уйғур почтиси, 10-декабир
һәбибулла изчи

уйғур академийиси билән уйғур һәрикити тәшкилатиниң тәшкиллиши, австралийә уйғур җәмъийити, уйғур тәтқиқат мәркизи (америка), дрексел университети, канада шәрқий түркистан җәмъийити, шәрқий түркистан тәтқиқат фонди (түркийә), җорҗ вашингитон университети, хәлқъара тибәт һәрикити, америка хәлқъара җумһурийәтчиләр иниститути, америка мәмликәтлик демократийә институти, ‍америка дөләтлик демократийә фонди, шивейтсарийә уйғур җәмъийити, америка уйғур җәмъийити, уйғур демократийә вә кишилик һоқуқ мәркизи (германийә), йавропа уйғур мәдәнийәт мәркизи (норвегийә), уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, уйғур һоқуқлирини қоғдаш қурулуши (канада), коммунизм қурбанлирини хатирләш фонди вә дунйа уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилат вә органларниң һәмкарлиқида 2025-йили 9-декабир америка пайтәхти вашингитонда «уйғур ирқий қирғинчилиқиға қаршилиқ» намлиқ бир қатар паъалийәтләр башланған.
پائالىيەت تەشكىللىگۈچى ۋەكىللەر
бу бир һәптилик паъалийәт ичидә 2021-йили лондонда ечилған уйғур сотиниң хитай һүкүмитиниң шәрқий түркистанда елип барған зулумлирини «ирқий қирғинчилиқ» дәп һөкүм қилғанлиқ мунасивити билән « 9-декабир уйғур ирқий қирғинчилиқини хатирләш күни», «10-декабир хәлқъара кишилик һоқуқ күни» вә 12-декабир 1985-йили үрүмчидә йүз бәргән оқуғучилар намайишиниң хатирә күни мунасивити билән муһакимә йиғинлири, мәдәнийәт көргәзмиси вә намайишларни өз ичигә алған бир йүрүш паъалийәтләр орунлаштурулған.
бу мунасивәт билән америка пайтәхти вашингтонға җәм болған ондин артуқ тәшкилат вә органниң вәкиллири 9-декабир америка дөләтлик ахбарат сарийида «9-декабир уйғур ирқий қирғинчилиқини хатириләш ахбарат елан қилиш йиғини» өткүзгән. саһибхана тәшкилат болған уйғур академийәсиниң рәъиси, тиббий дора тәтқиқат алими, дунйа уйғур қурултийиниң алий мәслиһәтчиси доктор решат аббас әпәнди мәзкур йиғинниң ечилиш сөзини қилған. у сөзидә, хитай һөкүмитиниң кәң көләмлик тутқун қилиш, мәҗбурий әмгәккә селиш, аъилиләрни айриветиш, диний бастуруш вә уйғур кимликини йоқитиш қилмишлириниң бүгүнгичә давамлишиватқанлиқини оттуриға қойуп, америка парламентини «уйғур ирқий қирғинчилиқи җавабкарлиқ вә җаза қануни» вә «уйғур сийасити қануни»ни илгири сүрүшкә, шундақла, дунйа миқйасидики һөкүмәтләрни мәҗбурий әмгәккә қарши қанунларни йолға қойушқа вә муһаҗирәттики уйғурларни хитай һүкүмитиниң дөләт һалқиған бастурушидин қоғдашқа чақириқ қилған.
мәзкур йиғинда сөз қилған дунйа уйғур қурултийиниң сабиқ рәъиси, уйғур кишилик һоқуқ-демократийә мәркизиниң рәъиси долқун әйса буниңдин төт йил бурунқи лондонда ечилған уйғур сотиниң һүкүм чиқирииш җәрйанини әсләп өтүп, сот мәһкимисиниң рәъиси сер җеъоффрей найсниң хитай һүкүмитиниң шәрқий түркистан хәлқигә елип барғини «инсанийәткә қарши җинайәт, ирқий қирғинчилиқ» дегән һөкүмни елан қилғанлиқини; бу мунасивәт билән дунйаниң һәрқайси җайлиридики ондин артуқ дөләт вә йавропа парламенти һазир уйғур қирғинчилиқини етирап қилғанлиқини, бир йилдин кейин, б д т инсан һәқлири алий комиссарлиқи ишханиси өзиниң тарихий баһасини елан қилип, бу хил қилмишларниң «хәлқъара җинайәт, болупму инсанийәткә қарши җинайәт» болуши мумкинликини җәзмләштүргәнликини оттуриға қойған.
