«гуннар йарриң коллексийони» да сақлиниватқан бир парчә мәктуп

The Jarring Collection, Lund University Library

зулһайат өткүр тәййарлиди

төвәндә әйса йүсүп алптекин түрколог гуннар йарриң вә әйни вақиттики бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи даг хаммаршөлд (Dag Hammarskjöld ) билән йезишқан инглиз вә түрк тилидики мәктупларниң қисқичә мәзмунини сунмақчимән.

1- парчә мәктуп

(1958-йили 2-сентәбир, әйса йүсүп алптекинниң гуннар йарриңға йазған хети)

җанаблири,

алди билән шу дәмләрдә дунйавий етирапқа еришкән бир мөһтәрәм шәхс билән хәт- алақә қилиш пурситигә еришкәнликимдин толиму хурсәнмән. кәшмирдики чеғимда лаһорда йәрлишип қалған вәтәндишимиз муһәммәт руһи уйғурдин сизниң шәрқий түркистанға барғанлиқиңиз вә нурғун әсәрләрни йазғанлиқиңиз һәққидә аңлиған идим. һәммидин муһими, сизниң шәрқий түркистанға болған сөйгүңиз мени һайаҗанландурғаниди. кейинчә әнқәрәдә хәмит зубәйир әпәндидинму сизниң йахши тәриплириңизни аңлидим. йиллардин бери сизгә болған һөрмитимни билдүрүш вә вәтинимниң азатлиқи тоғрилиқ сизниң қиммәтлик пикирлириңизни аңлаш пурситини зариқип күткән болсамму, мана бүгүнки күнлүктә несиб бопту.

алди билән асасий темиға кириштин бурун, өзүмни қисқичә тонуштуруп өтүшкә иҗазәт қилғайсиз.

мән шәрқий түркистанниң сиз барған йеңисар наһийәсидә туғулған. дадамниң исми йүсүп бәг, у йеңисардики абройлуқ кишиләрдин иди, бәлким сизму йеңисарда турған вақтиңизда исмини аңлиған болушиңиз мумкин. 1926-йил мениң һайатимдики бурулуш нуқтиси болуп қалди, мән шу йили ғәрбий түркистанға йол алдим вә 1934-йилғичә шу йәрдә йашидим. йурттики чеғимда у йәрдики тәқибләшләр вә ақартиш хизмәтлириниң чәклимилики түпәйлидин көп ишлар маңа айдиң әмәсти. ғәрбий түркистанға кәлгәндин кейин, шәрқий түркистанниң хитай тәрипидин бесивелинип, хитайниң мустәмликисигә айландурулғанлиқини, шундин етибарән хитай һөкүмранлириниң бизниң вәтинимизни қалақ һаләттә қалдуруп, һәтта дөлитимизниң исминиму өз хаһиши бойичә өзгәрткәнликидәк нурғун һәқиқәтләрни өгәндим. шәрқий түркистан ташқи дунйаға нисбәтән хирә бир симаға айлинип, дунйаниң нәзиридин йирақ қалған иди. бу һәқиқәтләр мениң хитайға болған қаршилиқим вә вәтинимниң азатлиқиға болған ғайәмниң от болуп йалқунҗишиға сәвәб болди.

у вәзийәттә һәр қандақ бир қораллиқ қозғилаң русийәниң сиңип киришигә йол ечип бериши мумкин иди, чүнки русийәниң пиланини пәрәз қилғили болиду. биз үчүн русларниң ишғалийити хитай ишғалийитидинму бәкрәк хәтәрлик, чүнки мән ғәрбий түркистанда буниңға шаһит болдум. мениң қаришимчә болғанда әгәр хитай тәрәп бираз майиллиқ көрсәтсә, рус ишғалийитиниң тәһдитидин қутулуп қалғили болатти, шәрқий түркистан хәлқиму бираз күнниң сериқини көргән болатти. шуңа буларни көздә тутуп, 1932-йил мән хитай өлкилиригә берип, уларниң рәһбәрлири вә дөләт адәмлири билән көрүшүп, уларни шәрқий түркистан хәлқиниң йәрлик милитаристлар тәрипидин рәһимсизләрчә екиспилатсийәгә учраватқанлиқи, русларниң болса хитайдин азат қилишни баһанә қилип, өзлириниң ишғалийәт пилани үчүн чот соқуватқанлиқидәк вәзийәткә диққитини ағдурушқа чақириқ қилдим. мән хитай тәрәпни шәрқий түркистанға йүксәк аптономийә һоқуқи беришкә қайил қилмақчи болдум. шундила җәң қилиштин вә қан төкүлүштин сақлинип қалғили болатти, шәрқий түркистан хәлқиму мәлум дәриҗидә әркинликкә еришип қалатти.

