл сәнъәт көргәзмиси австралийәниң сидней, мелбурн вә аделайд шәһәрлиридә өткүзүлди

2025- йили 8-нойабир сиднейдики унтулғусиз, нәтиҗилик вә һайаҗанлиқ минутлар «тоғрақ роһи» уйғур рәссамлириниң роһиға җасарәт вә илһам бәрди. бизни пүтүн вуҗуди, җапалиқ әмгики билән қоллиған сәнъәткар вә сәнъәтсөйәр, мәрипәтпәрвәр достум гүлназ қадирға миңларчә рәһмәт. (гүлназ қадир ханим 1982-йилидин 1986-йилиғичә бейҗиңдики мәркизий һүнәр-сәнъәт академийәсидә лайиһәләш кәспидә оқуған; оқуш пүттүргәндин кейин 1986-йилидин 1995-йилиғичә сәнъәт иниститутида оқутқучилиқ қилған. 1995-йили австралийәгә кәлгән).
«уйғур мәдәнийити вә мираслири җәмъийити»ниң рәъиси, шундақла паъалийәтни лайиһәлигүчи вә рийасәтчилик қилғучи истидатлиқ йаш достимиз мәликизат ханимға рәһмәт. (мәликизат ханим хәлқъара мунасивәт вә сода кәспидә магистирлиқни пүттүргән. 2009-йили йеңи зелландийәгә кәлгән, 2020-йили сиднейгә көчүп кәлгән, шундин башлап сиднейдә иқтисад вә пул-муъамилә саһәсидә башқурғучи болуп ишлимәктә).

вәтән сиртида уйғур муқамини тилға алсақ йултуздәк чақнап туридиған, авазини йәттә қәвәт йәрдин суғуруп елип чиқип, йәттә қәвәт асманда йаңраталайдиған бизниң пәхрилик муқамчимиз шөһрәт турсунға рәһмәт. (шөһрәт турсун әпәнди «австралийә уйғур ансамбили»ниң қурғучиси, «Trio» намида үч кишилик сәнъәткардин тәшкил тапқан гуруппида вә австралийә хәлқъаралиқ музика әтритидә 18 йилдин буйан паъалийәт қилип кәлмәктә. у австралийә хәлқъаралиқ көп қирлиқ мәшһур сәнъәткарлар ансамбилида, башқа сәнъәткарлар билән бирликтә сансизлиған сәһниләрдә өз иқтидарини намайан қилип кәлмәктә).


бу паъалийәтни қоллиған «сидней уйғур җәмъийити»ниң рәъиси бәхтийар бөрә әпәндигә, «уйғур сахавәтчиләр җәмъийити»ниң рәъиси зулпийә селимһаҗи ханимға вә шу гуруппидики барлиқ ханимларға рәһмәт.
бу паъалийәтниң тәшвиқат материйаллирини лайиһәлигән талантлиқ йаш лайиһәлигүчи инимиз вә кәспидишимиз мирзат таҗиға рәһмәт, сиднейдики барлиқ уйғур җамаъитигә рәһмәт! шу қериндашлиримизниң көргәзмә җәрйанида вә көргәзмидин кейин, омумән һәр вақит бизни тәбәссум вә меһр-муһәббити билән бәс-бәстә қизғин күтүвелишлири бизниң вәтәнни сеғинған һиҗран азаплиримизға мәлһәм болди. мән уларға чин йүрикимдин рәһмәт ейтимән! у йәрдики җамаъәтниң сорунларда көргәзминиң нәтиҗилик болғанлиқи тоғрисида сөзлигинидә, мени әң җәлп қилғини һәм һайаҗанландурғини: « бу көргәзмә австралийәгә уйғурлар йәрлишишкә башлиған 40 йиллиқ тарихида болуп бақмиған аҗайип чоң, йахши иш болди » дегән инкаси болди.

