иһсан умун 

идлибниң чаң-тозанлиқ кочилирида, шам намизиға чақирған әзан садаси ичидә, бу районда йашаватқан уйғурларниң турмушиға алақидар әң көп тилға елинидиған мундақ бир көрүнүш заһир болиду: тар мәһәллиләрдә уйғурчә сөзлишиватқан қиз-оғул балилар, очақ бешида чай дәмләватқан айаллар, урушлар из қалдурған биналарда қаравуллуқ қиливатқан уйғур җәңчиләр…бу көрүнүш дунйа узундин бери чүшиништә қийниливатқан бир реъаллиқниң картинисидур.

ғәрбниң позитсийиси билән хитайниң ирқий қирғинчилиқ сийасити арисида қалған сүрийәдики уйғурларниң омумий әһвалиға аъит хәлқаралиқ изаһатлар өзлириниң мәвһумлиқини давамлаштурмақта. 

тәшкилат исмидики өзгиришләр

1997-йили шәрқий түркистан ислам партийиси һәсән мәхсум тәрипидин қурулған. хитай хәлқъарада бу тәшкилатниң исмини «шәрқий түркистан ислам һәрикити» дәп атиған, әмма бу тәшкилат өзини бундақ аташни рәт қилип кәлгән.

2001-йилидин кийин, афғанистан вәзийитиниң җиддийлишишигә әгишип, оттура асийадин афғанистанға бир түркүм түркий қураллиқ күчләр келишкә башлиған. башқа түркий қураллиқ горуппиларбилән болған алақини күчәйтиш вә тәшкилатниң тәсирини ашуруш үчүн, тәшкилат рәһбәрлири шәрқий түркистан ислам партийисиниң исмини түркистан ислам партийиси дәп өзгәрткән. тәшкилатниң муъавин рәһбири абдуссалам түркистаниниң сөзигә қариғанда, буни өзгәртишниң мәқсити исимни оттура асийадин кәлгән барлиқ түркийләрни өз ичигә алидиған қилип кеңәйтиш болған.

2018-йилидин кейин, бу тәшкилат сүрийәдә қайта қурулған. бу җәрйанда тәшкилат рәһбәрлири өзлириниң ситратегийилик нишаниниң шәрқий түркистанни асас қилидиғанлиқини қайта-қайта тәкитлигән.

бәшшар әсәд һакимийити ағдурулғандин үч ай кейин, бу тәшкилат рәсмий байанат еланқилип, тәшкилат намини қайтидин шәрқий түркистан ислам партийиси дәп өзгәрткәнликини җакарлиди. 2025-йили ийунда бу тәшкилатниң қораллиқ әзалири сүрийә армийисиниң 84-дивизийиси болуп тәшкилләнди һәмдә тәшкилат рәсми байанат елан қилип, тарқилип кәткәнликини елан қилди. сүрийәдики уйғурлар һазир өзлирини пәқәт сүрийәдики уйғур җамаъити дәп атимақта.

шәрқий түркистан ислам партийисиниң сүрийәдә бесип өткән мусаписи

шәрқий түркистан ислам партийисигә йеқин мәнбәләрниң ейтишичә, улар 2011 – йилдин кейин башланған сүрийә ички уруши мәзгилидә йәрлик қораллиқ гуруппиларниң тәклипи билән сүрийәгә кәлгән. йәни, шәрқи түркистан ислам партисйисни сүрийәгә тәклип қилғини әлқаъидәниң сүрийәдики қоли нусрә фронти иди. нусрә 2011 – йили әсәд һакимийитигә қарши уруш қилиш үчүн қурулған болуп,   2016 – йилидин кийин әлқаъидәдин йирақлишип, һәйъәт тәһрир шамға өзгәргән. 

бәзи күзәткүчиләр әбу муһәммәд әл-җәвлани (әһмәд әл-шара) ни һәйъәт тәһрир шам тәшкилатиниң йәр шари характерлик җиһадчилиқ майиллиқини йәрликләштүрүшкә тиришиватиду дәп қаримақта. бәзи мутәхәссисләрниң қаришичә, бу өзгириш шәрқи түркистан ислам партийисиниң қурулуш тарихидин буйанқи милли азатлиқ нишанлириға техиму йандишиду.

