уйғур почтиси, 21- йанвар
4. төт тамниң ичидә җимҗит елишиш
йилларниң өтүшигә әгишип бу үч ака- укиниң әһвали қануний җәһәттин ениқсиз һаләттә қалди. улар қайта сотлиниш йаки ақлиниш һоқуқидин мәһрум қалған болуп, бу җәрйан уларниң күндилик һайатини еғир бир мәҗһуллуқ қайнимиға айландуруп қойди.
адвокат лассу «әлҗәзирә»гә бәргән байанатида мундақ дәйду: «улар интайин еғир роһий бесим астида йашаватиду. йашлиқи түрмидә өтүп кәткән бу йашларниң бешиға кәлгәнләр пәқәт қанунсизлиқ әмәс, бәлки пүтүнләй инсанийлиққа қарши бир рәһимсизликтур.»
мәзкур ака- укилар ладахтики леһ түрмисидин җамму- кәшмирниң мәркизи сринагардики (Srinagar) түрмигә йөткәлгәндин кейин, җисманий вә роһий җәһәттин еғир синақларға дуч кәлгән. ладахниң һава килиматиға көнүп қалған бу үчәйләнниң саламәтлики сринагарниң димиқ иссиқ һавасиға маслишалмай қийналған. адвокат лассу бу әһвални тәсвирләп, түрминиң начар шараъити вә килимат пәрқи бу йашларниң аллиқачан зәхмиләнгән роһийитигә техиму еғир зәрбә болди, дәйду. лассу улар билән бир түрмидә йатқан бир мәһбусниң еғизидин бу әһвални мундақ тәсвирләйду: «улар бу йәрдә йиллардин бери бар, әмма худди йоқ турғандәк һес қилисиз, шунчилик җимҗит». кийинки йилларда лассуниң бу үчәйләнни һава килимати вә озуқлиниш адитигә йеқинрақ болған җайларға йөткәш тоғрулуқ илтимас қилғанлиқи вә җавабсиз қалғанлиқи таратқулардин орун алған.
уйғур адвукат вә инсан һәқлири паъалийәтчиси рәйһан әсәт ханим «сим» The Wire ториға бәргән байанатида, һиндистан даъирилириниң бу йөткәшлирини «рәһимсиз қилмиш» дәп әйиблигән вә буни «һөкүмәтниң инсаний шәпқәттин мәһрум икәнликиниң испати» дәп көрсәткән. рәйһан әсәт сөзидә мундақ дегән: «бу үч йаш адаләтсизликниң әң типик қурбани сүпитидә, он йилға йеқин наһәқ қамақ җазасиға дуч кәлди. йашлар түрмидики адәм лиқ толған, ташқиридики пижғирим иссиқ түпәйлидин тақәт қилғусиз дәриҗигә йәткән начар шараъитни йахшилашни тәләп қилғанда, һиндистан һөкүмити уларниң тәлипигә соғуқ инкас қайтуруп, уларни килимати техиму иссиқ болған башқа бир шәһәргә йөткивәтти.» адвукат рәйһан әсәтниң қаришичә, һиндистан һөкүмитиниң бу һәрикити бу үчәйләнниң әң әқәллий инсаний тәләплиригә қарита берилгән бир җаза болуп, бу делониң барғансери еғир бир инсаний һоқуқ киризисигә айлиниватқанлиқини йәнә бир қетим паш қилмақта.
бу үч уйғур йаш 13 йилға созулған түрмә һайатида пәқәт әркинликидин мәһрум қелипла қалмай, бәлки җисманий вә роһий җәһәттинму йалғуз қалған. әркин асийа радийосиниң хәвиригә асасланғанда, 2019- йили бу ака- укиларниң бириниң саламәтлики еғир дәриҗидә начарлашқан. түрмидики чәклик давалаш шараъитида, бу йашлар ашқазан вә өпкә кесәлликлири билән елишишқа мәҗбур болған. адвукат лассуниң мәлуматиға асасланғанда, дохтурлар йазған зөрүр дорилар түрмә бийурократийәсиниң пәрвасизлиқи түпәйлидин йа система ичидә йоқап кәткән, йаки уларниң қолиға бәк кечикип тәккән.