һәқиқәтәнму шундақ болди, әлвәттә. бизла әмәс, пүтүн дунйадики һәрқандақ бир уйғур у нәқ мәйдандики мәнзирини көрсә, шундақла у инкасларни аңлиса хушал болиду дәп ойлаймән. сиднейдики көргәзминиң ечилиш мурасимиға кәлгән йәрлик һөкүмәт хадимлириниң « бу паъалийәт аҗайип йуқири сүпәттә орунлаштурулупту, силәр уйғурларниң бу қәдәр гүзәл мәдәнийитиңлар вә сәнъитиңларниң барлиқини бүгүн биз техиму чоңқур тонудуқ. » дегән инкаси мениң бир өмүр сәнъәткар болуп йашап, мушу паъалийәт үчүн бир йил җапалиқ тиришқинимниң һардуқини чиқарди, шундақла уйғурлуқ вә сәнъәткарлиқ ғурурум арам тапти…
2025-йили 15- нойабир, мелбурндики һайаҗанлиқ бир күн

шундақ қилип 13-нойабир достумиз гүлназниң орунлаштуруши билән, биз рәсимлиримизни минибусқа қачилап, 11 саъәтләп җапалиқ йол меңип, кәчқурун мелбурнға йетип кәлдуқ. мелбурндики уйғур мөтивәрлиридин болған ғәйрәт әпәнди вә мәрйәм ханимниң бизни күтүвелиш үчүн тәййарлиған мол дастихини, уларниң қизғин меһмандостлуқи бизни хушал қилипла қалмай, бәкму бәхтлик туйғуға чөмдүрди. у бир җүп қериндишимизға чин йүрикимдин рәһмәт ейтимән.

пилан бойичә, 15-нойабир күни мелбурндики көргәзмә «MMH уйғур йетим балилар фонди җәмъийити»ниң йеқиндин қоллиши билән өткүзүлди. йетим балилар фонди җәмъийитиниң қурғучиси һәм рәъиси надирә йүсүп ханим паъалийәтни йеқиндин қоллиди. бу фонди җәмъийити австралийә фонди җәмъийәтлириниң мақуллиши билән 2018-йили рәсмий қанунлаштурулуп әнгә елинған. түркийәдә үч тармақ җәмъийити болуп, һазирға қәдәр нурғунлиған оқушсиз қалған, университетларға өтүп иқтисадий йар бәрмигән йетим балиларға иқтисадий җәһәттин йардәм қилип оқутуп кәлмәктә икән).

«викторийә уйғур җәмъийити» вә шу йәрдики җамаъәтниң тәшкиллиши, шундақла қериндашларниң йардими билән, сәнъәт әсәрлири икки саъәт ичидә көргәзмә залиға наһайити чирайлиқ есилип, һәммә өз җайиға орунлаштурулди вә инсанни һайаҗанға салидиған гүзәл бир кәйпийат шәкилләнди. шу йәрдә йашаватқан көплигән йәрликләр, уйғур җамаъити вә нурғунлиған йәрлик һөкүмәт хадимлири көргәзмимизни қизғин екскурсийә қилди вә наһайити йуқири баһа бәрди.
бу паъалийәтниң нәтиҗилик болушиға күч чиқарған «викторийә уйғур җәмъийити»ниң рәъиси шаһзат әпәндигә, шундақла бу паъалийәткә алаһидә күч чиқарған уйғур җамаъитиниң мөтивәрлири мәрйәм ханим вә ғәйрәт әпәндигә чин йүрикимдин рәһмәт ейтимән.
2025- йили 22-нойабир аделайдтики тәнтәнилик бир күн

«уйғур тәңритағ ханим-қизлар уйушмиси» (AUTWA) ниң һәр җәһәттин әтраплиқ тәшкиллиши вә тәййарлиқ қилиши билән, «тоғрақ роһи» уйғур рәссамлири гуруппимизниң аделайдтики гүзәл сәнъәт көргәзмисиму бәлгиләнгән вақитта наһайити тәнтәнилик өткүзүлди. көплигән һөкүмәт хадимлириму бу көргәзмигә алаһидә келип сөз қилди вә бу паъалийәткә наһайити йуқири баһа бәрди. ( «тәңритағ ханим-қизлар уйушмиси» 2020-йили 9-декабирда рәсмий қурулуп әнгә елинған болуп, буниңдин бурунму аделайд шәһиридә он нәччә йил наһайити актиплиқ билән нурғун паъалийәтләрни елип барған. уйушма 11 нәпәр җасарәтлик, җәзбидар вә актип ханимдин тәшкил тапқан болуп, рамилә чаншеф ханим уйушминиң рәъислик вәзиписидә. алтә йилдин буйан бу уйушма австралийәдә уйғур җамаъити, җүмлидин уйғур ханим-қизлириға үмид вә җасарәт беғишлайдиған һәр түрлүк, сәрхил паъалийәтләрни елип барған; йәнә бир җәһәттин, һөкүмәт орунлири вә түрлүк тәшкилатлар билән зич мунасивәтләрни орнитип, уларниң қоллиши вә һәмкарлиқини қолға кәлтүргән. бу уйушма уйғур кимликини тонуштуруш вә уйғурлар дуч келиватқан вәзийәтни аңлитишта изчил тиришип ишләп кәлмәктә).

