уйғур почтиси, 25-март

иһсан умун

22-март күни фирансийәниң пайтәхти парижда, йавропа уйғур институтиниң тәшкиллиши билән, мәзкур иниститутниң йеңидин ишқа кириштүрүлгән хизмәт бинасида тәнтәнилик һалда норуз байримини тәбрикләш паъалийити өткүзүлди. мәзкур паъалийәт иниститутниң хизмәт бинаси рәсмий ишқа киришкәндин буйанқи тунҗи қетимлиқ норуз тәбрикләш йиғилиши болуп, йаврупадики уйғур җамаъити арисида тәсир қозғиди.


паъалийәткә йавропа уйғур институти тармиқидики уйғур тили мәктипиниң оқуғучилири, париж вә әтрапидики шәһәрләрдә йашайдиған уйғурлар, шундақла уйғурларниң кишилик һоқуқ вә мәдәнийәт күришини қоллап келиватқан фирансуз активисит вә зийалийлар қатнашти.

байрамлиқ паъалийәт җәрйанида, уйғур тили мәктипиниң оқуғучилири тәрипидин тәййарланған түрлүк сәнъәт номурлири орундалди. уйғур миллий усуллири, вәтән вә әркинлик темисидики шиъир декламатсийәлири һәмдә әнъәниви уйғур нахша-музикилири йиғин әһлигә мол бир мәдәнийәт зийапити сунди. паъалийәт җәрйанида йәнә уйғурларниң әнъәниви байрам таъамлири меһманларға сунулди.

иниститут хизмәт бинасиниң мәдәнийәт қорғини болуш роли

бу қетимлиқ паъалийәтниң әң җәлп қиларлиқ тәрипи, униң парижниң мәркизидә қурулған йавропа уйғур иниститутиниң хизмәт бинаси ичидә елип берилған тунҗи норуз паъалийити болушидур. йавропа уйғур институти тәрипидин узун йиллиқ тиришчанлиқ вә җәмъийәтниң маддий-мәниви қоллиши билән қолға кәлтүрүлгән бу хизмәт бинаси, фирансийәдики уйғурларниң миллий кимликини сақлап қелиш, тилини өгиниш вә мәдәнийитини йат әлләргә тонуштуруштики муһим бир мәркәз сүпитидә баһаланмақта.

йавропа уйғур иниститутиниң мудири дилнур рәйһан зийаритимиз җәрйанида бу йилқи норузниң фирансийә уйғурлири үчүн алаһидә һисаплинидиғанлиқини ейтип мундақ деди:«тунҗи қетим, өз бинаримизда, норуз вә роза һейтни тәбриклидуқ. норузға кәлгән уйғурларму бәк хушал болди. гәрчә, һәр йили иҗарә елип өткүзидиған заллардәк чоң болмисиму, йәнила өз йеримиздә тәбрикләшниң һузури башқа дәп ойлаймән.»


йавропа уйғур институти (IODE) 2019-йили қурулған болуп, фирансийә вә йавропада уйғур мәдәнийити, тили вә тарихи бойичә академик вә иҗтимаъий тәтқиқатларни елип бериш вә уйғур қирғинчилиқини йаврупада тонутуш билән биргә, уйғур тили мәктипи арқилиқ йаш әвладларниң ана тилини унтуп қалмаслиқи үчүн хизмәт қилмақта. париждики бу хизмәт бинаси болса, уйғур хәлқи бешидин кәчүрүватқан еғир кризис мәзгилидә, муһаҗирәттики уйғурларниң роһий мәдитгаһи вә мәдәнийәт учришиш нуқтиси болуш ролини җари қилдурмақта.