
xj.chinanews.com.cn
зулһайат өткүр
хитайдики әң чоң ахбарат таратқулиридин болған «хтай ахбарат тори»ниң 4-февралдики хәвиридә, йеңидин байқалған турпан тәвәсидики бадам шәрқий қәбриләр топидин қезивелинған җәсәт сандуқиға сизилған «тулпар» ат рәсиминиң алаһидә тарихий әһмийәткә игә икәнлики тәшвиқ қилинған.
буниңға әгишип хитай тәшвиқатчилириму бәс-бәстә « мәзкур« тулпар» рәсими хитай мәдәнийитиниң ғәрбий райондики тәсирини әкс әттүрүп бериду, шундақла таң сулалиси мәркизий һөкүмитиниң ғәрбий районларға болған башқуруш һоқуқи вә һөкүмранлиқини испатлап бериду » дәйдиған кона сәпсәтисини сөрәп чиқмақта.
шәк-шүбһисизки, хитай һөкүмитиниң қол тиқиши билән оттуриға елип чиқилған бу ойун, пүтүнләй илмийлиққа зит вә ичи бош қапаққа охшайдиған қуруқ сәпсәтидин ибарәт.
сүрүштүрүшкә тоғра кәлсә, тарихта уйғурлар вә уларниң әҗдадлири йашап өткән қәдимий турпан дийари тәвәсидин қезивелинған җәсәт сандуқиға сизилған рәңлик «тулпар» рәсиминиң мәдәнийәт йилтизи қәдимки түрк етиқадиға тутишидиғанлиқидин ибарәт бир һәқиқәтни чиқиш қилған һалда издинишкә тоғра келиду.
алди билән тарихта қочу уйғур ханлиқи намида төт әсирдин артуқ сәлтәнәт сүргән ханлиқ тәвәсидики идиқут, йарғол вә астанә қатарлиқ шәһәрләр болсун йаки униңдин кейин қурулған ханлиқлар бәроа қилған мәдәнийәтләр болсун, турпанниң алаһидә сийасий, җуғрапийәлик вә диний мәркәзлик алаһидилики сәвәбидин йипәк йолидики башқа мәдәнийәтләрниң қисмән тәсиригә учриғанлиқини етирап қилишқа болиду. әмма пакитларни көзгә илмастин , бир пүтүн земинниң оттура түзләңлик мәдәнийтиниң тәсиригә учриғанлиқини пәш қилиш- хитай һөкүмитиниң җөйлимәсидин башқа нәрсә әмәс.
тулпар образи қәдимки оттура асийада йашиған бозқир милләтлири арисида, болупму уйғур мәдәнийитидә көрүнәрлик изчиллиққа вә чоңқур қатламға игә бир мотифдур. тулпар адәттә учар ат йаки қанатлиқ ат шәклидә тәсвирлинидиған болуп, түрк әпсанә-дасстанлиридин башқа йәнә йунан, парис, һинди вә әрәб митологийәлиридиму йилтиз тартқан. хәлқ чөчәклиридә, һәзрити хизир әләйһиссаламдин қалсила, учар ат қәһриманларниң әң чоң йардәмчиси қилип тәсвирләнгән вә еғиздин-еғизға тарқалған. учар ат образи омумән күч вә қоғдиғучилиқ ролиға символ қилинған. бу хил образлар ичидә йунанларниң пегасус тулпари , қирғизларниң «манас» дастани вә алтай әпсанилиридә көрүнмәс қанатлиқ тулпар, «дәдә қорқут» тики сәйрәкниң учар ети, уйғурларниң «гөр оғли» дастанидики учар ат қатарлиқлар буниңға обдан мисал болалайду.