әйни чағда, америкиниң шәрқий түркистан ислам һәрикити (ETIM) ни террорчи тәшкилатлар тизимликигә киргүзүши хитай үчүн бир пурсәт һесабланған болуп, кишилик һоқуқ паъалийәтчилири бейҗиңни 11-сентәбирдин кейин, хәлқара  терурлуққа қарши туруш долқинидин пайдилинип, уйғурларға системилиқ һалда «террорчи қалпиқи» кийгүзүшкә урунған дәп әйипләп кәлмәктә. 

амирика вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бихәтәрлик докилатлирида тилға елинишичә, сүрийә вә афғанистан урушлири җәрйанида, шәрқий түркистан ислам партийиси һәм әлқаъидә билән һәм талибан билән мунасивитини давамлаштурған болуп, сүрийә уруши шәрқий түркистан ислам партийиси үчүн бир бурулуш нуқтиси болған. 2013- йилидин кийин, шәрқий түркистан ислам партийиси сүрийәгә кәлгән уйғур җәңчиләрни тәшкилләп нусра фрунти билән иттипақ түзгән вә 2015-йилдики җиср әшшуғур һәрикити қатарлиқ  бәзи муһим ортақ һәрбий һәрикәтләрдә уларниң өз-ара мунасивити күчәйгән.

2017-йилиға кәлгәндә шәрқий түркистан ислам партийиси һәйъәт тәһрир шамниң сүрийәдики әң чоң вә садиқ чәтъәллик иттипақдишиға айланған дәп қаралмақта. бундақ мунасивәт бу икки горуппиниң өз стратегийисини йәр шари характерлик җиһадчилиқтин йәрлик мустәқиллиқ урушиға йөткигән бир мәзгилигә тоғра кәлгән. 

шәрқий түркистан ислам партийиси бу җәрйанда йәнә йәрлик қураллиқ горуппилар арисида келиштүрүш ролини өз үстигә алған. 2020-йили, бу партийә һәйъәт тәһрир шам билән һуррәс әддин (әл қаъидәгә садиқлар) оттурисидики тоқунушни килиштүргән.

шәрқий түркистан ислам партийисини әқлий актийор десәк боламду? 

сүрийә вә афғанистандики ортақ һәрбий һәрикәтләрни тәтқиқ қилған мутәхәсисләр шәрқий түркистан ислам партийисини пүтүнләй радикал бир җиһадчи горуппидин бәкрәк шу районлардики бир «әқлий актийор» дәп қарап кәлмәктә.

әл нусра фронти әл қаъидәниң сурийәдики қоли вақтида шәрқий түркистан ислам партийиси билән йеқин һәмкарлиқ орнатқан вә ортақ һәрбий һәрикәтләрни елип барған. нусра фронти әл қаъидәдин айрилип һәйъәт тәһрир шамни қурғанда, шәрқий түркистан ислам партийиси бу иттипақни йәнила давамлаштурған, һәйъәт тәһрир шам әл қаъидәчи һуррәс әддин билән тоқунушқанда, шәрқий түркистан ислам партийиси битәрәпликни сақлиған вә һәйъәт тәһрир шам билән бирликтә әсәдкә қарши күришини давамлаштурған. 

шәрқий түркистан ислам партийиси рәһбәрлири билән уйғур зийалийлириниң өткүзгән сөһбәтлиригә вә бәзи рәсмий хәт-чәклиригә асасланғанда, шәрқи түркистан ислам партийиси 2018-йили қайта тәшкилләнгән. җамаъәт әзалири афғанистандики уйғур җамаъити билән болған мунасивәтлириниң асасий җәһәттин қалмиғанлиқини илгири сүрүп кәлмәктә. ички әһвалдин хәвәрдар кишиләр сүрийәгә кәлгән уйғурларниң көп қисминиң түркийә арқилиқ кәлгәнликини, афғанистандин кәлгәнләрниң саниниң азлиқини билдүрмәктә. бу әһвал, шәрқий түркистан ислам партийисиниң сүрийәдики истратегийә вә  сийасий тактикилиридики өзгиришләрни чүшиништә муһим әһмийәткә игә дәп қаралмақта.

