уйғур почтиси, 15-декабир
ғәрб университетлириниң уйғурларни кәң көләмдә тутуп туруш сестимисиға четишлиқ әслиһәләр билән из қоғлаш техникилирини йасиғанлиқи һәққидики доклат елан қилинди
стратигийәлик хейим-хәтәр (Strategy Risks) ширкитиниң кишилик һоқуқ фонди җәмъийити (Human Rights Foundation) билән һәмкарлишип елан қилған доклатиниң ашкарилишичә, MIT, станфорд вә оксфорд қатарлиқ алдинқи қатардики ғәрб университетлири хитайниң дөләт көзитиш системисиниң тәркиви болған сүнъий идрак (AI) тәҗрибиханилири билән зич һәмкарлашқан; бу тәтқиқатларда америка вә әнглийә һөкүмәт мәблиғиниң қайта-қайта ишлитилгәнлики етирап қилинған.
«ортақ тәҗрибихана, ортақ зийан» (Shared Labs, Shared Harm) намлиқ бу тәкшүрүш доклатида, хтайниң дөләт қоллиған икки сүнъий идрак тәҗрибиханиси: шаңхәй сүнъий идрак тәтқиқат орни (SAIRI) вә җеҗйаң тәҗрибиханиси (Zhejiang Lab) ниң 2020-йилдин буйан ғәрблик тәтқиқатчилар билән тәхминән 3,000 парчә илмий мақалини бирликтә йазғанлиқи хатириләнгән. ғәрбниң қоллиши вә америка һөкүмитиниң мәблиғи билән бу тәҗрибиханилар көп обйектлиқ из қоғлаш, қәдәм усулини тонуш вә инфира қизил нурни тәкшүрүш техникилирини тәрәққий қилдурған. бу һәмкарлиқлар нсан һәқлири дәпсәндичиликлири, кәң көләмлик назарәт қилиш вә америкиниң сәзгүр техникилириниң хитай коммунистик партийисигә четишлиқ хитай ширкәтлиригә йөткилишини қолайлаштурған.
америка дөләт мудапиъә министирлики органлири вә NIH хитайниң назарәт қилиш шериклиригә мәбләғ бәргән
шаңхәй сүнъий идрак тәтқиқат орни (SAIRI) ни 2020-йилдин башлап хитай електрон техника гуруһи ширкити (CETC) ниң йуқири дәриҗилик алими лу җүн (Lu Jun) башқуруп кәлгән. бу дәл шинҗаңда кәң көләмлик тутуп турушқа қолай шараъит йаритип бәргән «бирләшмә һәрикәт суписи» (Integrated Joint Operations Platform) намлиқ сүнъий идрак асасидики назарәт қилиш программисини қуруп чиққан вә шу сәвәптин америка малийә министирлики тәрипидин назарәт қилишни сүйъстмал қилди дәп қарилип җазаланған ширкәттур.
SAIRI америкиниң асаслиқ маъарип орунлири билән һәмкарлишип йүзлигән илмий мақалиларни елан қилған болуп, бо орунлар станфорд, җонс хопкинс вә UC берклей қатарлиқларни өз ичигә алиду.
SAIRI йәнә төвәндикидәк фондларни тапшурувалғанлиқини етирап қилған:
америка дөләтлик илим-пән фонди (NSF): он үч қетим
америка дөләтлик сәһийәт иниститути (NIH):үч қетим
деңиз армийә тәтқиқат ишханиси (ONR): бир қетим
2022-йилдики MIT ниң оптикилиқ басқуч өзгәртиш һәққидики һәмкарлиқи DARPA фондиниң қоллишиға еришкән болуп, бу һәрбий разведка вә биъометрик көзитиш үчүн интайин муһим техника һисаблиниду.
әнглийә баҗ төлигүчилириниң пули бу рәсмий һәмкарлиққа шлитилгән
әнглийә тәтқиқат вә йеңилиқ йаритиш оргини (UK Research and Innovation) бат университетидики CAMERA 2.0 программисини 13 милйон доллар билән тәминлигән болуп, бу программида җеҗйаң тәҗрибиханиси (Zhejiang Lab) рәсмий хәлқъаралиқ шерик сүпитидә тизимликкә елинған. җеҗйаң тәҗрибиханиси хитай өлкилик һөкүмәттин вә һәмкарлашқучи орунлардин кәм дегәндә 1.25 милйард доллар мәбләғ тапшурувалған болуп, хәлқ азадлиқ армийисиниң алтә оргини билән һәмкарлашқан.
CAMERA 2.0 түри қәдәм тонушқа мәркәзләшкән—бу техника хитайда йүз тонуш техникиси тосалғуға учриғанда шәхсләрни пәрқләндүрүш үчүн кәң көләмдә қоллинилған.
