уйғур почтиси

1-април

австралийәдики MMH фонди җәмъийити (MMH Foundation) түркийәдә тарих кәспидә оқуватқан еһтийаҗлиқ уйғур йашлирини қоллаш вә уйғур тарихшунаслиқини раваҗландуруш мәқситидә, уйғур тарихчи доктор нәбиҗан турсун намида мәхсус оқуш мукапати тәсис қилғанлиқини елан қилди.

тарихий бир қәдәм: милли тарихчи намидики тунҗи мукапат

2018-йилидин буйан түркийәдики һәмкарлашқучи органлар билән бирликтә нурғунлиған уйғур оқуғучиларниң алий мәктәп хираҗитини һәл қилип келиватқан MMH фонди җәмъийити, бу қетим хәлқъаралиқ әнъәниләргә мас һалда, өз саһәсидә гәвдилик төһпә қошқан шәхсләрниң намида мукапат беришни қарар қилған.

бу даъиридә, уйғур вә оттура асийа тарихи тәтқиқатидики зор хизмәтлири, җүмлидин 13 томлуқ «уйғур омумий тарихи» қамусиниң муъәллипи, тарихшунас вә журналист доктор нәбиҗан турсун әпәндиниң намида оқуш мукапати тәсис қилинди.

доктур нәбиҗан турсун мәзкур мукапатниң тәсс қилиниши һәққидә уйғур почтисиға мундақ диди:

«мән өткән йили австралийәдә 3 шәһәрдә илмий сәпәрдә болуп, сйдней университетида профәссор дәйвид бропи ( David Brophy)ниң рийасәтчиликидә шәрқий түркистан җумһурийити вә уйғур милләтпәрвәрлики һәққидә лексийә бәргәндин кейин һәмдә булардин башқа сйдней, аделайд, мелборне қатарлиқ шәһәрләрдики уйғур ели җамаъитигә уйғур тарихи бойичә бир қанчә мәйдан ләксийә сөзләш җәрйанида асвтралийәдә паъалийәт қиливатқан ммһ хәйри сахавәт фонди мениң намимда мәхсус уйғур тарихи оқуйдиған оқуғучиларға йардәм бериш, бу арқилиқ уйғурлар тарихини тәтқиқ қилидиған вә тәрғибат қилидиған йеңи әвладларни тәрбийәләшни нишан қилған бир оқуш мукапати беришни ойлишиватқанлиқини, вә мениң разилиқимни сориғаниди. мән бу муһим ишқа разилиқ билдүргәнидим. манә әмди улар рәсмий қарар билән бу оқуш мукатини рәсмий тарқитиш ишиға киришип, бу хәвәрни маңа йәтүзди. әлвәттә, уларға чин дилимдин рәхмәт ейтимән. улар, бу йил тарих кәспидики бир магистир оқуғучиға мукапат тарқитиш, келәр йилидин башлап уни техиму көпәйтиш һәмдә түркийәдин башқиму әлләрдики уйғур магистир йаки докторлириниң уйғур тарихи бойичә оқушиға йардәм көрситишни арзу қиливатқанлиқини ейтти, мениңчә бу наһайти йахши бир план, уйғур хәлқиниң тарихини өгиниш вә тәтқиқ қилиш, кәлгүсидә бу саһәниң техиму күчлүк мутәххәсислирини йетиштүрүш муһим вә шәрәплик хизмәттур. әмәлийәттә уйғурларниң өзлиридин уйғур тарихини тәтқиқ қилидиған хәлқъара сәвийәдә иш елип баридиған йүзлигән тарихшунаслар йетишип чиқиши керәк, уйғурларниң милләт сүпитидә мәвҗут болуши үчүн униң тарихи муһим мәниви асастур. өз тарихини билмигән, тәҗрибилирини йәкүнлимигән милләтниң келәчики ғува болуши шүбһисиз.»

мукапатқа еришиш шәртлири

бу йил синақ тәриқисидә бир нәпәр оқуғучиға берилидиған бу мукапатқа илтимас қилғучилар төвәндики шәртләргә уйғун болуши керәк:

  • кимлики: уйғур болуши вә түркийәдә йашаватқан болуши лазим.
  • оқуш арқа көрүнүши: тарих пәнлири бойичә баклаверлиқ (Bachelor) оқушини тамамлиған болуши, һәмдә уйғур тарихи тәтқиқати бойичә магистирлиқта оқуватқан йаки оқуш алдида болуши шәрт.
  • нишани: кәлгүсидә уйғур тарихини чоңқур тәтқиқ қилиш вә тәрғип қилиш ирадисигә игә болуши керәк.

алаһидә пурсәт

мукапатқа еришкән оқуғучи иқтисадий йардәмдин сирт, йәнә доктор нәбиҗан турсун әпәнди билән бивастә алақә қилиш вә униң илмий йетәкчиликидин бәһримән болуш пурситигә игә болиду.

илтимас қилиш усули

қизиққан намзатлар өзлириниң тәпсилий тәрҗимиһали (CV) вә толдурулған җәдвәлни 2026-йили 5-айниң 5-күни истанбул вақти саъәт 17:00 гичә төвәндики електронлуқ адрисқа йоллиса болиду:

???? [email protected]