шәрқи түркистан ислам партийиси аз сандики җәңчиләрдин шәкилләнгән бир қораллиқ горуппа болсиму, оттура шәрқтики башқа қораллиқ күчләр билән болған алақидә бир тәңпуңлуқни сақлиған. уйғур җәңчиләр талибан, әл қаъидә вә һәйъәт тәһрир шамға охшаш қораллиқ горуппиларниң тәсиригә учримай йаки уларниң арисида ерип кәтмәй өз мәвҗутлуқини давамлаштурған. афғанистанда вә сүрийәдә ғәлибә қилғучи тәрәпни таллиған вә бу арқилиқ өзиниң тәсири вә күчини ашурған. 

бу горуппилар үстидә хәлқарада елан қилинған докилат вә анализларға асасланғанда, (мәсилән,

France Stratégie, CSIS – HTS backgrounder  ниң доклатлири)                                          2020-йиллардин башлап, һәйъәт тәһрир шам билән шәрқий түркистан ислам партийиси йәр шари характерлик җиһадизмдин йирақлап, өз ситратегийилирини йәрлик мустәқиллиққә йаки миллий мәвҗутлиқни сақлашқа мәркәзләштүргән вә амивий мунасивәт тәшвиқатлирини буниңға қарита тәңшигән, рәсмий тәшвиқатлирида йәр шари характерлик хәлипилик йаки ғәрбкә қарши туруш тәкитләнмәйдиған болған.  уларниң бири сүрийәниң әркинликини, йәнә бири болса шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини тәләп қилидиғанлиқини тәкитләшкә башлиған. 

шәрқи түркистан ислам партийиси хәлқъарада өз образини қайта йаритиш үчүнму тиришчанлиқ көрсәтмәктә 

2021-йили авғустниң ахири америка қошма штатлири афғанистандин чекинип чиқип узун ‍өтмәй,  шәрқий түркистан ислам партийисиниң сийасий ишханисидики бир вәкил Newsweek журнилиға бу тәшкилатниң америкини хитайға қарши бир потансийал иттипақдаш дәп қарайдиғанлиқини ейитқан. 2022-йили, шәрқий түркистан ислам партийисиниң муъавин рәһбири абдуссалам түркистани телеграмда елан қилған чақириқида: «биз террорчи әмәс, һечқандақ бир дөләткә тәһдит салмаймиз. биз хитайға қарши күрәш қилиш үчүн һәр қандақ дөләт вә шәхс билән һәмкарлишишқа тәййар» дейиш арқилиқ, әл қаидәниң ғәрбкә қарши тәшвиқатлиридин йирақлашқанлиқини вә өзлириниң бирдинбир нишаниниң миллий азадлиқ икәнликини тәкитлигән.

2022-йилиниң ахири, шәрқий түркистан ислам партийиси америкиниң шәрқий түркистан ислам һәрикитини террорлуқ тизимликидин чиқириветишини «хитайниң йалғанлириға қарши бир зәпәр» дәп тәсвирлигән. улар елан қилған байанатта ғәрбкә қарши дүшмәнлик позитсийәсиниң йоқлиқини, өзлириниң сийасий нишаниниң хитайғила мәркәзләшкәнликини билдүргән. буниң билән, улар өзлириниң әлқаъидә билән болған алақисини васитилик һалда рәт қилған вә хәлқъарадин қоллаш тәләп қилған.

2025-йили априлда, шәрқий түркистан ислам партийисиниң байанатчиси Foreign Policy журнилиға бәргән зийаритидә, өзлириниң хәлқъаралиқ террор ситратегийисини тирилдүрүш нийитиниң йоқлиқини вә әлқаъидә билән алақисиз икәнликини ейитқан болуп, әйипләшләрни рәт қилип, шәрқий түркистанниң мустәқиллиқ нишанини тәкитлигән.

