уйғур почтиси, 23-феврал

америка (а б д ) 2002-йилидики «тибәт сийасити қануни» ға асасән, райли м. барнес (Riley M. Barnes) ни тибәт мәсилилири бойичә йеңи алаһидә маслаштурғучи қилип тәйинлиди. америка дөләт ‍шлири министирлиқи марко рубийо тәрипидин 2026-йили 17-феврал — тибәтләрниң әнъәниви йеңи йили «лосар» байримиға тоғрилап елан қилинған бу тәйинләш, вашингтонниң тибәтләрниң инсан һәқлири, диний әркинлики, мәдәнийәт вә тил мираслирини қоғдашқа болған изчил вәдисини йәнә бир қетим тәкитләйду.

барнес әпәнди нөвәттә америка дөләт ‍шлири министирлиқиниң демократийә, инсан һәқлири вә әмгәк ишлири бойичә йардәмчи министирлиқ вәзиписиниму өтимәктә. у йеңи вәзиписидә тибәтниң өзгичә салаһийитини қоғдашқа қаритилған америка сийасәтлирини маслаштуриду. бу хизмәтләр хитай хәлқ җумһурийити билән алий рәһбәр далай лама вәкиллири оттурисида әһмийәтлик сөһбәтни илгири сүрүш, сахта учурларға тақабил туруш, тибәткә кириш әркинликини қоллаш, тибәт мусапирлириниң инсанпәрвәрлик еһтийаҗини һәл қилиш һәмдә тибәтниң сиҗил тәрәққийати вә муһит асраш ишлирини тәшәббус қилиш қатарлиқларни өз ичигә алиду. дарамсаладики мәркизи тибәт мәмурийити (CTA) вә «хәлқъара тибәт һәрикити» (ICT) қатарлиқ тәшкилатлар бу тәйинләшни қизғин қарши елип, буни америкиниң тибәт мәсилисидики икки партийә ортақ қоллайдиған сийаситиниң давами дәп баһалиди.

марко рубийо өзиниң рәсмий байанатида: «тибәтләрниң әнъәниви йеңи йили — лосар байримини тәбрикләватқан барлиқ кишиләргә отлуқ салам йоллаймән. от ат йилиниң бу тунҗи күнидә, биз пүтүн дунйадики тибәтләрниң мәвқәсидики мустәһкәмликни вә егилмәс роһини тәбрикләймиз. америка тибәтләрниң тартивалғили болмайдиған инсан һәқлирини, шундақла уларниң өзгичә тил, мәдәнийәт вә диний мираслирини қоллашқа болған вәдисидә изчил чиң туриду.

дунйаниң һәрқайси җайлиридики тибәтләрниң йеңи йилиниң саламәтлик вә бәрикәт ичидә өтүшигә тиләкдашлиқ билдүримән. лосар таши делек (Losar Tashi Delek) вә йеңи йилиңларға мубарәк болсун!бу хасийәтлик пәйттә, мән йәнә йардәмчи министир райли м. барнесни америкиниң тибәт мәсилилири бойичә алаһидә маслаштурғучиси қилип тәйинлигәнликимдин хушалмән» деди. америка әмәлдарлири бу қәдәмниң хитай башқурушидики тибәт районлирида диний паъалийәтләрниң чәклиниши, мәдәнийәт җәһәттин ассимилйатсийә қилиниш вә тилниң бастурулушиға болған әндишиләр күчийиватқан бир пәйттә, тибәтләрниң тартивалғили болмайдиған һоқуқлирини қоғдашқа болған садақитини мустәһкәмләйдиғанлиқини тәкитлиди.

мәркизи тибәт мәмурийити хәлқъара мунасивәтләр бөлүминиң катипи карма чоъйиң: «биз президент доналд трамп вә менстир марко рубийоға бу муһим тәйинләш үчүн чин көңлимиздин рәһмәт ейтимиз, шундақла йардәмчи министир райли м. барнесниң йеңи вәзиписини тәбрикләймиз» деди.

буниңға җавабән хитай ташқи ишлар министирлиқи бу тәйинләшни қаттиқ әйибләп, алаһидә маслаштурғучи вәзиписини «сап сийасий һәрикәт» вә хитайниң ички ишлириға қопаллиқ билән арилишиш дәп сүпәтлиди. бейҗиң тибәткә алақидар мәсилиләрниң пүтүнләй хитайниң ички иши икәнликини вә бу вәзипини етирап қилмайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкрарлиди.

бу тәрәққийат тибәттики инсан һәқлири әһвали хәлқъараниң үзлүксиз көзитишигә еришватқан, америка дипломатик васитиләр арқилиқ бу мәсилиләрни оттуриға қойуватқан бир мәзгилдә йүз бәрди. лосар байрими мәзгилидә елан қилинған бу хәвәр, җүмлидин барнесниң америка дөләт ‍шлири министирлиқиниң йиллиқ лосар зийапитигә саһибхана болуши, вашингтонниң тибәт җәмъийити вә тибәтни қоллиғучилар билән болған алақини йеңи бир балдаққа көтүргәнликидин бешарәт бәрмәктә.