уйғур почтиси
2026-йили 1-феврал
тайир имин
дөләт йоқ, әмма ирадә бар
деһрадун, һиндистан – һималайа теғиниң қарлиқ чоққилиридики қизил тонлуқ раһиблардин тартип, җәнубий асийадики чоң шәһәрләрдә йашаватқан сийасий сүргүндикиләр вә австралийә, йавропа, шималий америкидики мусапирларғичә болған сайлиғучилар җәмъий 27 дөләттә беләт ташлайду, әмма бу тизимликтә хитай йоқ.

йәкшәнбә күни, сүргүндики тибәт хәлқи өзлириниң нурғунлири техи көрүп бақмиған вәтинигә вәкиллик қилидиған һөкүмәтни сайлаш үчүн, бәш йилда бир өткүзүлидиған зор көләмлик омумий сайламни башлиди. «демократийә әмәлийәттә» (#DemocracyInPractice) дегән шоъар астида елип бериливатқан бу сайлам, тибәтләр үчүн сийасий һоқуқ вә ирадиниң символи сүпитидә зор қиммәткә игә.

нурғун сайлиғучилар бу сайламни, өткән йили 90 йашлиқ туғулған күнини тәбриклигән роһий даһийси далай лама һәзрәтлири 1959-йили хитай зулмидин қечип чиққандин буйанқи әң муһим демократик пәйт дәп қаримақта. шивитсарийәдики сйурих университетидин сонам палмо: «бу сайлам дөләт болмиған әһвалдиму сийасий ирадиниң мәвҗутлуқини, болупму тибәт ичидә демократик һоқуқлар чәкләнгән бир пәйттә көрситип бериду», деди.
сүргүндики парламентниң қурулмиси вә дунйави сайлам тори
бу қетимлиқ дәсләпки сайламда, дунйаниң 27 дөлитидә йашаватқан тибәтләр сүргүндики һөкүмәтниң башлиқи (сикйуң) вә 18-нөвәтлик сүргүндики тибәт парламентиниң әзалирини таллаш үчүн беләт ташлимақта. нөвәттики тибәт рәһбири пәнпа сириң иккинчи қетим сайлиниш үчүн сайлам паъалийити елип барди.

мәркизий сайлам комитети бу җәрйанни оңушлуқ елип бериш үчүн, пүтүн дунйа миқйасида 87 орунда сайлам комитети, 307 беләт ташлаш понкити қурди. бу җәрйанға 1737 нәпәр пидаъий мулазимәт қилмақта. нөвәттә 91 миңдин артуқ сайлиғучи рәсмий тизимлатқан болуп, уларниң 56 миңи һиндистан, непал вә бутанда, қалғанлири шималий америка, йавропа вә австралийә қатарлиқ әлләрдә йашайду.
сүргүндики тибәт парламенти 45 әзадин тәркиб тапиду: буниң ичидә 30 әза тибәтниң әнъәниви үч өлкисигә, 10 әза бәш чоң диний еқимға, 5 әза болса чәтъәлләрдики тибәтләргә вәкиллик қилиду. йәкшәнбә күнидики беләт ташлаш ахирқи басқучтин илгирики намзатларни бекитиш синиқи болуп, һәл қилғуч сайлам 26-апрел өткүзүлиду, нәтиҗиси 13-май елан қилиниду.

тибәт парламентиниң башлиқи кенпо сонам тенфел (Khenpo Sonam Tenphel) буниңға җавабән: « далай лама һәзрәтлири тәрипидин тәқдим қилинған тибәт демократийәси, сүргүндә 65 йилдин бери гүллинип кәлди вә бүгүн дунйа тәрипидин тибәт хәлқиниң авази сүпитидә етирап қилинмақта. бүгүнки сайлам тибәтниң тибәтләргә тәвә икәнлики һәққидә ениқ сигнал бериду», деди.
сайлам комитетиниң башлиқи лөбсаң йеши, хитайниң илгири тибәт сайламлириға «тор җасуслуқи» арқилиқ дәхли-тәруз қилишқа урунғанлиқини ашкарилиди. тибәтләр далай ламадин кейинки кәлгүсигә тәййарлиқ қилмақта, хитай болса варисни бекитиш һоқуқиниң өзидә икәнликини дәва қилмақта.
сүргүндики тибәт мәркизий мәмурийити (CTA) турушлуқ һиндистанниң дармисала шәһиридики 33 йашлиқ намзат гийалтсен чокий: «бу сайлам тибәтниң әркинлик вә мустәқиллиқ күришиниң әвладтин-әвладқа давамлишидиғанлиқини көрситип бериду», деди. бу система башқа һечқандақ системиға охшимайду; у дөлити болмиған бир парламент үчүн елип бериливатқан бир түрлүк беләт ташлаш паъалийитидур.
австралийәдики тибәт парламент әзаси дориң тензин пунтсок мундақ тәкитлиди: «бу сайлам хитайниң мустәбит бир партийә түзүмигә берилгән күчлүк рәддийә вә бизниң әркинлик күришимизниң айрилмас бир қисмидур.»

хитайниң инкаси
бейҗиң тәрәп беләт ташлаш башлиниши биләнла буни әйибләп, сайламни бир «ойун» дәп атиди. хитай ташқи ишлар министирлиқи бәргән байанатида: «сүргүндики тибәт һөкүмити бир бөлгүнчи сийасий гуруһ болуп, у хитай асасий қануниға хилап қанунсиз тәшкилат», дәп билдүрди.
сайламниң тәсри
тебәтләрниң һәр қайси дөләтләрдә тарқақ һаләттә туруп, адил вә демократик сайлам елип бериши дунйадики чоң таратқуларниң диққитини тартти. «һиндистан вақти» гезити вә фирансийә хәвәр агентлиқи (AFP) қатарлиқлар бу һәқтә мәхсус хәвәр бәрди. хитай демократийә паъалийәтчиси, тйәнъәнмин һәрикитиниң рәһбири ваң дән мундақ деди: «бу дәл бир мәйдан демократик әмәлийәттур. тебәтләр қилалиди, биз немә үчүн қилалмаймиз? шундақ, дөлитимиз болмиған тәқдирдиму, биз өзимизниң сийасий аптономийә ирадимизни намайан қилалаймиз; тебәтләр буни әмәлгә ашурди, биз немә үчүн қилалмаймиз? шундақ, сүргүндә турупму йәнила түкәнмәс бир ирадини көрсәткили болиду, тебәтләр бизгә буниң үлгисини көрситип бәрди.»
кәлгүси
сайлам комитети хитайниң тор җасуслуқи арқилиқ сайламға дәхли қилиш урунушлиридин һошйар болуватқан бир пәйттә, сайлиғучиларму сийасий хирисларни һес қилмақта. далай лама сийасий һоқуқни өткүзүп бәргәндин буйан, сүргүндики һөкүмәт хәлқъаралиқ йардәмләрниң азийиши вә геъополитикилиқ өзгиришләргә маслишишқа тиришмақта. нөвәттики һөкүмәт башлиқи пәнпа сириң далай ламаниң «оттура йол» сийаситини давамлаштуруш билән биргә, йеңи әвлад тибәтләрниң кимлик вә әркинлик арзулириға вәкиллик қилишқа тиришмақта.
муһәрири: абдувәли айуп
нәшр һоқуқи уйғур почтисға мәнсуп, көчүрүп илан қилиш үчүн рухсәт сораң, мақалә мәнбәсни әскәртиң.