сүрәттә: абдумәлик миҗит пәрзәнтлири билән

уйғур почтиси, 28- декабир

аминә сәдәф

25- декабир бәзи иҗтимаъий таратқуларда вә уйғурларниң ватисъап горуплирида түркийәдики бир қисим уйғурларниң сақчилар тәрипидин тутуп кетилгәнликигә аъит учурлар тарқалди. бу учурларни тарқатқучиларниң бир қисими тутуп кетилгәнләрниң аъилә-тәвәбъатлири болса, бир қисми һәрқайси дөләтләрдики уйғурларниң әһвалиға йеқиндин көңүл бөлидиған уйғур актиплар вә шәхсләр болуп, буниң ичидә норвигйәдә турушлуқ паъалийәтчи абдувәли айуп өзиниң X һесабида: «истанбулда 31 нәпәр уйғур һечқандақ чүшәндүрүш берилмәй тутуп кетилгән. адвукатлар истанбулдики һәрқайси сақчиханиларда тутуп туруливатқан 31 нәпәр уйғурниң 24- декабир кечидин 25- декабир сәһәргичә болған вақитта террорлуққа қарши туруш қораллиқ сақчилири тәрипидин тутуп келингәнликини ейтти. абдумәлик миҗит вә қудрәт ғулҗа тутулғанларниң ичидики кимлики ениқ болған икки кишидур» дәп йазди.

25- декабир истанбул җумһурийәт баш тәптиши ахбарат вә алақә ишханиси рәсмий байанат елан қилип, җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси террорлуқ җинайәтлирини тәкшүрүш ишханисиниң йолйоруқи билән, истанбул бихәтәрлик мудирлиқи терррорлуққа қарши туруш шөбә мудирлиқи тәрипидин елип берилған тәкшүрүш нәтиҗисидә, йеңи йил һарписида даъиш (ISIS) қораллиқ күчлириниң ғәйрий мусулман шәхисләргә қарита һуҗум чақириқи вә пилани барлиқиға аъит учурларни тапшуруп алғанлиқи, бу мунасивәт билән гуманлиқ дәп қаралған вә қанун бойичә тутуш буйриқи чиқирилған 137 нәпәр җинайәт гумандарини асас қилған һалда 124 адреста бирла вақитта тутуш, қолға елиш, тазилаш вә мусадирә қилиш һәрикити елип берилғанлиқи, 115 гумандарниң тутулғанлиқи вә тутулмиған гумандарларни тутуш үчүн һәрикәтниң давам қилватқанлиқини елан қилди. 

байанатниң тәпсилати төвәндики сүрәттә:

йолдиши тутуп кетилгән, кимликини ашкарилашни халимиған бир ханим «уйғур почтиси»ниң зийаритини қобул қилип мундақ диди: «биз 2013- йили түркийәгә кәлгән. истанбулниң сафакөй районида олтуримиз. йолдишим кийим тикиш завутида ишләйтти. 24- декабир саъәт бир әтрапида, өйгә қораллиқ сақчилар бастуруп кирип йолдишимни тутуп чиқип кәтти, һазирғичә һичқандақ хәвәр йоқ. бизниң үч балимиз бар, баллиримниң чоңи тоққуз йаш, кичики үч йаш. сақчилар өйгә бастуруп киргәндә балилирим бәк қорқуп кәтти. шу күндин бери балилирим қизитип, җөйлүп ухлийалмайватиду, мәктәпкиму баралмиди. мән йа йолдешимдин хәвәр алалмай, йа балилиримни дохтурға апиралмай, немә иш қилишимни билмәй тит- тит болуп олтуримән.»

йолдиши тутуп кетилгән йәнә бир ханимму исмини ашкарилимаслиқ шәрти билән мундақ деди: «биз 2014- йили түркийәгә кәлгән. 11 йилдин бери түркийәдә йашаватимиз. истанбулниң сафакөй районида олтуримиз, алтә балимиз бар. йолдишим тиҗарәт билән шуғуллиниду, буниңдин илгири һечқандақ җинайәт өткүзмигән. 25- декабир сәһәр саъәт икки билән қораллиқ сақчилар өйгә бастуруп кирип йолдишимни тутуп чиқип кәтти. баллар бәк қорқуп кәтти.» 

буниңдин бурунму түркийәдә уйғурларға қаритилған бу хилдики һәрикәт пат- пат йүз берип туридиған болуп, тутуп кетилгүчиләр бир мәзгилдин кейин қойуп берилидиған болсиму, бәзилириниң түркийәдә вақитлиқ туруш иҗазәтнамиси бикар қилинған, йәнә бәзилиригә G87 коди қойуп қойулған болуп, улар айда йаки һәптидә көчмәнләр идарисигә берип имза қойушқа буйрулған, бу уларниң нормал хизмити вә турмушиға нурғун қолайсизлиқларни елип кәлгән. шундақла, G87 коди қойулған йаки бир мәзгил тутуп турулған кишиләр түркийә вәтәндашлиқиға еришәлмигән. 

