уйғур почтиси, 24-йанвар

уйғур почтиси ениқлиған ‍учурларға асасланғанда, 2026-йили 1-айниң 13-күни йерим кечидә, түркийә сақчилири истанбулниң сафакөй районида олтурушлуқ уйғур муһаҗир, 48 йашлиқ абдуқадирҗан вә униң 47 йашлиқ айали хәдичәни тутуп кәткән.

уларниң балилири тәминлигән учурлириға қариғанда,  қораллиқ сақчилар йерим кечидә өйгә бастуруп кирип, һечқандақ тутуш буйруқи көрсәтмәстин әр-айал иккәйләнни елип кәткән. бу туйуқсиз бастуруш вәқәси аъилидики үч қиз балини қаттиқ қорқунч вә чарисизлиқ ичидә қалдурған.

бу хәвәр уйғур паъалийәтчи иһсан шүкран тәрипидин тарқитилғандин кейин, кәңри тарқалған.иһсанниң билдүришчә, бу әр-айал түрмидә җәмъи 10 күн йатқан болуп, шүбһәлик намида тутулған вә торда булар һәққидә учур тарқилип 7 саъәттин кийн қойуп бирилгән.

абдуқадирҗан әпәнди 2019-йили тайланд түрмисидә төт йил әтрапида қамалғандин кейин, нурғун қийинчилиқлар билән түркийәгә кәлгән. у түркийәдә қанунлуқ олтурақлишиш рухсити (еқамәт) билән йашаватқан болуп, мото ремонтчилиқи қилип аъилисини бақмақта иди. тутуп кетилгән әр-айалниң саламәтлик әһвали интайин начар болуп, иккилисидә еғир дәриҗидики өпкә кесили вә боғум йаллуғи барлиқи билдүрүлмәктә. нөвәттә, уларниң немә сәвәбтин тутулғанлиқи вә қәйәргә елип кетилгәнлики һәққидә ениқ учур йоқ.

йеқиндин бири түркийәдә түркийә һөкүмити нурғун уйғурларни көчмәнлик әһвали, кимликигә қойулған бихәтәрлик бәлгиси вә бихәтәрлик гумани билән тутқун қилип кәлгән. бу һәқтә уйғур почтиси алақидар кишләрни зийарәт қилип хәвәр ‍шлигән иди.

муһәрир: гүлқиз