уйғур почтиси, 3-феврал
тайир имин
хитай хәлқ ториниң хәвәр қилишичә, қәшқәр-өзбекистан ташкәнт хәлқъара йолучи тиранспорт авийатсийә линийәсидә йолучи тошуш башланған.
қәшқәр авийатсийә-сода авийатсийә мулазимәт чәклик мәсъулийәт ширкити фейшйаң (FLYONE ASIA) авийатсийә ширкити билән бирликтә учуш вәзиписини иҗра қилидиған болуп, һәр һәптидә бир қетим бериш-келиш нөвәтчи айропилани учуш пиланланған.
қәшқәр оттура асийадики муһим шәһәрләрдин бири болуп, тарихта түркий хәлқләрниң сийасий, мәдәнийәт мәркәзлиридин бири болған, мутләқ көп санлиқ аһалиси уйғурдур. қәшқәр тарихта қараханийлар ханлиқиниң пайтәхти болған вә даңлиқ тилшунас мәһмуд кашғәриниң йуртидур.қәшқәр тарихта йәнә оттура асйаниң илим-мәрипәт саһәсдики муһимлиқи билән сани бухара, йәни иккинчи бухара дәпму аталған.
2025-йил 6-айниң 1-күни «хитай-өзбекистан өзъара виза кәчүрүм қилиш келишими» рәсмий күчкә игә болған болуп, икки дөләтниң күчкә игә адәттики паспорти бар пуқралириниң бир қетимда тохташ вақти 30 күндин ешип кәтмәслик, һәр 180 күндә җәмъий тохташ вақти 90 күндин ешип кәтмәсликтәк визисиз чеградин кириш сийасити йолға қойулған.
нөвәттики җуғрапийәлик муһитта, қәшқәр аталмиш «җуңго шинҗаң» билән оттура асийа районини туташтуридиған муһим һава бошлуқ түгүни болуп, қәшқәрдики уйғурлар билән ташкәнттики өзбекләр ортақ тилда — түркий тилларниң қарлуқ шивисидә сөзләйду вә раван алақә қилалайду.
әмма уйғурларниң паспорт алалмаслиқ мәсилиси кимниң бу линийәдин бәһримән болидиғанлиқи һәққидә соъал пәйда қилмақта. «уйғур таймиз»ниң өткән айда илан қилған «бир уйғур айал хитайниң уйғурларға қаратқан паспорт чәклимисини паш қилди»намлиқ хәвиригә асасланғанда, хитай даъирилири уйғурларға қарита йәнила интайин қаттиқ паспорт чәклимисини давамлаштурмақта. уйғурларниң чәтъәлгә чиқиши үчүн нурғун мүшкүл шәртләр қойулған болуп, буниң ичидә «аъилисидин һечқандақ киши сийасий сәвәбтин түрмигә кирмигән болуши» дегән шәрт әң асаслиқ тосалғуларниң биридур.
бу хил вәзийәттә, қәшқәрдин ташкәнткә учидиған бу линийә әмәлийәттә уйғурлар үчүн әмәс, бәлки асаслиқ җәһәттин өзбек содигәрлирини җәлп қилиш һәмдә өзбекистан билән сода мунасивити бар хитай нәслидин болған содигәрләргә хизмәт қилиш үчүн ечилғанлиқи мәлум.
оттура асийадики түркий җумһурийәтләр мустәқиллиққә еришкәндин кейин, хитай һөкүмити оттура асийадики түркий дөләтләрниң уйғурларниң мустәқиллиқ вә кишилик һоқуқ паъалийәтлирини қоллимаслиқи һәмдә чәклиши үчүн, бу дөләтләрни әза қилған «шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати»ни қурған вә уйғурларни нишан қилған аталмиш «үч хил күчкә қарши туруш»ни мәзкур тәшкилатниң қануний рамкисиға киргүзгән.
йеқинқи йилларда хитай оттура асийа дөләтлирини өз мәнпәъәтигә бағлаш үчүн, «оттура асийа бәш дөлити вә хитай» мунасивәт рамкисини имзалап; оттура асийа вә хитай таратқу мунбири, оттура асийа вә хитай сода мунбири, оттура асийа вә хитай қанун мунбири қатарлиқ һәмкарлиқ сәһнилирини қуруп, оттура асийани тәсир даъирисигә елиш пилани бойичә һәрикәт қилмақта.
муһәрири: абдувәли айуп
нәшр һоқуқи уйғур почтисға мәнсуп, көчүрүп илан қилиш үчүн рухсәт сораң, мақалә мәнбәсни әскәртиң.