тәййарлиғучи: таһир имин уйғуриъан

6-өктәбир

«шаһит» биз испат топлаш тор бекитиниң қурғучиси гәнә бунин фейсбукта вәтәндики хәлқи үчүн сөз қилишни унтуған кишиләргә мураҗиъәт қилип, уларни вәтәндики хәлқини унтумаслиққа, һәрикәт қилишқа чақирип мундақ дегән :

рекорт йаратқудәк дәриҗидә тәкрарланған болсму, йәнә бир қетим кишиләрни бизар қилиш хәвпигә тәвәккүл қилип, шуни әскәртип өтәй:

бу дунйада асанлиқчә кәчүрүветишкә, нормаллаштурушқа йаки унтулушқа болмайдиған бәзи ишлар бар, чүнки униң зийанлири вә вәһшилик көлими бәк зор. 2017-йилдин буйанқи шинҗаң әнә шуларниң бири. әгәр сиз бу район билән йеқин алақидә болған бир киши болсиңиз, униңдин мундақла ваз кечиш, вә һайатиңизни давам қилишқа, «қилғудәк башқа иш йоқ» дәп өзиңизни алдашқа, йаки барлиқ ишларни чоң тәшкилатлар/һөкүмәтләргә йаки аллаһқа ташлап қойуш—қәтъий тоғра әмәс.

тутқундики йүз миңлиған кишиләр, һайати вәйран қилинған милйонлиған кишиләр ундақ хам хийал (вә раһәт) сүрәлмәйду.

әмма әпсус, уларниң бирдинбир үмиди сиз—йәни әркин дунйада һәрикәт қилиш, бир иш қилиш имканиға игә болған (әмма нурғунлири даъим иш қилмаслиқни таллаватиду) кишиләрдур.