уйғур почтиси толуқлима хәвири, 22-ейун
хтай узундин бири- уйғур мәдәнийтини тәшвиқат қорали, дипломатийә вастиси, еқтсади тәдбир сүпитидә өз мәнпәъити үчүн шлитип, кәлмәктә
хтай хәлқ ториниң хәвәр қилишчә,2025-йили 7-айниң 20-күни кәчтә, баш темилиқ музика «уссул ойнайли»ниң тонуш мелодийәси аптоном районлуқ хәлқ сарийида қойулуп, 7-нөвәтлик аталмиш хтай шинҗаң хәлқъара милләтләр уссул байриминиң муқәддимиси башланған. уссул байрими мәзгилидә, хтай вә чәт әлниң 24 сәнъәт өмики райондики һәр милләт көрүрмәнләргә 52 мәйдан ойун қойуп бәргән.
хәлқ ториниң хәвәр қилишчә, бу нөвәтлик уссул байримида қазақистан, қирғизистан, таҗикистан қатарлиқ сәккиз дөләттин кәлгән сәнъәт өмәклири һәмдә мәркизий балет өмики, аталмиш шнҗаң сәнъәт йурти муқам сәнъәт өмики қатарлиқ дөләт ичидики 16 ойун қойуш өмики җәм болған болуп, ойун уссуллуқ тийатир, опера, балет, һазирқи заман уссули қатарлиқ көп хил сәнъәт шәклини өз ичигә алған.
бу нөвәтлик уссул байрими ойун қойуш паъалийитидә үрүмчи шәһири асасий мәйдан, или қазақ аптоном области, хотән вилайити, ақсу вилайити, қарамай шәһири, қомул шәһири, арал шәһири шөбә мәйдан қилинған болуп, паъалийәт 8-айниң 5-күнигичә давамлашқан.
уйғур зийалиси таһир имин мундақ дигән: хтайниң бундақ паъалийәтләрни уйуштуруштики мәқсди-өзиниң милләтләр сйастини тәшвиқ қилиш икәнлики наһайти иниқ, әмма хтайниң уйғурлар вә оттура асйадики түрки хәлқләр билән мәдәнийәт җәһәттә мустәқил вә бивастә учришшни чәкләш үчүн, дөләт контируллуқида вә компартийәниң сйаси байриқи астида учраштуруши-уларниң күлтүр вә тарих җәһәттики бағлинши вә сйаси җәһәттә хтайға пайдисз амилларниң йүз биришниң алдини илиш үчүндур.