бу ахбарат елан қилиш йиғинда йәнә қурултай иҗраъийә комитети рәъиси рушән аббас, қурултайниң али мәслиһәтчиси өмәр қанат, қурултай йашлар комитети мудири ризванъай илһам, америка уйғур бирләшмисиниң рәъиси мисран қатарлиқлар сөз қилған болуп, рушән аббас ханим сөзидә лондондики мустәқил сот мәһкимиси тәрипидин тәстиқланған, көп һөкүмәтләр тәрипидин етирап қилинған вә лагир шаһитлири, мутәхәссисләр вә һәтта бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин хатириләнгән қирғинчилиқниң һәргиз тохтап қалмиғанлиқини вә бу қирғинчилиқниң хитай һүкүмитиниң рәһимсизлики астида йәнила давамлишиватқанлиқини, милйонлиған уйғурниң тутқун қилинип қул ишчи қилинғанлиқини, аъилиләрниң парчилинип, балиларниң кимликиниң йоқитилип ассмилатсийәгә учриғанлиқини, айаллар мәҗбурий туғмас қилинип, әрләр қул сүпитидә лагерларға вә завутларға мәҗбурий йөткәп кетиливатқанлиқини тәкитләп, буниң бир тарих әмәс, бәлки һазир йүз бериватқан реъаллиқ икәнликини, хитай һүкүмитиниң сахта синлар вә өзгәртилгән һекайиләр билән қирғинчилиқни йоққа чиқиришқа орунуп, инкар қилиш, диққәтни чечиш, алдамчилиқ қилишни давамлаштуруватқанлиқини оттуриға қойған.
шивитсарийә уйғур җәмийити рәъиси вә қурултай йашлар комитети мудири ризванъай илһам уйғур сот мәһкимисиниң қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни қарар қилғанлиқиниң төт йиллиқини хатириләватқан бу күндә, буниң пәқәт қануний һөкүм әмәс, бәлки хәлқъара җәмъийәткә қаритилған ениқ әхлақий чақириқ икәнликини әсләитип, бу йәрдики мәсилиниң бу қирғинчилиқни һүкүмәтләрниң етирап қилишла әмәс бәлки уларни мәсъулийәтниму үстигә елиши керәкликини, зийанкәшликкә учраватқанларни қоғдаш, җинайәтчиләрни җавабкарлиққа тартиш вә һәр хил шерикчиликни тохтитиш үчүн, һөкүмәтләр вә органлар өз әндишилирини еғизаки ипадиләштин һалқип, хәлқимизниң реъаллиқини һәқиқий өзгәртәләйдиған конкрет һәрикәтләрни қилиши керәкликини чақириқ қилған.
уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мудири вә дунйа уйғур қурултийи алий мәслиһәтчиси өмәр қанат лондондики мустәқил уйғур сотиниң ғәлбилик тамамлиниши үчүн уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң хитайниң уйғур қирғинчилиқиға мунасивәтлик доклат вә мәлуматларни тәййарлиғанлиқини, мустәқил уйғур сотиниң қарарлирида лагир шаһитлиридин қәлбинур сидиқ, гүлбаһар җелилова, зумрат дават, турсунъай зийавудун, миһригул турсун вә өмәр бәкъали қатарлиқларниң хитайниң түрлүк бесим вә тәһдитлиригә қаримай өзлириниң җаза лагирлиридики кәчүрмүшлирини аңлитиши вә қирғинчилиқ һәққидә гуваһлиқ беришиниң наһайити муһим рол ойниғанлиқи үчүн уларға алий еһтирам билдүридиғанлиқини ипадиләп, америка башчилиқидики демукратик әлләрни уйғур қирғинчилиқини тохтутуш үчүн хитайға әмәлий һәрикәт қоллинишқа чақирған.
йиғин ахирида йәнә америка уйғур бирләшмиси рәъиси мисран долан йеқинқи сәккиз йилдин бери уйғурларниң тарихта көрүлүп бақмиған еғир зулум вә қирғинчилиққа учриғанлиқини, уйғурларниң бу қирғинчилиқни тохтутуш вә әркинликкә еришиш үчүн қолидин келишичә күчәватқанлиқини, уйғур тәшкилатлириниң пәқәтла уйғур авазини ғәрб дөләтлиридә аңлитиш биләнла қалмай, бәлки уйғур йашлириниңму йетишип чиқиши үчүн күч чиқириши керәкликини алаһидә тәкитлигән.

ئاخبارات ئىلان قىلىش يېغىنىدىن كۆرۈنۈش