(1933 – вә 1944 – йиллири қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләп)
асийә уйғур 2025 – йили 12 – нойабир
12 – нойабир уйғурлар өз тарихида икки қетим мустәқил җумһурийәт қуруп чиққан хатирә күндур. 1933 – йили тунҗи қетимлиқ шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулған болуп, аридин 11 йил өткәндин кейинки охшаш күндә шәрқий түркистан җумһурийити қурулғаниди. гәрчә һәр икки җумһурийәт узун мәзгил давам қилалмиған болсиму, лекин бу икки җумһурийәт уйғурлар тарихида өчмәс изларни қалдурған. шуңа һәр йили 12 – нойабир күни дунйаниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар бу икки қетимлиқ җумһурийәт күнини һәр хил шәкилдә хатириләп келиватиду. уйғурлар бу җумһурийәт күнини хатириләш арқилиқ, бир милләтниң әркинлики тартивелинсиму, әркинликкә тәлпүнүш вә униң үчүн көрәш қилиш ирадисиниң мәңгү давам қилидиғанлиқини испатлиди.
1933 – йилидики шәрқий түркистан ислам җумһурийити уйғурлардики миллий ойғиниш йүксәк пәллигә көтүрүлгән мәзгилдә қурулғаниди. әйни чағда, оттура асийа билән аталмиш җуңхуа минго еғир сийасий крезис ичидә болуп, империйализмниң қайта баш көтүрүши вә йәрлик миллитаристлар билән болған көрәшләр уйғур хәлқигә еғир азаб – оқубәтләрни елип кәлгәниди.
манҗу императорлуқиниң ахирқи мәзгилидә, заманивий дөләт қуруш һәрикити(йәни асасий қанун һәрикити дәпму атилиду)ниң кеңийишигә әгишип, «бәш милләт бирлишип ортақ бир China чин дөлити қуруш» идийиси оттуриға чиқти. бу идийә манҗу императорлуқи мустәмликиси астидики уйғур, моңғул, тибәт, хитай вә җуаңлардин ибарәт 5 чоң милләттин тәркип тапқан «йеңи чин идийиси(新中国思想)»асасида бирлишип, инақ вә биллә йашашни тәшәббус қилатти. лекин манҗу императорлуқи ағдурулғандин кейин, йеңи қурулған «җуңхуа минго (中华民国)» бирдинла ашқун хитай милләтчиликигә йүзләнди. хитай болмиған милләтләр асмилатсийә қилинишқа вә бастурулушқа башлиди. уйғурлар үчүн бу әһвалниң давамлишиши, өзлиригә мәнсүп болған земин, тарих, тил, мәдәнийәт вә милләт кимликиниң пүтүнләй йоқитилидиғанлиқидин дерәк берәтти. дәл мушундақ җиддий пәйттә, уйғур хәлқи әркинлик вә мустәқиллиқ байриқини көтүрүп, иззәт – һөрмити вә кәлгүсини қоғдаш үчүн көрәшкә атланди. бу хил крезс еңи уйғурларниң 1933 – йилидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитини қуруп чиқишиға асас болди. гәрчә бу җумһурийәт әйни вақиттики ичкий вә ташқий қийинчилиқлар түпәйли узун сүрмигән болсиму, әмма у уйғурларниң заманивий дөләт қуруш вә һөр йашаш ирадисигә игә бир милләт икәнликини намайән қилған тунҗи дөләт иди. мустәқил дөләт қуруштики бу қисқа урунуш, уйғур хәлқиниң шуниңдин кейинки мустәқиллиқ көрәшлириниң мәнивий асасини йаратти.
бир дөләтниң қурулуши сийасий чеграниң сизилишила болмастин, бәлки йәнә бир милләтниң өз тарихи, мәдәнийити вә кәлгүсигә қайта игидарчилиқ қилғанлиқиниң ипадисидур; бу һәм уйғурларниң мустәмликә күчләр үстидин ғалиб кәлгәнликиниң ипадиси вә өз кәлгүсини йаритиш қәдиминиң елиниши иди. мәйли униң нәтиҗиси қандақ болсун, мустәқил дөләт қурушқа урунушниң өзила уйғур миллитиниң кәлгүсигә муһим вә зор өзгүрүшләрни елип келидиғанлиқидин дерәк берәтти.
аридин 11 йил өтүп, 1944 – йили 12 – нойабир, иккинҗи қетимлиқ җумһурийәт қайта қурулуп, уйғурларниң қәлбидә әркинлик вә мустәқиллиқ мәшъилини қайтидин йандурди. җумһуийәт қурулған қисқиғинә 5 йил ичидә һакимийәт, армийә, маъарип, мәдәнийәт вә дипломатийә системиси бәрпа қилинип, уйғур хәлқиниң өз – өзини идарә қилиш иқтидарини намайән қилди. гәрчә чоң күчләр арисидики тиркишиш вә келишимләр астида, уйғурларниң бу йеңи дөлити мәҗбурий йоқитилған болсиму, әмма бу дөләт қалдурған мустәқиллиқ тәҗрибиси вә милләтниң колликтип әслимилири, уйғурларниң сийасий тәсәввурида изчил мәвҗутлуқини йоқатмай кәлди.