наһайити әпсус, мениң оттуриға қойған сәмимий тәклиплирим хитай милләтчи партийәси тәрипидин рәт қилинди, мән инкас қилған мәсилиләрни һәл қилиш үчүн һечқандақ чарә-тәдбир қоллинилмиди.

мөлчәрлигинимдәк ақивәт ахири йүз бәрди. 1931-йили қумулда партлиған инқилабниң тәсири пүткүл вәтән тәвәсигә таралди. йәрлик милитаристлар қозғилаңни бастурушқа амалсиз қелип русийәдин йардәм сориди, буниң билән русийә тәрәп әскәрлирини или, чөчәк, учтурпан вә қәшқәр қатарлиқ шәһәрләргә киргүзди. пүткүл шәрқий түркистан тәвәсидә қозғалған инқилаблар бастурулуп, йеңидин қурулған шәрқий түркистан җумһурийити йиқилди. үрүмчидики һөкүмәтниң қошулуши билән руслар вәтинимиздә 1933-йилдин 1943-йилғичә һөкүм сүрди. бу җәрйанда шәрқий түркистан хәлқи ейтқусиз азаб-оқубәтләргә вә бастуруш, қийнашларға муптила болди. арқидин русийә – германийә уруши йүз бәрди. бу урушниң өзигә хәвп елип келишидин әндишә қилған йәрлик милитарист шең шисәй өзини җаң кәйшиниң қойниға атиду вә униңға садақәтлик көрситишкә вәдә бериду. үрүмчидә қурулған йеңи һөкүмәт уйғур қатарлиқ милләтләргә қаритилған хитайлаштурушни нишан қилған мустәмликә сийаситини йолға қойиду. буниң билән шәрқий түркистан хәлқи тарихта йәнә бир қетим еғир асарәткә дуч келиду. бу вәзийәт иккинчи дунйа урушидин кейин өзини русливалған русийәгә йағдәк йақиду вә русийәниң шәрқий түркистанда қайта тәсир күчини көрситиш хийалини ойғитиду. русийәниң мустәқиллиқни қоллаймиз дигән вәдиси билән, или, тарбағатай вә алтай вилайәтлиридә инқилаб партлап хитай һөкүмранлиқи мәғлуп қилиниду. йәнә бир тәрәптин, хитай милләтчи партийәсиму шәрқий түркистанлиқларға аз дегәндә бәзи һоқуқларни беришкә вәдә қилғаниди. бу келишимләргә асасән, үрүмчидә түрлүк ирқ вә милләтләргә вәкиллик қилидиған бир йеңи һөкүмәт тәсис қилиниду. дохтур мәсъут сабири рәъисликкә тәйинлиниду, пеқирму 1945-йилдин кейин үрүмчигә қайтуруп келинип баш катиплиққа тәйинләндим. һалбуки, биз давамлиқ түрдә бу шәрқий түркистанда турғузулған хитай армийәсиниң мудахилисигә учрап турдуқ. һәр тәрәптин кәлгән түрлүк қийин-қистақ, тәқипләшләрдин қутулалмидуқ. хитай қизил армийәси шәрқий чегримизға бесип киргәндин кейин, генирал тав сийө шәрқий түркистандики хитай армийәсиниң баш қоманданлиқиға тәйинлиниду. хитай коммунистик партийәсиниң һөкүмранлиқини күчкә игә қилиш үчүн, бейҗиң һөкүмити мәхпий пиланлап, мәсъут сабириниң орниға бурһан шәһидини рәъис қилип тәйинләйду.

бу хил шараъит астида мениң башқа дөләтләрдин сийасий панаһлиқ тиләштин башқа йолум қалмиғаниди. шундақ қилип, мән йүзлигән һәмраһлирим, миңлиған вәтәндашлирим билән биргә чеградин өтүп 1949-йили қиш айлириниң бир күни кәшмиргә йетип кәлдуқ. бу вақитларда бизниң вәтәндин зор бир түркүм кишиләр пакистан вә һиндистанға қечип кәлгәниди. биз уларниң түркийә йаки сәъуди әрәбистанға көчмән болуп кетишигә йардәмчи болдуқ. шу қатарда мәнму иккинчи вәтиним дәп һесаблиған түркийәниң истанбул шәһиригә келип орунлаштим. бу мунасивәт билән көчмәнләрниң җайлишишиға йардәм қолини сунған пакистан вә һиндистан һөкүмитигә, америка қошма шитатлириниң хәйр-сахават органлириға чоңқур рәһмитимни билдүримән. әң зор тиришчанлиқ көрсәткән түркийә вә сәъуди әрәбистан һөкүмәтлиригә миннәтдарлиқимни билдүримән.

