уйғур почтиси: 25-нойабир
20-нойабир уйғур почтисиниң қурулуш муһакимә йеғиниға виргинийә шитатидин болған дөләт мәҗлиси әзаси җамис валкншав тәбрикнамә әвәткән болуп, у уйғур почтисиниң қурулғанлиқини тәбрикләп мундақ деди:
«әпсуслинарлиқи, трамп һөкүмити әркин асийа радиъосиға берилидиған мәбләғни қисивәтти вә уйғур райониға қаритилған ишәнчлик учурларни тарқитиш тиришчанлиқлирини чәклиди, шундақла йәр шаридики мустәқил таратқуларға тәһдит салди.
мән уйғур авазини күчәйтиш вә хитай хәлқ җумһурийитиниң уйғурларға қаратқан инсан һәқлири дәпсәндичиликлириниң йошурун қалмаслиқини капаләтләндүрүш үчүн, «уйғур почтиси» ниң қурулушини қизғин қоллаймән.
силәрниң нәшр қилиш вә тарқитиш хизмитиңларниң мувәппәқийәтлик болушини тиләймән һәмдә авазсизларниң авази болуш йолидики тиришчанлиқиңларға миннәтдарлиқимни билдүримән.»