шәрқий түркистан ислам партийиси билән түркийәниң васитилик мунасивити 

шәрқий түркистан ислам партийиси һәйъәт тәһрир шамниң һалқилиқ җәң сәплиридики әң күчлүк қораллиқ горуппилиридин бири болғачқа, түркийә қоллайдиған башқа өктичи горуппилар (UKC ниң бәзи тәркиблири) билән биллә һәйъәт тәһрир шам елип барған ортақ һәрбий һәрикәтләрдә васитилик һалда рол ойнап кәлмәктә. бу әһвал түркийәниң шәрқий түркистан ислам партийисигә биваситә йардәм бәрмигән тәқдирдиму, ортақ дүшмәнгә қарши уруш қиливатқан гуруһлар арқилиқ әмәлийәттә һәрбий җәһәттин қолайлиқ йаритип бәргәнлики тоғрисидики талаш-тартишларниму улғайитмақта. 

рәсмийәттә түркийә шәрқий түркистан ислам партийисини террорлуқ тизимликидә тутуп турған болсиму, бәзи мәнбәләр бу тәшкилатниң әза топлиши үчүн түркийәниң қатнаш җәһәттин қолайлиқ йаритип бәргәнликини билдүрмәктә. рәсмий байанатларда шәрқий түркистан ислам партийиси билән түркийә оттурисида һечқандақ рәсмий мунасивәтниң йоқлуқи тәкитләнсиму, шәрқий түркистан ислам партийисиниң түркийә қоллиған һәйъәт тәһрир шам билән бирликтә әсәд һакимийитигә қарши һәрбий һәрикәт елип бериши түркийәниң сүрийәдики курт қораллиқ күчлиригә қарши районлуқ иттипақ издиши вә түркийәниң әнъәниви уйғур сәзгүрлики (диққәтчанлиқи) бу рәсмий байанатларниң риъаллиқни қанчилик әкс әттүрәләйдиғанлиқиға аъит бәзи соъалларни җавапсиз қоймақта. 

б д т вә америка қошма штатлириниң шүбһә астидики террорлуқ ениқлимиси 

бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә америкиниң рәсми доклатлири шәрқий түркистан ислам партийисиниң әлқаъидә билән қойуқ алақисиниң барлиқини илгири сүрүп кәлмәктә. шәрқий түркистан ислам партийисиниң афғанистан урушида әлқаъидәдин йардәм, панаһлиқ вә һәрбий тәлим қатарлиқ җәһәтләрдә қоллашқа еришкәнлики тоғрисида доклатлар бар. бирақ, бу партийәниң сүрийә вә афғанистандики қораллиқ рәсми җәңләрдин башқа, әлқаъидә билән қайси террор характерлик ортақ һәрикәтләрни елип барғанлиқиға аъит ениқ бир мәлумат тапқили болмиди. 

б д т вә америка қошма штатлириниң шәрқий түркистан ислам партийисини террорлуқ тәшкилати дәп изаһлишидики асаслиқ дәлилләр икки нуқтиға мәркәзләшкән: биринчиси, шәрқи түркистан ислам партийисиниң лидири абдулһәқ әл түркистани (тәшкилатниң һазирқи лидири икәнлики тоғрисидиму иниқ бир мәлумат йоқ)ниң әлқаъидәниң шура кеңиши әзаси икәнлики тоғрисидики иддиъалар; иккинчиси болса, хитайниң б д т ға сунған физикилиқ испатлири. (бирақ, хитайниң уйғур районидики «ирқий қирғинчилиқ» иддиъалири вә таратқулар билән тәтқиқатчиларға қойған чәклимилири сәвәбидин, бу испатларниң ишәнчликликигә қарши гуманлар иғир).

шәрқий түркистан ислам партийисиниң әлқаъидә билән болған мунасивити пәқәт тактикилиқ иттипақму йаки чоңқур идеъологийәлик ортақлиқму?

