биз тунҗи җумһурийәтни қурғанда мусулман дунйаси техи җумһурийәт дегән сөзниң қуръанда бар йоқлуқи һәққидә ойлишиватқан вә талишиватқан иди. бу талаш тартиш техичә уларда бирәр нопузлуқ җавапқа саһип болалмиди. әмма әҗдатлиримиз дунйада тунҗи ислам билән аталған җумһурийәтни қуруп чиқти.

биз тунҗи асаси қанунни елан қилғанда техи ислам дунйасида дөләтни, пуқрани вә җәмъийәтни инсанниң әмәс қанунниң башқуриши керәклики һәққидә тәпәккурр қанатланмиған иди. әҗдатлиримиз адәмниң ағзиға қарап қалған ислам дунйасиға қарши һалда һәммә адәм қанунниң маддилириға әмәл қилидиған бир һаләткә қәдәм басти.

ислам дунйасида һоқуқ атидин балиға мирас қалидиған, пуқраниң бойсунуштин башқа йоли болмайдиған бир заманда қәшқәрдә демократик сайлам болди. 1933-йили нуйабирда истиқлал җәмъийти әзалири қәшқәрдә сайлам қилип хоҗа нийаз һаҗини рәъис җумһур қилип таллиди. у чағда мусулманларниң көпи сайламниң немиликини билмәйтти. улар дөләтни йа бирәр диний мәвливи, әвлийа йаки каһинларниң әвладиға ташлап берип пешидә истиқамәт қилатти, йаки падишаһ пуштидин болған бирәр тәләйликниң һакимийитигә бәйъәт қилип уларниң тоғра қилғанлирини һикмәт, хаталиқлирини ибрәт, сәдиқә қилғанлирини нимәт дәп билип тирикчиликни давам қилатти. улар қанунни түзидиған зийалилар , шу түзүлгән қанун бойичә һөкүмгә арилишидиған тәптишләр, сотчилар, шундақла һөкүмни иҗра қилидиған һөкүмәткә мәнсуп орган вә хадимларниң бир биридин пүтүнләй мустәқил хизмәт қилидиғанлиқини, буларниң бир биригә бағланмай айрим айрим рол ойнайдиғанлиқини билмәйтти. чүнки уларда һөкүмран һәм қанун, һәм қанун түзгүчи вә һәмдә шу қанунни өзи халиғанчә иҗра қилғучи иди.

бизниң җумһурийәт қурған әҗдадимиз мусулман дунйасида демократийә дегән сөзниң тәрҗимиси омумлашмаста, уни хәлқчиллиқ дәп уйғурчә чүшинип, қанун түзидиған парламентни кеңәш, қанун бойичә һөкүм қилишқа аъит тармақларни әдилийә, қанунни иҗра қилидиған, деплуматийә, армийә, сақчи, түрмә вә баҗларни башқурдиған қурулмини һөкүмәт дәп атап болған. дана бовилар һөкүмәт, әдилийә вә парламент дегән бир биридин мустәқил үч органни бәрпа қилған. улар шу чағдила һәмминиң алдида демократийәниң сайлам, үч һоқуқни айриш, дөләтни қанун бойичә башқуруш қатарлиқ пиринсиплирини аллиқачан әмәлийәттин өткүзүп болған иди.

биз җумһурийәт қурғанда мусулман дунйаси әйни чағдики парламент түзгән асаси қанунға һоқуқи бар рәъисниң, қошуни бар қуманданниң, земиндар зәрдарларниң немә үчүн чат керәлмәйдиғанлиқини вә арилишип өзгәртәлмәйдиғанлиқини аңқиралмайтти. улар байлиқ, һоқуқ вә қорал бар горуһ вә вә кишиләрдә қанун түзүш һоқуқиниң болмаслиқини, қанун түзидиған кишиләрниң иҗрасиға арилишалмаслиқини тәсәввур қилалмайтти. қолида он миңға йеқин қошуни бар мәһмут моһидиниң пәқәт рәъислик унвани бар хоҗанийаз һаҗиға немә үчүн итаъәт қилидиғанлиқини тәсәввур қилалмайтти. улар йәнә рәъис җумһури хоҗанийаз һаҗини сайлиған баш қумандан мәһмут муһиди вә дөләтни қурушта тәшәббускар болған сабит дамоламниң рәъисниң пәрмани бойичә маңидиғанлиқини чүшинәлмәйтти.