70 нәччә йил өтүп кәтти. хәлқъара җәмийәт мустәмликичиликни йилтизидин йоқитишта ортақ тонушқа келип, бирликтә һәрикәт елип бериватқан болсиму, лекин уйғур хәлқи мустәмликә астида йашаштәк қисмәттин қутулалмиди. җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң радикал милләтчилик идийисиниң зулуми астида қалған уйғурлар аталмиш «йәр ислаһати»дин таки «мәдәнийәт зор инқилаби»ғичә түрлүк сийасий һәрикәтләрниң зийанкәшликлиригә учриди. «мәдәнийәт зор инқилаби» ахирлишип, коммунист хитай аталмиш «ислаһат»ни башлап, ғәрб дунйасиға ишикини ачти. буниң билән хитайниң иқтисадий вә иҗтимаъий қурулмисида зор бурулуш һасил болди. хитай буниң билән тезла бай болди вә тәрәққий қилишқа башлиди. һалбуки, мәзкүр «ислаһат»му уйғурларға һечқандақ бөсүш характерлик өзгириш йаки йардәм елип келәлмиди. адәмни техиму биъарам қилидиғини шуки, хитай мәркизий комитети «шинҗаң ишләпчиқириш- қурулуш биңтүәни, йәрликкә қариғанда алдин бейиш салаһийитигә игә» дегән сәвәбни көрситип, биңтүән башчилиқидики көчмән хитайларниң уйғур елидә уйғурларниң байлиқи, зимини вә хитайниң күчлүк қоллиши билән бай болуп кетишигә асас салди. демәк, коммунист хитайниң биңтүәнгә бәргән алаһидә имтийази биңтүәнниң күчләндүрди вә бай қилди. әксичә, уйғурлар бу мәзгилдә тарихтики әң намрат һалға чүшүп қалди. чүнки уйғурлар өз тупрақлирида мустәмликә һакимийәтниң һечқандақ қоллиши, иқтисадий йардими йаки әвзәл сийасәтлиригә еришәлмигәниди. қизиқарлиқ йери, уйғурларниң намратлишип кетиш сәвәбини хитай һөкүмити уларниң диний етиқади билән хурапатлиқлириға бағлап тәшвиқ қилип, уйғурларниң миллий образини хитай дөлити миқйасида пүтүнләй сәлбийләштүрүлди. шундақ қилип уйғурлар аталмиш «мәдәнийәт зор инқилаби» ахирлашқандин башлап таки 90 – йиллларғичә, хитай хәлқ җумһурийити ичидики әң намрат милләткә айландурулди.
уйғурларниң намратлишип кетишидики әсли сәвәб болған сийасий һәқлиридин мәһрум қалдурулуш вә сийасий бастурушлар мәқсәтлик һалда йошурулди. һөкүмәт учур вастилирида уйғурларниң намратлиқ сәвәблири «диний әсәбийлик идийиси» вә «мәдәнийәттә арқида қелиш» дәп тәшвиқ қилинди; һәтта бу сәвәбләрни тутқа қилип, «уйғурларни намратлиқтин қутқузуп, мәдәнийәткә йүзләндүрүш» чақириқлири оттуриға чиқти. әпсуски, дәл бу хил мәнтиқә, йәни, «намратлиқтин қутулдуруш» билән «әсәбийликни йоқитиш» бирләштүрүлүп, уйғурларға һөкүмранлиқ қилишниң йеңи услуби « иҗад» қилинди.
нәтиҗидә, коммунист хитай «терорлуққа қарши туруш» вә «әсәбийликни йоқитиш» намида җаза лагирлирини қуруп, уйғурларни колликтип қамиди. «намратлиқтин қутулдуруш»намида, йәр – зиминлиридин айрип, хитай кариханилирида мәҗбурий әмгәккә салди. «мәдәнийәт билән озуқландуруш» намида диний етиқадлирини чәклиди, уйғур тили, маъарипи вә мәдәнийитини вәйран қилип, хитай кимликини зорлап таңди. хитайниң бу сийасәтлири уйғурларниң миллий кимлики вә миллий роһини битчит қилипла қалмай, бәлки уларға һәқиқий мәнидики ирқий қирғинчилиқ йүргүзүшниң қануний асасини һазирлиди. уйғурлар ирқий қирғинчилиқ астида еңраватқанда, мутләқ көп сандики хәлқъара җамаъәт бу җинайәтләргә сүкүт қилишни таллап, хитайни техиму җасарәтләндүрди.