йеқинда сүрийәгә берип әһвални көзитиш пурситигә еришкән бир қисим зийалийлар вә һазирқи сүрийәдики уйғур қораллиқ тәшкилатиниң йуқири дәриҗилик башқурғучилири шәрқий түркистан ислам партийисиниң әлқаъидә билән болған мунасивитини пүтүнләй рәт қилмақта. бу районға берип кәлгән мутәхәссисләрму шәрқий түркистан ислам партийисиниң 2018-йили қайтидин тәшкилләнгәнликини, әлқаъидә билән һечқандақ тәшкилий мунасивити йоқлуқини ейтип кәлмәктә.

бәзи мутәхәссисләр шәрқий түркистан ислам партийисиниң сүрийәдә мәвҗутлиқини давамлаштуруш үчүн һәйъәт тәһрир шамниң «йәрликни мәркәз қилиш» моделини қолланғанлиқини, һәйъәт тәһрир шам рәһбири җәвланиға охшаш, шәрқий түркистан ислам партийисиниңму «мөтидил» көрүнүш арқилиқ хәлқъаралиқ имбарголардин қечишқа уриниватқанлиқини ейтимақта. униңдин башқа, улар шәрқий түркистан ислам партийиси байанатлириниң әлқаъидәниң йеқинқи йилларда қоллиниватқан «қармиқидики тәшкилатларға техиму көп аптономийә бериш истратегийәси»гә мас келидиғанлиқини тәкитлимәктә.

бирақ, америкадики ички бихәтәрлик таратқуси  ( HSToday 2025) вә франсийәдики ситратегийәлик тәтқиқатлар фонди (FRS, 2017) ниң доклатлири шәрқий түркистан ислам партийисиниң сүрийәдики ролини «пурсәтпәрәстлик» дәп тәсвирләйду. уларниң қаришичә, гәрчә улар әлқаъидә билән йеқин мунасивәт орнатқан болсиму, бирақ әсли нишани «шинҗаңни азад қилиш»тин ибарәт. җәймис тавин әқил амбири  (James Town Foundation, 2019) болса, шәрқий түркистан ислам партийисиниң әлқаъидәдин идеъологийәлик вә иқтисадий йардәм алғанлиқини, лекин тәшкили нишаниниң чегра һалқиған террорлуқ тәһдитидин бәкрәк уйғур қораллиқ қаршилиқиға мәркәзләшкәнликини тәкитләйду. америкадики әң даңлиқ әқил амбарлиридин ташқи мунасивәтләр комитети (CFR) вә «узун уруш журнили (Long War Journal) қатарлиқ мәнбәләрму бу анализларни қоллайду.

униңдин башқа, шәрқий түркистан ислам партийисини «җиһадчи» дәп әйибләшләр сүрийәдики уйғур җамаъитиниң әһвали вә миллий мәвҗутлиқиға мәркәзләшкән әмилийити билән силиштурма һасил қилмақта.

сүрийәдики уйғур миллий җамаъити: мәктәпләр, мәсчитләр вә кимликни қоғдаш

идлиб йезилиридики уйғур аъилилиригә аъит олтурақ районлар уруш җәрйанида миллий кимликни қоғдашқа уруниватқан бир җамаъәтниң изналирини өзидә сақлимақта. 

әтрапта уйғурчә хәтләр, түркистан байрақлири вә кичик базардики дуканлар…

шәрқий түркистан ислам партийиси болупму идлиб шәһири вә ғәрбий шимал районлирида, уйғур җәңчилири вә уларниң аъилилири үчүн бир миллий «җамаъәт» бәрпа қилған. бундақ бир тәшкиллиниш бу  тәшкилатниң йәрликкә мәркәзләшкән истратегийәсини киңәйткәнликиниң вә уйғур кимликини қоғдашни алдинқи орунға қойғанлиқиниң бәлгиси дәп қаралмақта.