«уйғур почтси» мухбири бу хил әһваллар һәққидә ениқ мәлуматқа еришиш үчүн истанбулда турушлуқ адвукат җәвлан ширмуһәммәтни зийарәт қилди. у бу һәқтә тәпсилий чүшәнчә берип мундақ диди: «2016- йили йеңи йил кечиси истанбулда йүз бәргән рейна қавақханисиға қилинған террорлуқ һуҗумидин кейин, һәрйили йеңи йил һарписида түркийәдә кәң көләмлик тазилаш һәрикити елип бериливатиду. бу тазилаш һәрикитиниң асасий нишани даъиш террорлуқ күчлириниң әзалири болуп, көп қисими көчмәнләр, буларниң ичидә уйғурларму бар. мән бу бир нәччә күн ичидә бу қетим тутулған кишиләрниң сотлиниш вә тутуп турулуш әһвали билән йеқиндин алақидар болдум. мениң сақчилардин вә башқа адвукатлардин игилишимчә, 24- вә 25- декабир тутулғанлар тәхминән 150 дин көп киши болуп, буларниң ичидә 30 дин 35 кичә уйғурлар бар. булар немигә асасән тутулиду дегәндә, аз бир қисим тутулғанларниң даъиш террорлуқ күчлири билән мунасивити болсиму, көпинчә кишиләрниң улар билән һечқандақ мунасивити йоқ, һәтта уларни қоллимайду вә йаман көриду. шундақ икән булар немишқа тутулиду дегәндә, төвәндики әһваллар сәвәплик буларму гумандар болуп қалиду вә тутулиду. биринчидин, иҗтимаъий алақә васитилиридики бихәстәлик. йәни булар фейисбук қатарлиқ җтимаъй алақә вастилирида билип- билмәй даъиш террорлуқ күчлириниң тәшвиқатлирини қилидиған адәмләрни достлуққа қошивалған, уларниң йазмиллириға йүрәк бәргән йаки уларни һәмбәһирлигән; уларниң бир қисими болса шуларниң қурған ватисъап горупилириға қошулуп қалған вә улар билән һәр түрлүк алақидә болған кишиләрдур. иккинчиси, бәзи кишиләр даъиш террорлуқ күчлириниң қоллиғучилири билән иқтисадий муъамилә қилған кишиләр болуп, тутулғанларниң ичидә көп нисбәтни игиләйду. һазир уйғурларда пул алмаштуруш намидики нәччә түрлүк ватисъап горупилири бар. хәлқимиз бәзи қолайлиқларни дәпла банкидин йаки мәхсус пул алмаштуруш орунлиридин пул алмаштурмай,  мушу горупиларда доллар, йавру вә түрк лирасини өзъара алмаштуриду, бәзи ватисъап гуруплиридин мал сетивалиду. бу хил әһвалда пул алмаштурғучи, мал сатқучи йаки сетивалғучилар қарши тәрәпниң ким икәнликини билмәйла шәхсий һесабатидин қарши тәрәпкә пул йоллайду йаки қобул қилиду. мушундақ пул йоллаш җәрйанида даъиш әзалириға йаки һөкүмәт гуманлиқ дәп қариған кишиләргә тутишип қалғанларму гумандар болуп қалиду. үчинҗи, иккинҗи қол телфун (йанфон) ишләткүчиләр. йәни, иккинчи қол телефон сетивалғанлар телефонни форматлап, ичини пакиз тазилап ишләтмигәнликтин, әгәр у телефонни илгири террорлуқ гумандарлири ишләткән болса, телефонниң миңисидики илгирики ишләткүчиләрниң бәзи учурлири, видиъо йаки рәсимлири сақлинип қалиду, булар сақчиларниң из қоғлап тәкшүришидә асанла байқилиду. төтинчидин, өй адреслирини тәвәликкә тизимға алдурмиған кишиләр. йәни, бизниң уйғурларниң көпинчиси иҗарә олтурватқанлар болуп, тохтимай өй көчүш әһвали мәвҗүт. булар йеңи өйгә көчкәндә тәвәликкә тизимға алдурушқа сәлқарайду, шуниң билән буларниң кимликтики адреси билән олтуриватқан адреси пәрқлиқ болуп қалиду, йаки һазир олтуриватқан өйдә илгири олтурған кишиләр гуманлиқ болса, сақчилар уларни тутуш үчүн кәлгәндә адреста булар болғанлиқи үчүн тутулуп кетиду. бәшинчидин, хитайға җасуслуқ қилған кишиләрму тутулиду. дөләт бу җасусларни тутқанда хитайға җасуслуқ қилди дәп очуқ-ашкарә елан қилмастин, террорлуққа мунасивәтлик дәпла бир тәрәп қилиду, буниңда нурғун амиллар бар. алтинчидин болса, илгири тутулуп шәртлик қойуп берилгән кишиләрниң шәрткә маслашмаслиқи, йәни қәрәллик имза қойушқа сақчиханиларға бармаслиқи, райондин районға йаки шәһәрдин шәһәргә көчкәндә өзини мәлум қилмаслиқи сәвәбидин тутулишиму мумкин.»

