
уйғур почтиси, 4-йанвар
аминә сәдәф
йеңи йил һарписида түркийәдики һәрқайси гезит, иҗтимаъий таратқу вә телевизийәләрдә түркийәниң хитай пуқралиридин виза тәләп қилмайдиған болғанлиқи қизиқ нуқтиға айланди.
31- декабир түркийә «рәсмий гезит»тә елан қилинған, түркийә җумһурийити рәъиси рәҗәп тайип әрдоғанниң имзаси болған 10798- номурлуқ қарарнамидә: «6458- номурлуқ көчмәнләр вә хәлиқъаралиқ қоғдаш қануниниң 18- маддисиға асасән, 2026- йили 2- йанвардин башлап, җуңхуа хәлиқ җумһурийити пуқралириниң нормал паспорт билән түркийәдә һәр 180 күн ичидә әң көп болғанда 90 күн туруши, сайаһәт қилиши вә тохтап өтүши үчүн виза тәләп қилинмайду» дейилгән. униңдин бурун хитай пуқралири түркийәгә бериш үчүн еликтронлуқ виза елиши керәк болуп, бу хил виза билән түркийәдә әң узун болғанда 30 күн турғили болатти.
түркийәниң хитайға қаратқан бу йеңи виза сийасити хитайниң шинхуа тори вә башқа хәвәр қаналлирида, шундақла вәтән ичи вә сиртидики уйғурларниң иҗтимаъй алақә васитилирида бәс– бәстә тарқилип ғулғула пәйда қилди, шундақла, диъаспорадики уйғур мәсилисигә көңүл бөлидиған актиплар вә җамаъәтниң наразилиқини қозғаш билән бир вақитта, түркийәдики уйғур мәсилисигә көңүл бөлидиған түркләрниму нарази қилди. нурғун кишиләр өзлириниң бу қарарға болған әйипләшлирини билдүрди.
«уйғур почтиси» мухбириниң зийаритимизни қубул қилған һаҗитәпә унивиреситетиниң оқутқучиси, ситратегийә мутәхәсиси, дотсент, доктур әркин әкрәм мундақ деди: «мениңчә, түркийәниң мундақ бир қарарни елиштики биринҗи сәвәби, техиму көп хитай сайаһәтчиләрни түркийәгә җәлип қилиш. иккинчидин, хитайму йеқинқи йилларда әлликкә йеқин дөләткә виза кәчүрүм қилған болуп, буниң ичидә түркийә йоқ иди, бәлким түркийәниңму шу тизимлик ичигә кириш нийити болуши мумкин. үчинчидин, 2026- йили түркийә билән хитайниң депломатик мунасивәт қурғанлиқиниң 50- йили болуп, бәлким икки дөләт буни тәбрикләш үчүн бәзи паъалийәтләрни пиланлаватқан болуши мумкин. бу йил башлиниши билән түркийә бу қарар арқилиқ биринҗи қәдәмни басқан болиши мумкин дәп ойлаймән.»
йазғучи, журналист халис өздәмир (Halis Özdemir) мундақ диди: «түркийәниң бу қарарни елиштики асаслиқ мәхситини бир қутуплуқ дунйадин көп қутуплуқ дунйаға қарап кеңийиш дәп тәһлил қилиш керәк. мән түркийәниң хитай билән болған бу келишиминиң түркийә үчүн пайдилиқ булидиғанлиқиға ишәнмәймән. бу мениң шәхси көз қаршим. сайаһәтчилик бәлким техиму тәрәққий қилиши мумкин, әмма бир коммунисит башқуруш түзимидики дөләттин түркийәгә ихтийарий кирип чиқидиған кишиләрниң қанчиси җасус вә қанчиси нормал сайаһәтчи буни биләлмәймиз. бәлким дөләт буниңға қарита керәклик тәдбирләрни алиду.»
истанбул мәдәнийәт үнивериситети сийасий билимләр факултити хәлиқъара мунасивәтләр бөлүминиң уқутқучиси, йардәмчи проффессор, хитай тәтиқатчиси кадир темиз (Kadir Temiz) мундақ деди: «мәнму бу қарарни таратқулардин көрдүм. бу икки дөләт арисидики бәзи мунасивәтләргә бағлиқ болуп, бу арқилиқ түркийә пуқралириғиму виза асанлаштурлуши мумкин. буниңдин сирт, бәзи сәлбий тәрәпләрму диққәткә елинди дәп ойлаймән.»
