14-йанвар

«уйғур почтиси» (Uyghur Post) тори муһаҗирәттики уйғур сийасий һәрикитиниң мусаписини системилиқ хатириләш, архиплаштуруш вә авамға тонуштуруш мәқситидә, тәшкилатларниң йиллиқ хизмәт хуласилирини елан қилишни башлиди. биз һәрқайси тәшкилатларниң өткән бир йилда елип барған муһим паъалийәтлирини «уйғур почтиси» арқилиқ җәмъийәт билән ортақлишишни үмид қилимиз.

бу тәшәббус тәшкилатлар ара өзъара чүшинишни күчәйтиш, қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләр арқилиқ хәлқимизгә үмид вә риғбәт беғишлаш вә уйғур дәвасиниң нәтиҗилирини унтулмас тарихий һөҗҗәткә айландуруш қатарлиқларни мәқсәт қилған. 

ундақта «уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши» (URAP) ниң 2025- йили немә хизмәтләрни қилғанлиқиға нәзәр салайли. 

2025- йили уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши (URAP)  үчүн алаһидә үнүмлүк вә ғәлибилик бир йил болди. тәшкилатниң узун йиллиқ сийасий вә дипломатик тиришчанлиқлири бир қатар зор нәтиҗиләргә еришти.

1. көчмәнләрни орунлаштуруш вә M-62 программиси

2024- йили йанвардин башлап йолға қойулған «канадаға 10,000 уйғур йөткәш» (M-62 пилани) 2025- йили өз мевисини беришкә башлиди. 2025- йили апрелдин етибарән тунҗи түркүмдики уйғурлар канадаға йитип кәлди. болупму, уйғур һәқлирини қоғдаш қурулушиниң канада һөкүмити билән елип барған изчил сөһбәтлири нәтиҗисидә, тайланд түрмисидә узун йил қамалғандин кейин хитайға қайтурулуш хәвпидин аман қалған үч нәпәр уйғур бихәтәр һалда канадаға орунлаштурулди.

2. аъилә җәм болуш вә идрис һәсәнниң қутқузулуши

маракәштә үч йилдин артуқ тутуп турулған идрис һәсәнниң америкиға йөткилишидин кейин, уйғур һәқлирини қоғдаш қурулушиниң канада һөкүмити билән елип барған алаһидә хизмәтлири нәтиҗисидә, идрис һәсән аъилиси вә балилири билән канадада җәм болуш һәмдә хатириҗәм йашаш пурситигә еришти.

3. хәлқъаралиқ сийасий тәсир вә G7 күнтәртипи

уйғур һәқлирини қоғдаш қурулушиниң күчлүк түрткиси билән, канада һөкүмити өзиниң G7 рийасәтчилик имтийазидин пайдилинип, хитайниң «чегра һалқиған бастуруш» қилмишлирини G7 рәһбәрләр йиғининиң күнтәртипигә киргүзди. нәтиҗидә, барлиқ рәһбәрләрниң ортақ имзаси билән бу һәқтә күчлүк бир байанат елан қилинди.

4. рәсмий салаһийәт вә тохтамнамә

2025- йили 1- майдин башлап, уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши канада көчмәнләр министирлики тәрипидин M-62 пилани бойичә 10,000 уйғурни тонуштуруш салаһийитигә игә рәсмий һәмкарлашқучи тәшкилат сүпитидә етирап қилинип, рәсмий тохтамнамә имзаланди.

5. бихәтәрлик тәдбирлири вә хитайниң җазасиға җаваб

2024- йили нойабирда хитай һөкүмити уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши вә униң иҗраъийә директори мәмәт тохти башлиқ 12 хадимға җаза елан қилғандин кейин, канада бихәтәрлик органлири мәзкур тәшкилат вә униң рәһбәрлириниң канада вә дунйа миқйасидики бихәтәрликини қоғдаш үчүн мәхсус тәдбирләрни йолға қойди.

6. қанун лайиһәлири вә җаза тәдбирлири

  • мәҗбурий әмгәк: 2025- йили өктәбирдә «уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қанун лайиһәси» канада парламентиға сунулди.
  • техника чәклимиси: уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши тәййарлиған қануний дәлилләргә асасән, канада һөкүмити хитайниң йуқири техника ширкити «хиквижин» (Hikvision) ға җаза елан қилди вә ширкәтниң канададин чиқип кетишигә буйруқ чүшүрди.

7. парламенттики қобул қилиш мурасими

2025- йили 19-нойабир, канада парламентида йеңи кәлгән уйғурларни күтүвелиш йиғилиши өткүзүлди. бу паъалийәткә бәш сийасий партийәдин 45 парламент әзаси, бәш министир, америка вә тәйвән әлчилирини өз ичигә алған 200 дин артуқ йуқири дәриҗилик затлар қатнашти.

8. шәрәп вә мукапат

тәшкилатниң иҗраъ‍ийә директори мәмәт тохти әнглийә падишаһи чарлис III ниң тәхткә олтуруш мунасивити билән тарқитилған «падишаһ чарлис таҗ кийиш мукапати» (King Charles III Coronation Medal) ға еришип, уйғур дәвасиниң хәлқъарада етирап қилиниши үчүн муһим төһпә қошти.

уйғур почтиси башқуруш һәйъ‍ити (мудирийти) уйуштурған.

нәшргә тәййарлиғучи: тайир имин