демәк, уйғурлар үстидики зулум ахирлашмиди бәлки техиму еғирлашти. мушундақ бир вәзийәттә, уйғурлар үчүн тарихтики җумһурийәтлирини әсләш вә хатириләш техиму муһим. бу уйғурларниң миллий мәвҗутлуқ туйғусиниң давамлишиши болупла қалмастин, бәлки йәнә әркинлик вә ғурур туйғулириниң давамлишишидур. мушундақ һәқиқий тарихлар хатирилинип, қиммәтлик әслимиләр унтулуп қалмисила, тарих һәрқанчә бурмилансиму, уйғурлар өз мәвҗутлуқиниң әһмийитини қайта тонуп йетәләйду.
нөвәттә, уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ пәқәт сийасәт вә түзүм қатлимидики зулумлар болуп қалмай, бәлки у аллибурун уйғурларниң аъилиси, тили, мәдәнийити, маъарипи, һәтта нормал һайатиға бөсүп кирди. мушундақ бир шараъитта, җумһурийәт күнини хатириләш уйғурлар үчүн, пәқәт ноқул һалдики тарихни әсләшла болмастин, бәлки у муһаҗирәттики уйғурларниң колликтип миллий кимликини давамлаштурушниң бир вастисиғиму айланмақта.
гәрчә нөвәттики вәзийәт уйғурлар үчүн толиму мүшкүл бир һаләттә болсиму, лекин уйғурлар өзидин ваз кәчкини йоқ. улар муһаҗирәт һайатида өз тарихини, илмий әмгәклирини, мәдәнийәт – сәнъәтлирини түрлүк паъалийәтләр арқилиқ давам қилип, миллити үчүн изчил аваз чиқирип келиватиду. чүнки уйғурларға айанки, әсләш вә хатириләшниң өзи бир қаршилиқтур, көрәштур, һәтта уйғурларни унтурулдурушни рәт қилиштур!
уйғурларниң җумһурийәт күнини хатирилиши бир мурасимла болмастин, бәлки кәлгүси әвлатлириға тәлим беридиған, дунйаға авазини аңлитидиған, уйғурларниң техи һайат икәнликини, һелиму әркинлик үчүн көрәш қиливатқанлиқини көрситидиған бир позитсийәдур. уйғурлар үчүн ейтқанда, әркинлик бир шуъар әмәс, бәлки мәвҗутлуқниң асасидур! әркинлик уйғур анилириниң өз пәрзәнтлиригә ана тилни өгитиватқан дәрслиридә, уйғур тархчилириниң хитай чәклигән тарихларни сөзләватқан нутуқлирида, уйғур йазғучиларниң зулумни тәсвирләватқан байанлирида, уйғур шаъирларниң азаб вә үмидни ипадиләватқан мисралирида, шундақла һәр бир уйғурниң қәлбидә вә дуъасида давамлишиду!
әркинлик һәр бир инсан үчүн кәлгүси әвлатларға мирас қалидиған етиқад, зулмәттин қорқмас күчлүк ирадидур. әркинлик уйғурлар үчүн асан қолға кәлмәслики мумкин, әмма әркинликкә болған үмид вә ишәнч һәрбир уйғурниң қәлбигә мөһүр болуп бесилип, мәңгү йоқалмайду.
җумһурийәт күнини хатириләш, пәқәт өтмүшни әсләш болмастин, бәлки бу икки қетимлиқ җумһурийәтни қурғучи әҗдадларниң мустәқиллиқ роһини давам қилиштур. чүнки уларниң роһи уйғурниң ғуруриға, ғәйритигә вә таллишиға вәкиллик қилипла қалмай, бәлки бу роһ уйғурларни кәлгүсигә йетәкләйдиған мәшъәлдур. уйғурлар ирадилик болсила, һәргиз йоқалмайду. уйғурлар йоқалмисила, уларниң вәтиниму йоқалмайду вә уларниң мустәқиллиқ арзуси һаман реъаллиққа айлиниду.
уйғур почтисида елан қилинған обзор мақалилири апторниң мустәқил көз қаришиға вәкиллик қилиду.
асийә абдулһәп (1973-йили үрүмчидә туғулған) голландийәлик-уйғур сийасий обзорчи, тәтқиқатчи вә инсан һәқлири қоғдиғучиси. у вәтәндә «тәңритағ» журнилида муһәрир болуп ишлигән. чәтъәлдә әркин асийа радийосида (RFA) сийасий обзорчи болуп хизмәт қилған. униң әң муһим төһписи 2019-йилдики «хитай симлири» (China Cables) делосида қайта тәрбийәләш лагерлириниң ички мәшғулатини ашкарилайдиған ички һөҗҗәтләрни хәлқъаралиқ даъириләргә тарқитиши вә 2021-йилдики «қизил һөҗҗәтләр» тәтқиқат доклатини тамамлиши болуп, булар уйғурларниң әһвалини дунйаниң диққитигә кәлтүрүштә муһим рол ойниған.