уйғур почтиси, 9-феврал
лондунда, уйғур йаш-өсмүрләргә уйғур кимлики вә уйғур миллий еңи бойичә тәрбийәләш елип берилиду. тәшкиллигүчиләрдин абдувәли айуп әпәндиниң уйғур почтисиға билдүришчә, уйғур кимлики вә уйғур миллий еңи йетиштүрүш мәқситидә, лондун шәһиридә йавропадики йаш-өсмүрләр үчүн үч күнлүк әдәбийат-сәнъәт курси вә паъалийәтләр уйуштурулиду.паъалийәткә әнгилийә уйғур җамаъити саһипханлиқ қилиду.
курста оқуғучилар зулһайат өткүр, миркамил түркәл вә абдувәли айуп қатарлиқ кәспи вә тәҗрибилик оқутқучиларниң йетәкчиликидә, уйғур тил-әдәбийати, мәдәнийити вә сәнъитигә аъит мәзмунлардин дәрс алиду вә биваситә әмәлийәттин өткүзүш пурстигә ершиду.
оқутқучилардин зулһайат өткүрортақлашқан учурға асасланғанда, бу 4-қетимлиқ курс болуп, оқуғучилар билим елиш вәъуйғурлуқ риштисини чиңитиш пурстигә еришкән. «илгирики қетимларда курсқа қатнашқан оқуғучилиримизниң инкаслириға қариғанда, курс җәрйанида оқуғучилар йалғуз билим елиш пурситигә еришипла қалмастин, өзъара тонушуш, уйғурлуқ риштисини чиңитиш җәһәтләрдинму үнүмлүк нәтиҗиләргә еришкән.»
қатнашқучиларниң йатақ вә тамақ расходлирини әнгилийә уйғур җамаъити үстигә алидиған болуп, қатнашқучиларниң сани чәклик икән, әнгилийә сиртидин пәқәтла 20 нәпәр оқуғучи қобул қилинидикән.һәрқайси дөләтләрдә йашаватқан 14 йаштин 17 йашқичә болған йаш-өсмүрләрдин қизиққучилар болса, төвәндики елхәт адресиға исим-фамилиси, йеши, дөлити вә ата-анисиниң алақилишиш усули қатарлиқларни йоллаш арқилиқ тизимлатса болиду[email protected] арқилиқ тезимлатса болидикән.тизимлитиш вақти 2026-йил 2-айниң 5-күнидин 3-айниң 5-күнигичә болуп, курс муддити 2026-йил, 5- айниң 1-күнидин 3- күнигичә икән.