уйғур почтиси, 23-феврал
аминә сәдәф
бостан маъарипиниң қоллиши һәм түзүп нәширгә тәййарлиши билән нәшир қилинған « уйғур балилар қошақлири« бу йилқи ана тил күнигә атап йеңидин нәширдин чиқти.

китапта балиларниң чүчүк тилиға мас һалда йезилған 78 парчә қошақ бар булуп,қошақларниң мәзмуни рәңдар , йадлашқа асан вә тили йиник булуп, тил үгүнүш басқучидики өсмүрләргә мас килиду.бу қошақлар- гүлнур абдурусул тәрипидин йезилған.

голландийәдә йашайдиған уйғур зийалийси айбур билгә ханим китап һәққидә мундақ баһаларни өзиниң йүзбик бетидә һәмбәһирлигән .« бу китаптики қошақларниң тема йилтизи бивастә уйғурларға бағланған булуп, уйғурларниң турмуши,тарихи, мәдәнийти , дини әқидиси вә өрп – адәтлирини өзигә муҗәссәм қилған . бу китап аддий бир дәрисликла әмәс бәлки уйғур ата- аниларниң баллириға болған чуңқур муһәббити вә ана тилни кейинки әвлатларға йәткүзүш ерадисиниң намайәндисидур.
мәзкур ктап-бостан маъарипиниң еқтсади җәһәттә қоллиши билән нәшр қилинған.