2015-йилдин башлап қурулған һәрби лагер вә мәктәпләрдә балиларға уйғур тили, уйғур тарихи, дин, тәбиъий пәнләр дәрислири (биъологийә, математика) вә һәрбий тәлим -тәрбийиләр бериливатқан болуп, игилинишичә, бу маъарип муъәссәлири уйғур кимликини қоғдаш вә уйғур милли рһини пәрзәнитләргә сиңдуруш үчүн бир васитә сүпитидә ишлитилмәктә икән.

мустәқил тәтқиқатчи абдувәли айуп сүрийә зийаритидә бу мәктәпләрдики дәрслик китабларни көрүп чиққан. китабларниң мәзмуни уйғур районидики кона дәрслик китаблардин өзләштүрүлгән болуп, коммунистик тәшвиқатлар чиқириветилгән вә бир қисим диний ибариләр қошулған. дәрсләрдә уйғурларниң қәһриманлири вә миллий темилар йоритилған болуп, балиларға күчлүк бир миллий кимлик вә тәвәлик туйғуси өзләштүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситилгән.

униңдин башқа сүрийәдики уйғур җәңчилири өз тилида хутбә оқулидиған мәсчитләрдә топлишип ибадәт қилидикән. Foreign Policy журнилиниң 2025-йили апрелдики доклатиға қариғанда, бу ибадәтләр уйғур миллий кимликини күчәйтидикән вә шәрқий түркистан ислам партийисиниң «түркчилик» тәшвиқатлириға маслишидикән. Economist  журнилиниң 2025-йили йанвардики хәвиридә, шәрқий түркистан ислам партийисиниң мәсчитләрдә шәрқи түркистан байрақлирини есип, хитайға қарши тәшвиқат елип бериватқанлиқи байан қилинған. бу әмәлийәтләр диний мурасимларниң миллий кимлик вә сийасий учурлар билән өз-ара қошулуп кәткәнликини көрсәткән.

палаский университети асийа тәтқиқатлири бөлүмидин антрополог ғуни стенберг бир йил илгири идлибта сүрийәдики уйғур җамаъити вә җәңчилири билән көрүшкәндин кейин, апторниң зийаритини қобул қилғаниди. стенбергниң қаришичә, уйғурлар қурған мәктәпләр, тиҗари паъалийәтләр вә һәрбий лагерлар уларниң миллий кимликини вә мәвҗутлуқини қоғдаш үчүн лайиһәләнгән үнүмлүк әмәлийәтләр икән. сөһбәттә бу тәтқиқатчи сүрийәдики уйғурларда милләтчиликиниң күчлүк икәнликини, исламий етиқад шәкллиридә оттура асийа түрклириниң өрп-адәт пуриқиниң қойуқ икәнликини билдүрди. стенберг сүрийәдики уйғурларни «җиһадчи» дәп қаримайдиған болуп, әксичә уларға «қорал арқилиқ мустәқиллиқ тәләп қиливатқан бир җамаъәт» дәп ениқлима беридиғанлиқини ейтти. ғуни стенберг уйғурларниң қорал арқилиқ «шәрқий түркистанни азад қилиш» нийитиниң күчлүкликини тилға алди. бирақ һазирқи шараъитта уларниң һәрбий әнъәнини вә миллий мәвҗутлуқни қоғдашни техиму реъал бир истратегийә дәп ойлайдиғанлиқиниму билдүрди.

сүрийәдики уйғур җамаъитиниң бүгүнигә аъит учурлар 

сүрийәдә икки миңдин бәш миңғичә уйғур җәңчи вә уларниң аъилә-тәвәбиъатлири бар. идлибта «уйғур йезилири»ға охшаш олтурақ районлар қурулған. Carnegie Endowment тәтқиқат орни бу җамаъәтниң «миллийлиқини вә йәрликни мәркәз қилған»лиқини һәмдә әлқаъидәниң тәшвиқатлиридин узақ туриватқанлиқини билдүргән.