«йәкшәнбилик муһапизәтчи» Sunday Guardian ториниң зийаритидә дейилишчә, 2024- йили сентәбидә, хәлқъара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликидин бир өмәк уларни зийарәт қилғили барғанда, 11 йилдин кейин тунҗи қетим өз ана тилида параңлашқан бу үчәйлән өзини туталмай йиғлап кәткән.
васим абдуллаһму бу йашларниң саламәтлик әһвалиниң интайин начар икәнликини тилға алиду. униң байанлириға қариғанда, давалиниш мәсилиси пәқәт бийурократик болупла қалмай, бәлки иқтисадий қийинчилиқ биләнму зич мунасивәтлик икән. сирттин келидиған маддий йардәмниң чәклик болуши, бу үчәйләнниң зөрүр теббий мулазимәттин бәһримән болушини техиму қийинлаштурувәткән.
бу йашлар түрмидики қийин шараъитта диний ибадәтләрни мәниви җәһәттин һайат қелиштики әң чоң тайанч қилған. лассуниң әркин асийа радийосиға билдүрүшичә, ака- укилар түрмидә бәш вақит намаз оқуш, қуръан кәрим тилавәт қилиш вә рамзан айлирида роза тутуш арқилиқ өзлириниң диний мәҗбурийәтлирини толуқ ада қилишқа тиришқан.
бу үчәйлән түрмидики вақтини пәқәт чүшкүнлүк биләнла өткүзмәстин, түрмидашлири билән пикир алмаштуруш вә китаб- гезит оқуш арқилиқ өзлирини йетиштүргән. мустәқил журналист һәссән аккаш (Hassan Akkas)ниң игилишичә, бу җәрйанда улар орду, һинди вә инглиз тиллирини системилиқ өгинип, бу тилларда раван сөзлийәләйдиған сәвийәгә йәткән. түрминиң тар решаткилири арисидики бу өгиниш мусаписи улар үчүн бир хил «һайат қелиш мәктипи»гә айланған болуп, бу җәрйан уларниң ташқи дунйа билән болған мәниви алақисини сақлап қелишидики әң муһим васитигә айланған.
бу хәвәрни йезиш җәрйанида бу үчәйлән тоғирсида тәплисй мәлумат елиш үчүн һиндистан уйғур җәмъийитиниң рәъиси васим абдуллаһ билән алақилаштуқ. васимниң дейишчә, униң дадиси һаҗи муһәммәд абдуллаһ һиндистандики дәсләпки уйғурлардин болуп, ладах районида уйғур тилини билидиған санақлиқ кишиләрниң бири икән. 2013- йили мәзкур үчәйлән чиграда тутулғанда, улар билән чүшинишәлмигән һинди- тибәт чегра сақчилири (ITBP) абдуллаһни сринагардин тик учар билән леһқа елип кәлгәникән. васим абдуллаһ «уйғур почтиси» ға бәргән йазма җавабида: «дадам улар чүшинидиған тилда сөзлигән тунҗи киши иди. улар ичидики барлиқ қорқунчлирини вә бешидин өткән дәһшәтләрни пәқәт дадамғила ейтип берәлигән» деди.
васим абдуллаһ бу йашларниң түрмидики ечинишлиқ әһвалини тәсвирләп мундақ дәйду:« уларниң бири еғир кесәл, иқтисадий йардәм болмиса давалиниши тәс.» зийарәт җәрйанида униң байанлирида йәнә диъаспорадики уйғур тәшкилатлириға қаритилған бир кайиш чиқип туратти: «бу делони чоң уйғур тәшкилатлири йетәрлик қоллимиди. бир йил илгири бир тәшкилат көңүл бөлүшкә тәмшәлгән болсиму, лекин кейин уму сүкүт ичидә чекинди.»
күчлүк бир сийасий лобий вә йардәм болмиғачқа, бу үчәйләнниң тәқдири он йиллар бойи унтулуш вә мәҗһуллуқ қайнимида қалғаниди. бүгүн бу үч ака- ука һиндистанниң карнал түрмисидә, сиртқи дунйаниң өзлирини қайта әслишини сүкүт ичидә күтмәктә.
(давами бар)
хәвәрниң алдинқи қсми: тәпсили хәвәр: 13 йилға созулған мәһкумлуқ, һиндистан түрмилиридә унтулған үч уйғур йашниң тәқдири (1)