уйғур почтиси, 20- йанвар

18-йанвар күни, «сәрхиллар маъарипи» ниң уйуштуруши билән истанбул сабаһаттин зайим университетидә уйғур мәдәнийити, тарихи вә сәнъити билимлири тоғрисида зеһин синаш мусабиқиси өткүзүлди. бу паъалийәттә йәнә «математика олимпик мусабиқиси» ниң мукапатлаш мурасими, гүзәл- сәнъәт көргәзмиси қатарлиқ мәзмунларму орун алди.

«сәрхиллар маъарипи» қурулғиниға бәш йилдин ашқан болуп, муһаҗирәттә йашаватқан уйғур пәрзәнтлириниң инглиз тили, уйғур тил- әдәбийати, компйутер- теиника билимлири қатарлиқ саһәләр бойичә нуқтилиқ тәрбийәлинишигә йетәкчилик қилишни мәқсәт қилған.

«сәрхиллар маъарипи»ниң қурғучиси доктор мәһмудҗан өзъуйғур бу қетимлиқ уйғур мәдәнийити, тарихи вә сәнъити билимлири тоғрисидики зеһин синаш мусабиқисини өткүзүшниң әһмийити һәққидә тохтилип мундақ дәйду: « уйғур мәдәнийити, тарихи вә сәнъити билимлири муһаҗирәттики уйғурларниң кимликини сақлаштики әң муһим әңгүштәр һесаблиниду. уйғур роһи «сәрхиллар маъарипи» ниң йетәкчи идийәси болуп, йаш- өсмүрләрниң уйғур кимликиниң икки қанити болған тил- мәдәнийәт билән тәбиъий пәнләрни өгиниши интайин зөрүрдур». мәһмудҗан өзъуйғур йәнә бу паъалийәтниң мәқсити уйғур әвладлириға кимликимиз вә өзлүкимизни тонутуш вә уларда өз миллитидин пәхирлиниш туйғуси йетиштүрүш икәнликини билдүрди.

паъалийәт җәрйанида оқуғучиларниң доклат бериш номурлири йиғин қатнашқучилирини һайаҗанға салди. йаш- өсмүрләрниң ана тилида раван сөзләпла қалмай, әдәбий тилни қоғдаш вә давамлаштуруш йолида көрсәткән тиришчанлиқлири уйғур тилиниң һәргиз йоқалмайдиғанлиқини, әксичә әвладтин- әвладқа давамлишидиғанлиқини әкс әттүрүп бәрди.

болупму аммар оғуз, әндәр җәңгивар вә мәрйәмләрниң шеъир вә нәсирлири  нәфисә, сүмәййә, патимә вә муслимәләр орундиған «тилимизни вә мәдәнийитимизни қоғдайли» намлиқ итот тамашибинларда чоңқур тәсир қалдурди; нимшеһит армийа елиниң «билим ишқида» намлиқ шеъири асасида ишләнгән нахша  оқулғанда, сорун әһли йәнә бир қетим маһирларға чавак йаңратти вә апиирн оқушти.

бир қисим уйғурчә нахшилар хитай һөкүмитиниң чәклимисигә учраватқан бир вәзийәттә, уйғур әвладлириниң бу сәһнидә җараңлиқ авази билән уйғурчә нахшиларни йаңритиши, уйғур миллитиниң зулумға қарши баш әгмәйдиған, өз мәдәнийитини көзқарчуғидәк қоғдайдиған милләт икәнликини намайан қилди.

инчикә вә адил баһалаш нәтиҗисидә мәдәнийәт билимлири зеһин синаш мусабиқисиниң чоңлар гурупписида нәфисә нурмуһәммәд, муһәммәд әмин қум вә әкрәм уйғурханлар алдинқи үч дәриҗигә, рәһимә сираҗидин, иһсан өзъуйғур вә сәфийә муһәммәдләр риғбәтләндүрүш мукапатиға еришти. математика түридә шәрифә улуғйол (1-дәриҗилик), муһәммәд әмин (2-дәриҗилик) вә иһсан өзъуйғур (3-дәриҗилик) мукапатланди. мурасим ахирида, уйғур өлималар бирлики рәъиси, доктор алимҗан буғда вә химийә пәнлири доктори турди муһәммәд абдуллаһлар йепилиш сөзи қилди.

«сәрхиллар маъарипи» урунлаштурған уйғур тарихи вә мәдәнийити билимлири мусабиқисиға охшаш паъалийәтләрни муһаҗирәттә көпләп омумлаштуруш вә ңеңәйтишкә әрзийду. уйғур кимлики еғир хирисқа учраватқан вәзийәттә, уйғур әвладлириниң өз кимликини йетиштүрүш вә қоғдаш йолидики бу нәтиҗилири муһаҗирәттә йашаватқан уйғурларға аз- тола үмид елип кәлгүси.