һалбуки, мухбирниң: «сизниң көздә тутқиниңиз қайси сәлбий тәрәп?» дегән суъалиға кадир тәмиз җавап бәрмиди.
бу қарарниң хитайларға вә уйғурларға елип келидиған тәсири һәққидә әркин әкрәм мундақ деди: «бу қарар хитайдиму бәк ғулғула болди. бәзи хитайлар: <бу йахши болди>, бу арқилиқ бәзи дөләтләргә айлинип өтүп сайаһәт қилиш асанлашти> десә, йәнә бәзилири: <түркийә арқилиқ йаврупаға қечиш асанлишидиған болди> дәп хушал болушмақта. әмди буниң уйғурларға қандақ тәсири бар дегәндә, <хитай уйғурларға паспорт берәмду- бәрмәмду, бу бир мәсилә. андин уйғурлар түркийәгә чиқишқа җүръәт қилаламду-йоқ, буму бир мәсилә. чүнки лагир мәсиилисидә, түркийәгә кәлгәнләр җазаланғанлиқи үчүн, уйғурлар бир мәзгил қорқуп кәлмәслики мумкин, әмма бу қарар уйғурларға пайдилиқ, кейинки вақитларда бәлким уйғурларниң түркийәгә келиш йоли асанлишиши мумкин.»
халис өздәмир бу қарарниң түркийәдики уйғурларға көрситидиған тәсири һәққидә тохтилип мундақ деди: «мәсилигә түркийәдики шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз тәрипидин қариғинимизда, мән буни уларға нисбәтән зийанлиқ дәп қараймән. сәвәби, худди үстидә дәп өткинимдәк, җасуслар бу уйғурлар һәққидә учур игәлләйду вә буларға қарши тәшвиқатларни елип бариду. биз йазғучи вә журналиситлар болуш сүпитимиз билән мәсилини йәнә күзитимиз вә көз қарашлиримизни һәр вақит оттуриға қойимиз. шәхсән мениң бу қарарға болған көз қаршимни сорисиңиз, кашки бундақ бир қарар елинмиған болса булатти.»
муһаҗирәттики уйғурлар болса, мәзкур вәқәниң түркийә-хтай мунасвәтлириниң барғансри йеқинлишши вә уйғурларға кәлтүридиған зийанлиридин әндишә қилидиғанлиқини билдурушмәктә.
уйғур миллий мәҗлиси рәъиси сийит түмтүрк өзиниң хусусий таратқу һесабида: «түркийә йәҗүҗ- мәҗүҗләргә ишикини ачти. 2026- йили 2- йанвардин башлап, хитайлар түркийәгә визисиз кириду. хитай мустәмликисидики шәрқий түркистанлиқлар болса паспорт алалмайду… дөлитимизниң йитип келиш алдидики хәтәрни байқишини үмид қилмән» дәп йазған.
4- нойабир түрк тилидики «уйғур хәвәр» тори елан қилған «қизил сәрмайигә виза, мәзлумға сүкүт: хитайға ечилған ишикләр шәрқий түркистанниң йүзигә йепилиду» намлиқ мақалидә бу қарарға мундақ ипадә билдүрүлди: «бүгүн түркийәниң сайаһәт вә сода намидин қойған бу имзаси тарихта пәқәт бир иқтисадий қарар болупла қалмай, мәнивий җәһәттин бир йара болуп қалиду. бу қарар билән хитай сайаһәтчиләр истанбол кочилирида әркин– азадә айлинип йүриватқанда, шәрқий түркистандики қериндашлиримиз рәқәмлик дектатурлуқ астида һайатта қелиш күришини давам қилиду. иқтисадий мәнпәъәтләрниң милләтниң виҗданида қаниған йара сүпитидики шәрқий түркистан дәвасиниң алдиға өтишини нә тарх нә виҗдан кәчүрмәйду.»
аминә сәдәф, уйғур почтисиниң түркийә станбулда турушлуқ мухбири, у диъаспора, уйғур айаллири, мәдәнийәт саһәсдә йазиду.