мана бу ислам дунйасидики җаһаләт, вә шу җаһаләтлик дәвирдә әҗдатлар еришкән мәрипәт, илғарлиқ, заманивийлиқ. мана бу заманивий җумһурийәт қурған сәрхллардики демократик пәзиләт, мана бу өзи сайлиған йетәкчигә болған садақәт, мана бу хәлқ тапшурған аманәткә болған сәмимийәт иди.

биз җумһурийәт қурғанда һәргизму демократик түзүмни шу чағдики демократик дөләтләрниң көзигә қарап, уларниң йардими, қоллиши вә мәдәткарлиқини тиләп бәрпа қилған әмәс. биз бәрпа қилған демократик түзүм пәқәтла ғәрп тәсиридә оқуған абдулла розибақийив, нәзәрхоҗа абдусәмәт, мәсъут сәбири, турсун әпәнди, низамиддин әпәнди, абдухалиқ уйғур қатарлиқларниң тәшәббуси биләнла болған әмәс, бәлки қутлуқ шәвиқи, абдулъәзиз чиңгизхан дамоллам, сабит дамолла вә зирип қариһаҗимға охшаш ислам әллиридә оқуған зийалиларниң ортақ әқли билән вуҗутқа кәлгән.

биз худди исламни қиличтин қорқуп қобул қилмиғандәк, демократийәниму пулниң тамаси йаки дунйаниң итирап тәшналиқида қобул қилған әмәс. биз җумһурийәт қурғанда, демократийәгә қучақ ачқанда миллитимиздики қәдимдин кәлгән уйғурлуқ роһи түврүклүк рол ойниған. уйғурдики шәхскә чоқунмайдиған, нәсәпкә тевинмайдиған, адимийликни қәдирләйдиған, мустәбитликкә буйсунмайдиған, кеңәшкә, җамаъәтчиликкә, һәмкарлиқ вә лапқутлашқанға көнүк роһ нәтиҗисидә демократийә дегән бу йеңи уқум уйғурлуқ роһиға сиңишип мәнивийитимизгә асанла йилтиз тартқан.

биз җумһурийәт қурғанда демократийә уйғурлуқ роһиға йеңи мәзмун қошқан. тарихтин буйан тохтимай йеңилинип туридиған әмма түп пиринсиплардин ваз кәчмәйдиған бу уйғурлуқ роһи пусәт тапсила йеңи бир қийапәттә өзини намайән қилип кәлгән. шуңа уйғур 1933-йили җумһурийәт қуруп 11 йилдин кейин иккинчи қетим қурған дөләтниму җумһурийәт дәп атиған. худди биринҗи җумһурийәткә охшаш 1944-йилдики җумһурийәтниму ғәрптә, шәрқтә оқуған, динда вә пәндә тәлим алған зийалилар, байлар, йурт ақсақаллиридин тәшкил тапқан уйғурлар ортақ таллиған. чүнки уйғурда қәдимдин давам қилип келиватқан роһ җаһаләтлик йәккиликниң, асарәтлик қуллуқниң, инсанға чоқунушниң, маддини улуғлашниң роһи әмәс бәлки саъадәтлик җәмликлниң, һөрлүкниң, тәңликниң вә мустәқил ирадини улуғлашниң роһи иди. уйғурлуқ роһи заманға, тәрәққийатқа, һөрлүккә, илимгә уйушқан роһларниң муҗәссәми иди. биздики җәмлинишкә, җәмийәтлинишкә, кеңәшлик һәрикәткә, җамаъәт қойнида йашашқа болған интилиш; җуғлишип, җүръәтлинип өзликмизни, һөрлүкимизни, мүлкимизни, ғуруримизни қоғдашқа болған тәшналиқ җумһурийәт түзимини таллашниң хемиртуручи болған иди.

2019-йили 11-айниң 12-күни