хош, әмди тулпар образиниң җәсәт сандуқида әкс етиши мәсилисигә кәлсәк, қәбристанлиқниң йил дәвригә қариғанда, бу дәврниң қәдимки турпан дийарида мани дини вә будда динлири мәвҗут болуп турған заманларға тәвә икәнликини қийаслашқа болиду. түрколог әмәл есин (Emel Esin ) бу һәқтә түркий милләтләрдә « инсанларниң җан үзгәндин кейин атниң йардимидә көккә көтүрилидиғанлиқини , йәни җәннәткә сәпәр қилидиғанлиқи» ға ишиништәк етиқадиниң мәвҗут болғанлиқини оттуриға қойғаниди. һәтта миладийәдин илгирики заманлардин тартипла бозқир хәлқлиридә атниң көк тәңри етиқади билән болған зич мунасивети һәққидә тарихий йазмилар вә археъологийәлик пакитлар һәм мәвҗуттур. тәтқиқатчи роксниң ( Jean-Paul Roux ) турпан вәсиқилиридә көк рәңлик атниң тилға елинғанлиқи байани бу көзқаришимизни йәниму күчәйтип бериду. шуңа җәсәт сандуқиға сизилған көк рәңлик тулпар әйни вақиттики йәрлик хәлқниң қәдимки етиқадини әкс әттүргән бир пакит дәп қарашқа болиду. гәрчә хитай чилин әпсанисидә әҗдәрһа, өкүз вә кийик арисидики бир учар мәхлуқ прототипи мәвҗут болған болған болсиму әмма турпандики қәбрә билән һечқандақ алақиси йоқ дәп ейталаймиз. чүнки, бу образниң давҗийав динидики символлуқ мәниси түрк күлтүридики мәниси арисида қилчә охшашлиқ йоқ.
бадам шәрқий қәбриләр топидин байқалған «тулпар» рәсимигә синчилап қариғинимизда, ат һәм көкүш рәңдә һәм чипар ат қилип сизилған. чипар атму уйғур мәдәнийитидә наһайити йуқири орунға икәнликини тәкитләп өтүшкә тоғра келиду.

© The Trustees of the British Museum
археъолог аврел ситәйин тәрипидин хотән дәндан ойлиқ харабисидин қезивелинған, йил тарихи 6-8-әсиргичә болған қәдимки хотәнлик рәссамлар тәрипидин сизилған бирпарчә йағач тахта рәсими һазир бүйүк британийә музейида сақланмақта. илгири хотән сизмилири һәққидә издәнгән тәтқиқатчи йоһанна ( Joanna Williams) , бу йағач тахта сизмисидә чипар ат мингән чәвәндазниң уйғур әпсанилиридики йол тәңриси образиға асасән сизип чиқилғанлиқини оттуриға қойғаниди. түркий хәлқләрниң тунҗи мәдәнийәт йадикарлиқлиридин бири болған, қәдимки уйғур йезиқида йезилған әсәр «ирқ битик» тиму көплигән чүш тәбирлири биваситә атқа бағлиниду вә «йол тәңриси» дегән кәлимә учрайду.
дәрвәқә түркий тилидики хәлқләр наһайити узақ қәдимки заманлардин буйан йаратқан фолклор вә хәлқ еғиз әдәбийатидики «оғузнамә» , «алпамиш» қатарлиқ епос вә әпсаниләрдә чипар атниң образини толиму йүксәк орунға қойиду. қәһриманлар минидиған атларниң һәммиси шамалдин тез учидиған дулдул ат тимсалида гәвдилиниду. уйғур хәлқ чөчики «кәнъан батур» да, қәһриманниң ети чипар байталға бағлиниду.
11-әсирдә қәшқәрдә туғулған алим мәһмуд кашиғәри «дивану луғәтит түрк» әсиридә, « қуш қанати билән, йигит ети билән даң чиқирар» дегән мақал-тәмсилни қалдурған. бу нуқтидин ички асийаға җайлашқан шәрқий түркистан тупрақлирида әпсаниләрдин башқа турмуш әмәлийитидиму чипар атларниң йетиштүрүлгәнликини пәрәз қилишқа болиду. буниң испати сүпитидә түрколог вә синолог йоһаннес йакоб марийа дегрут (Johannes Jacob Maria de Groot ) миладийәдин бурунқи дәврләрдә хитай сулалилириниң ғәрбий шималида йашиған дилар вә көктүрк дәвридә йашиған түрк қәбилилиридин басмилларниң бу хил чипар атларни йетиштүргәнликини илгири сүриду.
хуласилигәндә, турпандин тепилған көк рәңлик чипар ат йәни «тулпар» рәсимини хитай мәдәнийитиниң тәсиригә учриди дәйдиған қараш пүтүнләй асассиз қараштур. хитай һөкүмитиниң «җуңхуа миллити ортақ гәвдиси бәрпа қилиш» идеъологийәси тәшвиқати арқилиқ уйғур миллитиниң тарихий йилтизлирини инкар қилиш ғәризини ишқа ашуруш үчүн ойдуруп чиқарған йәнә бир һийлиси халас.
әксичә, мәзкур рәсим әзәлдин турпан земинида йашап кәлгән уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқниң тарихтин буйан шәкилләнгән етиқад вә әқидилири, арзу-үмидлири вә дунйа қарашлириниң җуғланмисидин ибарәт.