аделайдта өткүзүлгән бу қетимлиқ уйғур рәссамлириниң гүзәл сәнъәт көргәзмисиму уларниң йетәкчилики, әтраплиқ тәшкиллиши, шундақла шу йәрдә йашаватқан уйғур җамаъитиниң қизғин қарши елиши билән наһайити ғәлбилик өтти. бу йәрдә мән аделайдта йашаватқан җәзбидар, җасарәтлик вә тиришчан пәризат ханимға алаһидә рәһмәт ейтимән. биз мелбурндин минибосқа рәсимлиримизни қачилап, ғәйрәт әпәндиниң йардими билән тоққуз саъәт йол йүрүп аделайдқа барғинимизда, пәризат ханимниң алдимизға тәййарлиған мәззилик, мол дастихини вә қизғин кәйпийат билән күтүвелиши бизниң бир күнлүк йол җапасидики һардуқлиримизни чиқирип, һәқиқий қериндашлиримизниң меһри-муһәббитини һис қилдурди. хизмити шунчә җиддий болсиму, бизниң паъалийитимиз үчүн төт күн рухсәт сориғанлиқи мени бәкму тәсирләндүрди. достум гүлназдин у ханимниң паъалийитимизни иқтисадий җәһәттинму қоллиғанлиқини аңлап техиму тәсирләндим; бу йардәмхумар достимизға чин йүрикимдин рәһмәт ейтимән!
« уйғур тәңритағ ханим-қизлар уйушмиси»ға, көргәзмигә һәмкарлашқан җамаъәткә шундақла көргәзмимизгә алаһидә қиммәтлик вақтини чиқирип кәлгән барлиқ уйғур җамаъитигә чин йүрикимиздин рәһмәт ейтимиз.

йуқирида көргәзмиләрниң наһайити көңүллүк вә нәтиҗилик болғанлиқи тоғрисида чүшәндүрдүм. шундақ болушиға баштин-ахир баш қатуруп, әтраплиқ пиланлаш, рәсимләрни нәччә йүз километир йирақлиқтики җайға чоң аптобус билән бихәтәр йөткәш, һәр бир шәһәрдә бизниң хушал вә раһәт турушимиз үчүн турушлуқ җайлиримизни бикитиш қатарлиқ ишларни достум гүлназниң нуқсансиз орунлаштуриши бизни бәкму сөйүндүрди вә тәсирләндүрди. бу хизмәтләрни гүлназниң арқа тирики болған пидакар қоллиғучи, сахавәтчи, йардәмхумар вә есил пәзиләтлик йолдиши фәйим әпәндиниң йеқиндин қоллишдин айрип қариғили болмайду, әлвәттә. мән бу йәрдә достум гүлназға вә йолдиши фәйим әпәндигә йәнә бир қетим чин йүрикимдин тәшәккүрүмни ипадиләймән. кәспидишим әкрәм иккимизниң көргәзминиң нәтиҗилик болуши үчүн нурғун рәсимләрни йавропадин почта арқилиқ қитъә атлап әвәтип вә җапалиқ йолларни бесип көргәзмә үчүн барғандики барлиқ һардуқлиримиз чиқти.


барлиқ қериндашларға миңларчә рәһмәтлиримиз билән, силәргә саламәтлик вә амәтләр тиләп,
һөрмәт билән германийәдин:
мәрвайит һапиз