уйғур почтиси

11-феврал

бу йиллиқ «дунйа шәхсий мәхпийәтликни қоғдаш күни» (2026-йили 28-йанвар) мунасивити билән, «сензорни көзитиш тәшкилати» (Index on Censorship) алаһидә кишилик һоқуқ паъалийәтчилирини тәклип қилип, қулупланған (encrypted) әпләрниң әһмийити һәққидики тәҗрибилирини ортақлашти. сабиқ министир, парламент әзаси луйис хәйг (Louise Haigh) ниң қоллиши билән өткүзүлгән бу паъалийәткә бир қисим парламент әзалириму қатнашти.

әнглийә алақә башқуруш идариси (Ofcom) «тор бихәтәрлик қануни»ни иҗра қилиш даъирисидә, қош тәрәплик қулуплаш (end-to-end encryption) техникисини бир хил «хәтәрлик амил» дәп бекитти. бу дегәнлик, қулуплаш техникисини асаслиқ алаһидилик қилған әпләр үчүн бир «арқа ишәк» (backdoor) йаритиш бесиминиң давамлиқ  ешишидин дерәк бериду.

йеғинда уйғур паъалийәтчи, «уйғур қирғинчилиқини тохтитиш» тәшкилатиниң мәсъули рәһимә мәһмут ханим мунуларни оттуриға қойған:

мән бир уйғур болуш сүпитим билән, «тор бихәтәрлики» дегән сөзни аңлиғинимда, қәлбимдә хатирҗәмлик әмәс, бәлки бир вәһимә вә агаһландуруш сигнали һес қилимән.

мән шундақ бир җәмъийәттин кәлгән, у йәрдә «бихәтәрлик» дегән сөз дунйа тарихида көрүлүп бақмиған әң кәң көләмлик рәқәмлик назарәт системисини ақлаш үчүн ишлитилди. хитай һөкүмити хәлқни «бихәтәрлик» билән тәминләватимиз дәп дәва қилип туруп, уйғурларниң һәр бир учурини, һәр бир алақисини вә һәр бир рәқәмлик изини из қоғлап назарәт қилди. кишиләр җинайәт өткүзгәнлики үчүн әмәс, бәлки торда немиләрни издигәнлики, немиләрни һәмбәһрилигәнлики йаки немиләрни дегәнлики үчүнла ғайиб қилинди.

мениң «тор бихәтәрлик қануни»дин әндишә қилишимдики сәвәб дәл әнә шу.

мән әнгилийәдики бу қанунниң мәқситини чүшинимән. балиларни қоғдаш вә зийанкәшликниң алдини елиш әлвәттә муһим. әмма, пәқәт йахши нийәтниң болушила йетәрлик әмәс. бир күч (һоқуқ) қанунға айланғандин кейин, униң қандақ йүргүзүлидиғанлиқиға қаришимиз керәк.

һөкүмәтләр тор супилириға бесим ишлитип, ениқ ениқлима берилмигән «зийанлиқ» мәзмунларни өчүрүшни тәләп қилғанда, буниң нәтиҗиси бихәтәрлик әмәс, бәлки алдин тосуш характерлик сензордур. тор супилири адаләтни әмәс, һәмишә өзини қоғдашни (еһтийатчанлиқни) таллайду. улар аввал авазни боғуп, соъални андин сорайду.

сүргүндики уйғурлар үчүн рәқәмлик супилар бир имтийаз әмәс, бәлки бизниң һайатлиқ тайанчимиз .бу супилар бизниң елип бериливатқан вәһшиликләрни паш қилиш, мухбирлар билән алақилишиш, дунйани агаһландуруш вә мәдәнийитимизни сақлап қелиш йолидики бирдинбир вастимиздур.

мәзмунлар өчүрүлгәндә, һесабатлар чәкләнгәндә вә авазлар алгоризимлар тәрипидин җимиқтурулғанда, буниң бәдили аддийла бир техникилиқ мәсилә әмәс, бәлки инсаний бәдәл болиду.

мән бу йолниң нәгә берип чиқидиғанлиқини көрдүм. хитайда тор контроллуқи пәқәт мәзмун тәһрирләш биләнла тохтап қалғини йоқ, бәлки у кәң көләмлик назарәткә, коллектип җазалашқа вә қирғинчилиққа елип барди.

әнглийә һөкүмити — һәтта ойлимиған тәқдирдиму — «бихәтәрлик үчүн әркинлик вә мәхпийәтлик азийиши, дөләт контроллуқи күчийиши керәк» дегән бу логикини нормаллаштуруп қоймаслиқи керәк.

һәқиқий тор бихәтәрлики назарәт қилиш һоқуқини кеңәйтиштин кәлмәйду; бәлки һоқуқни қоғдаш, очуқ-‍ашкарилиқни изчиллаштуруш,  әң аҗиз авазларни җимиқтурмастин, уларни қоғдаш арқилиқ келиду.

рәқәмлик мустәбитликниң аччиқ ақивәтлирини бешидин өткүзгән бир киши сүпитидә, сизләргә шуни тәвсийә қилимән: кәлгүсидики һөкүмәтләр суйиъистемал қилалайдиған бир системини бәрпа қилмаңлар. сахта бихәтәрлик туйғуси үчүн әркинликни қурбан қилмаңлар. чүнки, бир қетим йоқитилған авазни қайтуруп келиш толиму мүшкүл.»