һәмкарлишип тәтқиқ қилип чиққан назарәт қилиш техникилири
карниг меллон вә америка деңиз армийиси мәбләғ салған из қоғлаш техникиси: җеҗйаң тәҗрибиханиси билән һәмкарлишп елип берилған көп обйектлиқ из қоғлаш тәтқиқати болуп, NSF вә ONR ниң мәблиғигә еришкән, «намайишни көзитиш вә әқлий шәһәр сақчилиқи» үчүн « адәм зич муһитта көп шәхсни из қоғлаш» системилирини тәрәққий қилдурған.
MIT, җонс хопкинс вә кимлик пәрқләндүрүш: алфа из қоғлиғучи (AlphaTracker) системиси (2023) болуп, «адәм көп йаки ғува муһитта шәхсләрни үзлүксиз көзитиш» үчүн « бәдән һалитини мөлчәрләш, көп обйектлиқ из қоғлаш вә кимлик пәрқләндүрүш» усуллирини қолланған.
станфорд вә биъологийәлик сүрәтләш техникиси: станфорд вә SAIRI һәмкарлиқида NIH мәблиғи билән елип берилған теббий сүрәтләш техникиси болуп, доклатта көрситилишичә бу техникини «теббий диъагноздин кеңәйтип, кәң көләмдики адәмләрниң кимликини пәрқләндүрүш вә назарәт қилиш»қа ишлитишкә болидикән. SAIRI хитай җамаъәт хәвпсизлики министирлики вә назарәт қилиш ширкәтлири iFlytek вә SenseTime дин ибарәт шинҗаңдики дәпсәндичиликләр сәвәбидин америка һөкүмити тәрипидин җазаланған ширкәтләр билән һәмкарлашқан.
сүнъий идрак әхлақи органлири сүкүт қилмақта
баһалап чиқилған тәхминән 30 чоң сүнъий идрак әхлақи мәркизи ичидә, пәқәт иккиси—ада ловелайис енуститути (Ada Lovelace Institute) вә станфорд нсан мәркәзчиликидики сүнъи идрак мәркизи—2020-йилдин 2025-йилғичә хитай сүнъий идрак дәпсәндичиликини ашкара әйиблигән. оксфордниң сүнъий идрак әхлақи орни, камбриҗниң леверхулм мәркизи вә MIT ниң компйутер илми вә сүнъий идрак тәҗрибиханиси һечқандақ байанат елан қилмиған, һәтта уларниң университетлири хитай органлири билән актип һәмкарлиқни сақлап кәлгән.
йочуқ
доклатта мундақ көрситилгән: «җуңго тәҗрибиханилири биваситә йардәм пули алғучилар қатарида аз көриниду, бу уларниң мәҗбурийәтлирини тәкшүрүштин атлап өтүп кетишигә пайдилиқ, шундақла һәмкарлишип мақалә елан қилиш вә билим алмаштуруштин биваситә пайда елишиға қолайлиқ йаритип бериду.», «баҗ төлигүчиләрниң пули бәдлигә кәлгән бу билимләр хитайниң бастуруш сестимисидики органларға еқип кирип кетиватиду».
мәзкур доклат хәлқъаралиқ һәмкарлашқучиларниң инсан һәқлиригә мунасвәтлик тәкшүрүш җәрйани вә хәлқъаралиқ шерикликләрни толуқ ашкарилашни, сүнъий идрак орунлири үчүн әхлақи мәсъулийәтләрни кеңәйтишкә чақириқ қилған.
Strategy Risks һәққидә
Strategy Risks ширкити дунйа бойичә алдинқи қатарда туридиған, хитайға алақидар болған сийасий-җуғрапийә (гиъосийасий) вә ширкәт хәвп-хәтиригә мәхсуслашқан сода ахбарат ширкитидур. биз истратегийәлик хирисларға дуч келиватқан ширкәтләр, пайдини мәқсәт қилмайдиған тәшкилатлар вә мәбләғ салғучиларни чоңқур, әмәлийәтчил доклат, чүшәнчә вә тәһлилләр билән тәминләймиз.
кишилик һоқуқ фонди җәмъийити (Human Rights Foundation) һәққидә
кишилик һоқуқ фонди җәмъийити (HRF) тәрәпсиз, пайда елишни мәқсәт қилмайдиған бир тәшкилат болуп, у йәр шари характерлик инсан һоқуқлирини илгири сүриду вә қоғдайду; болупму йепиқ җәмъийәтләргә (дөләтләргә) әһмийәт бериду.
уйғурчиға тәрҗимә қилғучи: таһир имин уйғуриъан
мәзкур ахбарат байанати »Strategy Risks« ширкитиниң иҗазити билән уйғур тилиға тәрҗимә қилинип тарқитилди.
мәнбәси: