уйғур почтиси, 18- йанвар

2. адвукат лассу вә үч ака- ука

 адовкат муһәммәд шафий лассу. (сүрәтни васим абдулла тәминлиди)

мәзкур үч ака- укиниң тәқдиридики әң һалқилиқ бурулуш нуқтисини кәшмирниң әң тәҗрибилик инсан һәқлири адвукатлириниң бири болған муһәммәд шафий лассу (Muhammad Shafi Lassu) ниң делоға арилишиши дейиш мумкин. лассуни бу мурәккәп делони үстигә елишқа үндигән асаслиқ сәвәб, қуруқ қануний чигишликләрдин бәкрәк, вәқәниң инсаний паҗиъәлик түси болған. лассу бу үч ака- укини түрмидә тунҗи қетим көргәндики һалитини тәсвирләп: «улар худди кичик балидәкла иди» дәйду. у йәнә түрмә қаравуллириниң көзитишлирини нәқил кәлтүрүп, йашларниң роһий һалитини мундақ тәсвирләйду: «уларниң һәрикәтлири кичик балиларғила охшайду; биллә ойнайду, бәзидә урушуп қалиду, андин йәнә һечнәрсә болмиғандәк тезла нормал һалитигә қайтишиду.»

адвукатниң бу көзәткәнлиридин, йашларниң йалғуз қануний салаһийитинила әмәс, бәлки уларниң зәхмиләнгән роһий дунйасини вә түрминиң соғуқ тамлири арисидики бигунаһ характерини көрүвилишқа болиду.

он йилдин артуқ давамлашқан қануний күрәш мусаписидә, адвукат лассу билән мәзкур йашлар оттурисида кәспий мунасивәттин һалқиған бир инсаний риштә шәкилләнгән. «уйғур почтиси»ниң зийаритини қобул қилған һиндистан уйғур җәмъийитиниң рәъиси васим абдуллаһниң билдүрүшичә, адвокат лассу түрмидики бу йашларни йилда бир- икки қетим йоқлап турушни үзмәй давамлаштуруп кәлгән. у бу үчәйләнниң дора- дәрмәк вә башқа күндилик зөрүр еһтийаҗлири үчүн өз йанчуқидин пул чиқирип маддий йардәм қилған. шундақла, түрмидин һәр һәптидә келидиған қәрәллик телефонларни қобул қилиш арқилиқ, бу ака-укиларниң саламәтлик әһвалидин хәвәрдар болуп, делоға аъит йеңи өзгиришләрни җиддий көзитип турмақта икән.

игилинишичә, адвукат лассу делониң әсли маһийитини ениқлаш үчүн, түрмә хатирилири вә һинди- тибәт чегра мудапиъә қисимлириниң (ITBP) доклатлирини инчикилик билән көздин кәчүргән. тәкшүрүш нәтиҗисидә, делони беҗириш җәрйанидики сәл қарашлар вә бир тәрәплимә қарарлар сәвәбидин келип чиққан бир қатар нуқсанлар ашкариланған. җүмлидин, дәсләпки сорақ хатирилириниң тәрҗимансиз тәййарланғанлиқи, шундақла һөҗҗәтләрдики мәлуматларниң бу үчәйләнниң әсли байанлири билән түптин пәрқлинидиғанлиқи айан болған. қануний нуқтидин ейтқанда, лассу сотқа сунулған дәлил- испатларниң тутқунларни мәлум бир җинайәт билән әйибләшкә йетәрсиз икәнлики байқиған. бирақ лассуни әң әндишигә салғини бу ака-укиларниң хитайға қайтурулған тәқдирдә дуч келидиған һайатий хәвпиниң делониң һечбир басқучида йаки рәсмий һөҗҗәтләрниң һечқайсисида нәзәргә елинмиғанлиқи болған.

шуңа лассу йәрлик вә мәркизий даъириләргә үзүлдүрмәй нурғунлиған илтимасларни йоллиған. кейинрәк «адил планет»та хәвәр қилинған 27 бәтлик «аммиви бихәтәрлик қануни» ға (PSA) қарши етиразнамә бу күрәшниң гәвдилик басқучлиридин бири болған. лассу бу етиразнамини һиндистан асасий қануниниң «халиғанчә әркинликни чәкләшни мәнъи қилидиған» маддилири вә хәлқъара қанун пиринсиплири билән пишшиқлап чиққаниди. етиразнамидә «мусапирларни қайтурмаслиқ» (non-refoulement) пиринсипи алаһидә тәкитлинип, йашларни хитайға қайтурушниң қанун җәһәттин мумкин әмәслики бир- бирләп шәрһләнгән. бирақ, етиразнамигә һечқандақ рәсмий җаваб кәлмигән.  

адвукат лассуниң «әлҗәзирә» ториға билдүрүшичә, у һиндистан йуқири дәриҗилик әмәлдарлириға алаһидә хәт йезип, мәзкур йашларниң һиндистанда әркин йашишиға рухсәт қилинишини тәләп қилған. у илтимасида, һиндистанниң нөвәттә тибәт, афғанистан вә роһинга мусапирлиридин болуп җәмъий йүз миңдин артуқ кишигә саһибханлиқ қиливатқанлиқини әслитип, бу үч уйғур йашқиму охшашла мәрһәмәт көрситилишини сориған. лассу йәнә һиндистан баш министириғиму бир қанчә парчә хәт йезип, хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан йуқири бесимлиқ сийасәтлирини пакит сүпитидә көрсәткән. у хетидә бу үчәйләнниң хитайға қайтурулмаслиқини вә уларға вақитлиқ панаһлиқ берилишини өтүнгән. адвукатниң тәкитлишичә, бу йашларни хитайға өткүзүп бериш уларни «өлүмгә йоллиған» билән баравәр болуп, шунчә тиришчанлиқларға қаримай, даъириләрдин һазирғичә һечқандақ рәсмий җаваб кәлмигән.

лассу әркин асийа радийосиниң зийаритини қобул қилғанда, мәзкур үч ака- ука үчүн бир қисим әрәб дөләтлиригә рәсмий тәләп хәтлири йоллап, уларниң җиддий инсаний йардәмгә муһтаҗ икәнликини тәпсилий байан қилғанлиқини тилға алиду. бирақ у бу дөләтләрниң мәсъул даъирилиридин һечқандақ иҗабий җаваб алалмиған. 

(давами бар)

хәвәрниң алдинқи қсми: тәпсили хәвәр: 13 йилға созулған мәһкумлуқ, һиндистан түрмилиридә унтулған үч уйғур йашниң тәқдири (1)