мениң йуртумдин айрилишим аввал хәтәр ичидә қалған җенимни қутқузуш үчүн; андин  вәтинимизни қизил хитайниң мустәмликисидин азат қилиш, шундақла хитай милләтчи партийәсиниң қайта қолиға чүшүп қалмаслиқ үчүн әркин дунйаниң йардимини қолға кәлтүрүш үчүн күрәш қилиш иди.

җүмлидин өзүм тоққуз йилдин бери көплигән ислам әллиригә сәпәр қилип, уларниң дөләт әрбаблири, сийасийонлири вә мөтивәрлири билән көрүштүм. ахбарат васитилиридә хитайниң шәрқий түркистанда түрк мусулманлириға йүргүзиватқан инсанийәткә қарши җинайәтлирини  аңлитип кәлдим. шәрқий түркистан мәсилисиниңму африқа дөләтлири мәсилилиридәк бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң муһим хизмәтлири қатаридин орун елиши керәкликини тәкитләп кәлдим. хитай һөкүмитиниң «1-номурлуқ мустәмликичи» дәп тизимға елинишини тәләп қилдим.

вәһаләнки, бир қисим мусулман дөләтлириниң вә әркин дунйадики дөләтләрниңму қизил хитайниң вә русийәниң тәрипини тутқанлиқидин наһайити әпсусландуқ. бизни үмидсизләндүргини, бир қисим әрәб дөләтлириниң исраъилийәгә қарши турушта бирлик шәкилләндүрүп, милйонлиған мусулманларға зулум селиватқан хитай билән достлуқ орнитишидур.

һазирчә гоминдаң (милләтчи партийә) һөкүмитиниң шәрқий түркистанда йүргүзгән залим сийасәтлирини хәлқъараға көп ашкарилимай турған идуқ, чүнки милләтчи партийәниң коммунист һөкүмәткә қаршилиқини көздә тутқан һалда һөрмәт қилдуқ. шәрқий түркистан мәсилисини тинч йол билән һәл қилиш үчүн мисир вә түркийәләрдә уларниң әлчилири билән сөһбәт өткүзүп шәрқий түркистан мустәқиллиқини қәғәз йүзидә болсиму җакарлашни тәләп қилдуқ. бу һәрикәтниң хитай коммунист һөкүмити үчүн бир зәрбә болидиғанлиқиға ишинәттуқ. әмма милләтчи партийә бу тәләпни вақти өткән бир иш қатарида көрди, мустәқиллиқ тәлипимиз йәнә бир қетим рәт қилинди.

кәминә сизниң шәрқий түркистан давасиға болған көзқаришиңизни аңлашни халаймән. булардин башқа мән миллитим үчүн уйғурларға аъит әсәрләрни топлап, көп хил тилдики әсәрләр топланған бир кутупхана ечишқа тәрәддут қиливатқан идим. шуңа сиздин маңа бир қисим материйалларни әвәтип беришиңизни өтүнүп сораймән.

мумкин болса шәрқий түркистанда турған сәййаһларниң уйғурлар тоғрисидики әсәрлири, улардин һайат қалған шиветсийәликләр болса уларниң исми вә адреси қатарлиқ учурлар билән тәминлишиңизни,  өзиңизниң түркләр вә мусулманлар тоғрисида йазған әсәрлириңиз болса йоллап беришиңизни үмид қилимән.

һөрмәт билән,

әйса йүсүп алптекин

мән бу мәктупларни оқуғандин кейин түркийәдә ушбу әйса йүсүп алптекин кутупханисиниң қурулған йаки қурулмиғанлиқини сүрүштүрүп беқиш үчүн һазирқи «әйса йүсүп алптекин вәхпи»ниң мәсъули доктур җан муһиддин билән алақилаштим. у кишиму әпсусланған тәләппузда бу кутупханини ечишқа несиб болмиғанлиқини, әпәндим йиғқан китабларни башқилар арийәткә елип кетип қайтуруп бәрмигәнлики сәвәбидин уларниң йоқилип кәткәнликини ейтти. муһиддин бәг йәнә өзлириниң бу ишқа үмидлик қарайдиғанлиқини, әйса әпәндиниң һайат чеғидики үмидини реъаллиққа айландуруш үчүн, вәхпиниң бир кутупхана қурушқа тәййарлиқ қиливатқанлиқини билдүрди.