сүрийә ташқи ишлар министирлиқиниң америка ишлири мәсъули қутәйбә идлби телевизийә қанилиға мундақ дегән: «һазирға қәдәр хитай һөкүмитидин бу мәсилигә мунасивәтлик рәсмий алақә кәлмиди. бизгә рәсмий тәләп йәткәндә, биз алақидар рәсмий мәйданимизни елан қилимиз.»

2026- йили 24-йанвар

сүрийә һөкүмити әсәд һакимийити ағдурулуп, чәтъәллик җәңчиләр сүрийә армийәсигә қобул қилинғандин кейин, уйғур қораллиқ күчлириниң сүрийә земинидин пайдилинип хитай бихәтәрликигә тәһдит салидиған һәрикәтләр билән шуғуллинишини тосидиғанлиқи тоғрисида хитайға капаләт бәрди. буниңдин илгири, сүрийә һөкүмити фирансийә агентлиқиниң (AFP) «сүрийә уйғур җәңчиләрни хитайға қайтуруп беришни пиланлаватиду» дегән хәвирини рәт қилған иди.

хитай ташқи ишлар министирлиқиниң күндилик мәтбуъат йиғинида, байанатчи го җийакүн сүрийәдики уйғур қораллиқ күчлиригә аъит соъалларға җаваб бәрди.

ирақ рудав телевизийәсиниң мухбири сүрийәниң уйғур «җиһадчилирини» хитайға қайтуруш мәсилиси тоғрисда  сориди.  у суъалида, сүрийә ташқи ишлар министирлиқиниң әмәлдари қутәйбә идлби илгири хитайниң  уйғурларни  хитайға қайтуруш һәққидә техи рәсмий тәләп қоймиғанлиқини, әгәр шундақ тәләп болса, сүрийәниң мунасип җаваб қайтуридиғанлиқини билдүргән.

го җийакун бу һәқтә «шәрқий түркистан ислам һәрикити»ниң хитай тәрипидин террорлуқ тәшкилати дәп етирап қилинғанлиқини вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң тизимликидә барлиқини тәкитлиди. у сүрийәниң һәрқандақ гуруппиниң өз земинидин пайдилинип хитайниң бихәтәрлики, игилик һоқуқи йаки мәнпәъәтигә зийан йәткүзидиған һәрикәтләр билән шуғуллинишиға йол қоймаслиққа вәдә бәргәнликини тилға алди.

хитай ташқи ишлар министирлиқи өз тор бетидә төвәндикиләрни елан қилди:

ирақ рудав телевизийәси мухбири:  сүрийә ташқи ишлар министирлиқиниң әмәлдари қутәйбә идлби, хитай һөкүмитиниң уйғур «җиһадчилирини» хитайға қайтуруш мәсилисидә сүрийә һөкүмитигә техи рәсмий тәләп қоймиғанлиқини ейтти. әгәр хитай шундақ тәләптә болса, сүрийә мунасип һалда инкас қайтуридикән. байанатчиниң буниңға болған баһаси немә?

го җийакун: «шәрқий түркистан ислам һәрикити» хитай қануний җәһәттин етирап қилған вә б д т хәвпсизлик кеңиши тәрипидин тизимликкә елинған террорлуқ тәшкилатидур. сүрийә һәрқандақ күчниң сүрийә земинидин пайдилинип хитайниң бихәтәрлики, игилик һоқуқи вә мәнпәъәтигә зийан йәткүзидиған паъалийәтләр билән шуғуллинишиға йол қоймаслиққа вәдә бәрди.

рудав телевизийәсиниң хәвиригә қариғанда, сүрийә ташқи ишлар министирлиқиниң америка ишлири мәсъули қутәйбә идлби телевизийә қанилиға мундақ дегән: «һазирға қәдәр хитай һөкүмитидин бу мәсилигә мунасивәтлик рәсмий алақә кәлмиди. бизгә рәсмий тәләп йәткәндә, биз алақидар рәсмий мәйданимизни елан қилимиз.»

2024-йили декабирда, һазир тарқитиветилгән «һәйъәт тәһриришам» (HTS) башчилиқидики өктичи күчләр сүрийә мустәбити бәшшар әсәдни тәхттин чүшүрди. 2025-йили йанварда әһмәд әл-шәраъа вақитлиқ президентлиққа тәйинләнди.

әсәд йиқилғандин буйан, сүрийәдики миңлиған чәтъәллик җәңчиләрниң мәвҗутлуқи хәлқъараниң, болупму хитайниң әң чоң әндишисигә айланди.   бейҗиң тәрипидин «шәрқий түркистан ислам һәрикити» дәп аталған, көпинчиси түркистан ислам партийәси (TIP) гә мәнсуп болған уйғур җәңчиләр сүрийәниң йеңидин қурулуватқан армийәсигә, асаслиқи идлиб өлкисигә орунлаштурулди.  америкиниң мақуллиқидин кейин, түркистан ислам партийәси вә башқа чәтъәллик соқушчилар тарқитиветилип, әзалири сүрийә мудапиъә министирлиқиға қобул қилинди .уларниң рәһбири абдулъәзиз давуд худабәрди 84-дивизийәниң биригада генераллиқиға тәйинләнди.

әнглийәгә җайлашқан сүрийә кишилик һоқуқ көзитиш мәркизиниң (SOHR) 2025-йиллиқ доклатида мөлчәрлинишичә, йеңи қурулған 84-дивизийә тәркибидә 3500 дин 4000 ғичә уйғур җәңчи бар болуп, аъилә әзалирини қошқанда сүрийәдики уйғурларниң омумий сани 15 миңға йетиши мумкин.