Londonda «qamaqtiki rohlar: xitay türmisidiki uyghur mehbuslarning shé
уйғур почтиси 17-декабер
һәбибулла изчи
16-дикабир, лондондики йунус әмрә иниститутида « қамақтики роһлар: хитай түрмисидики уйғур мәһбусларниң шеъирлири» намлиқ китапниң имзалиқ тарқитилиш мурасими өткүзүлди.

әнгилийәдики уйғур зийалиси әзиз иса әлкүн түзүп тәрҗимә қилған бутопламға 2017-йилидин буйан хитай һөкүмити шәрқий түркистанда кәң-көләмлик ирқий қирғинчилиқ елип барғандин башлап тутқун қилинған, түрмигә қамилип үзүн муддәтлик қамақ җазаси берилгән вә мәҗбури ғайип қиливетилгән гүлниса имин гүлхан, нурмуһәммәт йасин өркиши, абләт абдурешит бәрқи, пәрһат турсун, абдурәһим абдулла, абдуқадер җалалидин, адел тунийаз, ваһитҗан осман вә башқа 25 нәпәр уйғур шаъирларниң тәрҗимиһали вә шеъирлири киргүзүлгән.
бу имзалиқ китаб тарқитиш мурасимида шаъир әзиз иса әлкүн, дунйа уйғур қурултийи рәъиси турғунҗан алавудун, хәлқъара пән тәшкилатиниң асийа- тинч окйан райониниң башлиқи рос холдәр, сүргүндики йазғучилар вә шаъирлар җәмийитиниң қурғучи дериктори җеннефер лаңәр, әнглийә кондон универиситети африқа вә шәрқшунаслиқ иниститутиниң прафессори рачел харрис қатарлиқлар сөз қилди.
дунйа уйғур қурултийи рәъиси турғунҗан алавудун сөзидә хитайниң уйғур маъарипи вә уйғур зийалилириға қарита елип бериватқан бастуруш вә қирғинчилиқ сийаситини һәмдә уйғур давасиниң нөвәттики вәзийитини тонуштурди.

хәлқъара пән тәшкилатиниң асийа- тинч окйан райониниң башлиқи рос холдәр сөзидә: «бу шаъирлар өзиниң кимликидин пәхрлиниш билән биргә чоңқур азап-оқубәтни байан қилған. мәсилән, гүлниса имминниң шеъирлирида өзиниң балилиридин айрилип қелиш қорқунчлири вә күчлүк қаршилиқ роһи ипадиләнгән. бу топламдики әсәрләр һәм тәсирлик, һәм җиддий болуп, дунйаға уйғурларниң әркинликиниң қәтъийлик билән қоғдилиши керәкликини намайән қилиду» деди.
сүргүндики йазғучилар вә шаъирлар җәмийитиниң қурғучи дериктори җеннефер лаңәр сөзидә: «бу шаъирларниң һәммиси хитайниң кәң-көләмлик җаза лагерлири вә түрмилиридә ғайип болди. уларниң әһвали вә қәйәрдилики намәлум. уларниң шеъирлирида үмидсизлик, азап, сеғиниш вә муһәббәт ипадиләнгән» деди.
проффессор рачел харрис ханим уйғурларниң шеъирлири вә мәдинийити һәққидә сөз қилип, уни қоғдаш вә хәлқъараға тонуштурушниң әһмийити һәққидә тохтулуп өтти.
австрийә пән тәшкилатиниң әзаси һерет шеродер ханим пәрһат турсунни австрийә йазғучилар җәмийитиниң пәхрий рәъисликигә көрсәткән. у «қамақтики роһлар»ни герман тилиға тәрҗимә қиливатқан болуп, у сөзидә уйғур шаъирлирини қамаққа елиш, уларниң авазини бастуруш вә әсәрлирини чәкләш уйғур тилини йоқутуштин ибарәттур дегәнләрни тәкитлиди.