муқам тәтқиқатиға зор төһпә қошқан сәнъәткар аблиз шакир 1939-йили ғулҗида туғулған болуп, бүгүн үрүмчидә 86 йешида аләмдин өткән. униң вапати уйғур миллий сәнъити саһәсидики зор йоқитиш һесаблиниду.
5-нойабир, уйғур почтиси
мәрһум аблиз шакир уйғур муқамлири вә хәлқ нахшилирини қоғдаш вә раваҗландурушқа зор төһпиләрни қошқан, болупму у ғулҗа хәлқ нахшилирини рәтләш вә йоқилиш гирдабиға берип қалған муқам бөләклирини әслигә кәлтүрүштә муһим рол ойниған.
муқам төһпикари, музика устази аблиз шакир 1939-йили 4-айниң 10-күни ғулҗида туғулған. у һайатида «байат вә чәбийат», «рухсар муқами» қатарлиқ муқамларни әң дәсләп орунлиған устазларниң бири болуп қалған, шундақла, онлиған ғулҗа хәлқ нахшилирини рәтләш вә иҗад қилиш билән шуғулланған. у тәмбур, дутар қатарлиқ сазларни вайиға йәткүзүп орунлайду.

аблиз шакир муңлуқ вә чирайлиқ авази биләнла әмәс, хош пеъил миҗәзи вә ата сүпәт чирайи билән уйғурларниң бүгүнки заман хәлқ музикисиниң җанлиқ вәкили болуп қалған.
у 1976-йили башланған муқам рәтләш хизмитигә актип қатнашқан болуп, һүсәнҗан җами, әбәйдулла турди, ғийасидин барат қатарлиқ мәшһур сәнъәткарлар билән бирликтә муқам музикилирини топлаш, рәтләш вә өлчәмләштүрүш хизмитигә асас салған.
1980-йили аптоном районлуқ мәдәнийәт назарити қармиқида муқам тәтқиқат ишханиси қурулғанда, аблиз шакир, зикри әлпәтта, өмәр имин, өмәръахун ака қатарлиқ муқамшунаслар билән бирликтә, йоқилип кәткән йаки кәм болған муқам аһаңлирини тепиш вә толуқлашқа күч чиқарған. униң төһписи билән, турдиъахун ака қалдуруп кәткән 245 аһаңға йәнә 45 аһаң қошулуп, җәмъий 290 муқам аһаңи рәтләп чиқилған.
аблиз шакирниң вапати пәқәт бир сәнъәткарниң йоқилишила әмәс, бәлки устазниң һайати вә паъалийәтлири уйғур хәлқ муқамлириниң мәдәний мираслирини сақлап қелиш йолидики тәстиқнамиси болуп қалған. у ғулҗа хәлқ нахшилирини рәтләш билән биллә йәнә иҗадийәт билән шуғуллинип, муһәббәт, йурт, хәлқ, адаләт, достлуқ вә тәбиъәткә болған сөйгү темилиридики нахшиларни орунлап, уйғур мәдәнийитиниң әркин вә йарқин ипадилинишиниң нәмунилик вастичиси болған.
униң «давандин ашқанлар», «әрзим бар», «қәдирләймән сени җанан», «дәрдиң йаман» дегән нахшилири интернетта учрайду.
уйғур зийалиси, уйғур пирожект фонди рәъиси әркин сидиқ мундақ деди: мән бу акимизниң вапатиға чоңқур тәзийә билдүримән вә уни қаттиқ сеғиниш ичидә әсләймән.
верҗинийәдә йашайдиған, ғулҗилиқ доктур абдураһман аблимит мундақ дегән: «пшқәдәм сәнъәткарлиримизниң һайати толиму мәнилик өтти, улар мәңгү әл билән йашиди. устаз аблиз шакирниң вапати уйғурлар үчүн зор йоқотуш. у сәнъәт саһәсидики чоң бир түврүк иди. аблиз шакир ака толиму талантлиқ иди. униң авази йаңрақ, йеқимлиқ иди, тәмбурни вайаға йәткүзүп чалатти…»
йиқинқи йиллардин буйан, уйғур хәлқи йахши көргән, атақлиқ нахшичи, музикантлардин аблиз шакир акиниң йиқин достлири, замандишлиридин ғийасидин барат, әбәйдулла турди, абликим абдулла, сәйдулла тохти, мусаҗан рози, һүсәнҗан җами, нурмуһәммәт турсун қатарлиқ даңлиқ кишиләр, арқа-арқидин аләмдин өтти, улар өз һайатида аҗайип-есил, йеқимлиқ нахшилар йаратип, хәлқниң қәлбидин чоңқур орун алған иди!
аблиз шакирниң орунлишда, сигаһ муқами
әсләп:
тәййарлиғучи: таһир имин