уйғур почтиси, 25-март

йеқинқи бир доклатта, хитай һөкүмитиниң «уйғур кишилик һоқуқ қурулуши» (UHRP) ниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида рәсмий мәслиһәт бериш салаһийитигә еришишини тосуп қойғанлиқи ашкариланди. бу әһвал б д т дики ғәйрий һөкүмәт тәшкилатлириниң салаһийитини бекитиш мусаписиниң барғансери сийасийлишип кетиватқанлиқиға болған әндишиләрни техиму күчәйтти.

аптор аллисон ломбардо (Allison Lombardo) «төпилик» (The Hill) гезитидә елан қилған мақалисидә мундақ дәп көрсәтти: 2026-йили 1-айдин 2-айғичә болған бирләшкән дөләтләр тәшкилати салаһийәт бекитиш комитетиниң йиғинида — америка қатнашмиған бир шараъитта — хитай «уйғур кишилик һоқуқ қурулуши» (UHRP) ниң барлиқ тәртип тәлипигә уйғун болушиға қаримай, уларниң илтимасини тосуп қойған.

шу қетимлиқ йиғинда, хитай һөкүмәт қурулмиси вә «һәрбий-пуқралар бир гәвдиләштүрүш» пилани билән алақиси барлиқи илгири сүрүлгән бир қисим хитай тәшкилатлири салаһийәткә еришкән. буларниң ичидә җиңши хәлқъара мәслиһәтчилик мулазимәт ширкити (хәйнән) вә шәнши айаллар тәнтәрбийә җәмъийити қатарлиқ орунлар бар

доклатта йәнә мундақ дейилди: хитай узундин буйан көплигән даңлиқ хәлқъаралиқ тәшкилатларниң б д т ға киришигә изчил қарши туруп кәлгән. салаһийити рәт қилинғанлар арисида «қийнаш қурбанлири мәркизи», «дөләтлик айал сотчилар җәмъийити» вә икки партийә ортақ қоллайдиған «том лантос кишилик һоқуқ вә адаләт фонди җәмъийити» қатарлиқлар бар.

б д т ниң ашкариланған хуласә доклатиға асасланғанда, илгири рәт қилинған аз дегәндә сәккиз хитай ғәйрий һөкүмәт тәшкилати шу қетимлиқ йиғинда тәстиқланған. бу әһвал көзәткүчиләр арисида салаһийәт бекитиш мусаписидики «қош өлчәм» вә сийасий тәсиргә нисбәтән әндишә пәйда қилди.

«уйғур кишилик һоқуқ қурулуши»ниң иҗрайийә мудири өмәр қанат, мәзкур тәшкилатниң б д т салаһийитигә еришиш үчүн көп йил тиришчанлиқ көрсәткәнликини, б д т ниң барлиқ соъаллириға тәпсилий чүшәндүрүш берип, барлиқ тәләпләргә толуқ әмәл қилғанлиқини билдүрди.

өмәр қанат мундақ деди: «тәләпләргә уйғун кәлгән болсақму, йәнила қайта-қайта тосалғуларға дуч келиватимиз. бу тосуш һәрикити мустәқил кишилик һоқуқ назарәтчиликини чәкләшкә болған техиму кәң көләмлик урунушларни әкис әттүриду. биз сүкүт қилмаймиз.»

«уйғур почтиси» буниңдин илгири америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң хитайниң б д т ни контрол қиливалғанлиқиға аъит алаһидә доклат елан қилғанлиқи һәққидә хәвәр бәргән иди. тәһлилчиләрниң қаришичә, бу тәрәққийатларб д т да мустәқил тәшкилатларниң паъалийәт қилиш әркинлики вә салаһийити мәсилисидики тоқунушни гәвдиләндүрмәктә. болупму дөләт ичидә бастуруш елип баридиған һөкүмәтләрниң хәлқъаралиқ органлар үстидин техиму чоң тәсир күчкә игә болушқа урунуватқанлиқи диққәт қозғимақта.