биз бу хилдики тутқун қилишларниң уйғур диъаспорасиға, тутулған кишиләрниң аъилисигә вә түркийәдики уйғурларниң роһий һалитигә қандақ тәсирләрни көрситидиғанлиқи һәққидә абдувәли айупни зийарәт қилдуқ. у мундақ деди: «йеңи йил кириш һарписида түркийә террорлуққа қарши қораллиқ күчлириниң йерим кечидә уйғурларни тутуп кетиши уйғурларниң хатирҗәмликигә, есәнликигә вә йеңичә кәйпийат билән йеңи йилға киришигә қаттиқ зәрбә бериду. уйғурлар пүтүн инсанларға охшашла йеңи йилда һәммә ишниң йеңидин башлинишини, тәләйлик, аман – есән болушини арзу қилиду. түркийәдики уйғурлар буниңсизму хитай– түркийә мунасивити сәвәплик өзини бихәтәр һес қилмайду. түркийәдики хитайларниң тәсири, түркийәдики хитайпәрс тәшкилатларниң күчлинип кетиватқанлиқи вә хитай әлчиханисиниң түркийәдики уйғурларға тәһдит салалиғудәк һалға келиши уйғурларни биъарам қилватқан мәсилиләр иди. әмди буниңға қошулуп, хитайда терорлуқ баһаниси билән ирқий қирғинчилиққа учраватқан, һичқандақ баһанә- сәвәпсиз түрмиләргә қамиливатқан вә шу сәвәптин өзлири иккинҗи вәтән дәп қарайдиған түркийәгә қечип кәлгән бу уйғурларниң түркийәдиму худди шәрқий түркистанда хитай сақчилири тәрипидин кечидә тутқун қилинғандәк тутқун қилиниши уйғурларниң қәлбидики түркийә муһәббитини зидиләйду, шундақла уларни хатирҗәмсизләндүрүп, қаттиқ паракәндә қилиду. уйғурларда <йатниң йандин өтиду, қериндашниң җандин> дәйдиған гәп бар. уйғурлар бу хил муъамилигә башқа дөләттә учриғанға қариғанда түркийәдә учирса техиму бәк азаплиниду. мән түркийә террорлуққа қарши қораллиқ күчлириниң тутуш буйриқи болмиған әһвал астида, өйләргә қораллиқ бастуруп кирип, аъилә әзалириниң алдида кишиләрни тутуп кетишини һәддидин ашқанлиқ дәп қараймән вә әйипләймән. бу қетим тутулғанлар ичидә мән тунуйдиғанлардин түркийә пуқралиқиға еришкән кишиләрдин аз дегәндә төти бар; буниң ичидә җүръәт ғулҗа бир тәшкилатниң рәъиси, мушу кишиниңму һичқандақ пакит вә тутуп тәкшүрүш буйриқи болмиған әһвал астида гуманлиқ дәп тутуп турилиши түркийәниң қанун арқилиқ идарә қилинидиған дөләт образиға дағ тәккүзиду. йәнә бир җәһәттин, һазир уйғурлар түркийәдә еғир иқтисадий бесим ичидә йашаватиду. уларниң бу хилдики гуман билән тутулиши адвукат тәклип қилиш, иш-оқитиниң тохтап қелиши һәмдә сиритта йар-йөләксиз қалған аъилисиниң һәр түрлүк қийинчилиқлири дегәндәк тәрәпләрдә уларға техиму еғир иқтисадий бесим пәйда қилиду. бу әслидинла аран- аран йашаватқан ашу уйғурларниң һайатиға қаттиқ бир зәрбә болиду.» 

адвукат җәвлан ширмуһәммәт түркийәдики уйғурларниң наһайити сәзгүр болиши керәкликини, иҗтимаъи алақә вә иқтисадий муъамилидә қанундин чәтнәп кәтмәсликини, бихәстәлик қилип, өзини вә аъилисини бу хилдики гуманлиқ кишиләрдин қилип қоймаслиқини үмит қилдиғанлиқини билдүрди.