уйғур почтиси, 29-сентәбир
хтай хәлқ ториниң хәвәр қилишчә, ирақ һөкүмити йеқинда хтай дөләт тили оқутушни алий маъарип системисиға киргүзидиғанлиқини җакарлиди һәмдә бағдад университети хтай тил-әдәбийат факултетиға оқуғучи қобул қилишни тәстиқлиди. бағдад университети хтай тил-әдәбийат факултетиниң бу йилниң ахирида тунҗи түркүмдики алий мәктәп оқуғучилирини қобул қилишидикән.
тонуштурулушичә, бағдад университети хтай тил-әдәбийат факултетиниң тәййарлиқ қиливатқиниға көп йил болған. бу йил 8-айниң ахирида, ирақ алий маъарип вә пән тәтқиқат министирлиқи бағдад университетидә хтай тил-әдәбийат факултети тәсис қилишни рәсмий тәстиқлиған, бу йәнә ирақ мәркизий һөкүмити тәстиқлап тәсис қилған тунҗи алий мәктәп хтай дөләт тили кәспи һесаблинидикән.