уйғур почтиси, 6-март

ингилизчә уйғур таймизниң кәң тарқалған хәвиригә асасланғанда, хитай һөкүмитигә қарашлиқ таратқулар йапонийә ташқи ишлар министирлиқиниң парламент муъавин министири арфийә еригә қарши бир йүрүш һуҗумларни илип барған. арфийә ериниң хитайниң уйғурларға қаритилған қирғинчилиқи вә хоңкоңдики қилмишлирини тәнқид қилғанлиқиға җавабән, бу таратқулар қаттиқ тиллар вә шәхсий һақарәтләрни қолланған.

хитай дөләт таратқулиридин йәр шари вақит гезити арфийә ериниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға тутқан муъамилиси вә хоңкоңдики әркинликниң боғулушиға қарита қайта-қайта әндишә билдүргәнликини тәнқид қилип, уни «зәһәрлик тикән» вә «сәт» дегәндәк кәмситиш характерлик сөзләр билән тәсвирлиди.

хитай коммунистик партийәсигә четишлиқ «йәр шари вақит гезити» (Global Times) елан қилған бир синлиқ хәвиридә, арфийә ерини «деваничә қизғинлиқи чәктин ашқан бир муртәд» дәп тәсвирлиди. шундақла уни «өзиниң миллий салаһийитидин пайдилиниш үчүн барлиқ күчини чиқириватиду» дәп әйибләп, уни йапонийә кабинети ичидики бир «зәһәр» вә «зәһәрлик унсүр» дәп атиди. хитайниң «дойин» (Douyin) суписида елан қилинған бу син бәш күн ичидә 20 миңдин артуқ «йақтуруш»қа еришкән.

хитай таратқулири арфийәни «疆毒» (җйаң ду, йәни «шинҗаң зәһири») дәп атиған болуп, бу аталғу тәләппуз җәһәттин хитай даъирилири хитай һөкүмранлиқиға қарши турған йаки мустәқиллиқни тәшәббус қилған уйғурларға қоллинидиған «疆独» (җйаң ду, йәни «шинҗаң мустәқилчиси») дегән сөз билән охшаш чиқиду.

йапонийә әркин демократлар партийәсиниң әзаси вә ташқи ишлар парламент муъавин министири арфийә ери ‍нсан һәқлири, болупму уйғур мәсилисиниң күчлүк тәшәббусчисидур. у 1988-йили китакйушу шәһиридә уйғур дада вә өзбек анидин туғулған, 1999-йили йапонийә гражданлиқиға өткән. у җорҗтовн университетида уйғур мәсилилири үстидә тәтқиқат елип барған, илгири йапонийә банкиси вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати катибат башқармисида сийасий вә тинчлиқ қурулуши ишлири билән шуғулланған.

йапонийә әмәлдарлири бу һақарәтләрни қаттиқ әйиблиди. 4-март күни өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси тошиһиро китамура арфийә ериниң келип чиқишини нишан қилған сөзләрниң «интайин намувапиқ» икәнликини ейтти вә еғир әндишисини билдүрди.

йапонийә ташқи ишлар министирлиқи дипломатик йоллар арқилиқ хитай даъирилиригә бу мәсилини оттуриға қойуп, әһвални түзитишни вә шәхсниң келип чиқишиға асасланған бундақ һуҗумларниң давамлишишиниң алдини елишни тәләп қилди.