уйғур почтиси, 9-феврал
көплигән мәнбәләргә асасланғанда, хитайниң җаза лагерида тутуп турулған лагир шаһити вә уйғур паъалийәтчи гүлбаһар җелилованиң оғли ахмәтҗан садироф қазақистанға мәҗбурий қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгән болуп, қазақстанниң хтай билән мунасвити сәвәблик еғир зийанкәшликкә учраш еһтималлиқи бар дәп қаралмақта.
ахмәтҗан 2023-йилидин башлап австрийәдә йашаватқан болуп, униң панаһлиқ илтимаси рәт қилинғандин кейин, у австрийә даъирилиридин өзиниң аъилиси вә икки пәрзәнти болған түркийәниң истанбул шәһиригә бериш үчүн беләт тәминләшни тәләп қилған. австрийәниң сийаситигә асасән, өз ихтийари билән чиқип кетишни таллиған көчмәнләрниң йол кириси қамдилиши мумкин. австрийә даъирилири дәсләптә садирофқа астанаға әмәс, бәлки истанбулға беләт елип бәргән болуп, у өз ихтийари билән йолға чиққан. лекин, истанбулға йетип барғанда, түркийә таможна хадимлири униң киришини рәт қилған вә уни австрийәгә қайтурувәткән.
австрийәгә қайтқандин кейин, садироф даъириләргә истанбулдики аъилиси билән җәм болмақчи икәнликини, җазалиниш хәвпи болған қазақистанға әвәтишкә болмайдиғанлиқини уқтурған. әмәлдарлар униңға астаниға әвәтилмәйдиғанлиқи, бәлки истанбулға қайтурулидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән. бирақ, у айропиланға чиқип болғандин кейин, австрийә даъирилириниң уни түркийә арқилиқ қазақистанға мәҗбурий йоллимақчи болғанлиқини билгән. айропилан истанбулға қонғанда, садироф өз бихәтәрликидин әнсирәп, астаниға учидиған улиниш айропиланиға чиқишни рәт қилған.
чех пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ институтиниң али дәриҗилик тәтқиқатчиси вә йавропа уйғур институтиниң рәъиси дилнур рәйһан австрийәниң бу қилмишини тәнқид қилип, бир уйғурни өз хаһишиға хилап һалда җазалиниш хәвпи бар җайға қайтурушниң хата икәнликини ейтти. рәйһан садирофниң йәнила хәвп ичидә икәнликини тәкитлиди һәмдә австрийә даъирилирини вә хәлқъара җәмъийәтни униң көчмәнлик салаһийитини һәл қилиш үчүн җиддий қәдәм бесишқа чақирди.
ахмәтҗан садироф истанбулға қонуп, аписиға өзиниң истанбул айродромидин қазақистанға қайтурулуватқанлиқини телефонда ейтқанда, кәң җәмъийәт буни түркийә қайтуруш мусаписини башлиди вә уни қазақистанға әвәтишкә тәййарлиқ қиливатиду дәп чүшәнгән. уйғур гуруппилири вә паъалийәтчилири садироф истанбул айродромида тутуп турулуватқан вә астаниға учидиған айропиланға чиқишни рәт қиливатқан мәзгилдә, униң бихәтәрликидин қаттиқ әнсирәйдиғанлиқини билдүрүп торда мураҗиъәтнамә илан қилған.