2025-йилға кәлгәндә, сүрийәдики уйғур җамаъити йәрләшти дәп қаралмақта. шәрқий түркистан ислам партийисиниң башқурғучилири тәтқиқатчиларға өзлириниң әмди пәқәт «сүрийәдики уйғур җәмъийити» дәп атилишни халайдиғанлиқини билдүргән. җәңчиләр сүрийә армийисиниң 84-дивизийисигә айланған болуп, уйғурларға сүрийә пуқралиқи бериш нөвәттә күнтәртиптики мәсилиләрниң бири икән.

мутәхәссисләр шәрқий түркистан ислам партийисиниң әлқаъидә билән түзгән иттипақиниң көпинчә һалларда тактикилиқ икәнликини, йәни сүрийәдики уйғур җамаъитиниң һайат қелиши үчүн бир васитә сүпитидә ишлитилгәнликини ейтиду. йәнә бир тәрәптин, уйғурларниң муһаҗирәттә йерим әсир давамлашқан тәшвиқатлири вә сийасий тиришчанлиқлири көңүлдикидәк нәтиҗә бәрмиди, бу әһвал уйғурлар арисидики ғәзәпни ашурмақта. болупму 2016-йилдин кейинки ирқий қирғинчилиқ җәрйани бу ғәзәпниң тез сүръәттә һәрикәткә айлинишиға шараъит һазирлимақта.

мустәқил тәтқиқатчи абдувәли айуп бу йил елип барған икки қетимлиқ сүрийә зийаритидә, тинчлиқ йолидики пүтүн тиришчанлиқларниң җавабсиз қалғанлиқини, уйғурларниң қораллиқ күчкә игә болушиниң уларға үмид вә ишәнч беридиғанлиқини күчлүк һес қилған. абдувәли айуп уйғурларниң өз һоқуқлирини қоғдаш вә зулумға қарши туруш ирадисини қанунлуқ дәп қарайду вә мундақ дәйду: «хәлқъаралиқ адаләт вә қанун уйғурларни биваситә қораллиқ қоғдаш билән тәминлимәйду, бу әһвалда уйғурлар өзлирини өзлири қоғдашқа мәҗбур. сүрийәдики уйғурлар шәрқий түркистанни азад қилиш ирадисидин ваз кәчмиди. мән сүрийәдики уйғурларни хәлқъаралиқ җиһадизимниң бир қисими дәп қаримаймән.»

қош өлчәм: ғәрбниң һәйъәт тәһрир шам билән шәрқий түркистан ислам партийисигә тутқан пәриқлиқ муъамилиси

ғәрб һәйъәт тәһрир шамниң тәшкилий қурулмиси вә асаслиқ рәһбәрлиригә қаратқан террорлуққа алақидар чәклимиләрни әмәлдин қалдурди; улар билән дипломатик мунасивәт орнатмақта, уларға йардәм әвәтмәктә; әһмәд әл шара (әбу муһәммәд әл җәвлани)ни «әмәлийәтчи рәһбәр» дәп мәдһийилимәктә, һәтта ғәрб дөләтлириниң пайтәхтлиридә һәйвәтлик мурасимлар билән күтүвалмақта. буниңға селиштурғанда, һәйъәт тәһрир шам билән он йилдин артуқ бир сәптә урушқан вә сүрийә армийәсигә қошулған шәрқий түркистан ислам партийиси җәңчилири йәнила «чәтъәллик террорчи / әлқаъидә билән алақидар» дәп қаралмақта. бихәтәрлик доклатлирида шәрқий түркистан ислам партийисигә «хәтәр» бәлгиси қойуш давамлашмақта.

көплигән анализчиларниң қаришичә, сүрийәдә муқумлуқ бәрпа қилиш үчүн, реъал сийасәтниң тәлипигә асасән һәрқайси дөләт һөкимәтлири һәйъәт тәһрир шамни қобул қилишқа мәҗбур икән. шәрқий түркистан ислам партийиси билән һәйъәт тәһрир шамниң истратегийәлири, орнатқан мунасивәтлири, идеъологийәлик рамкилири вә сийасий тактикилири зор дәриҗидә охшаш болсиму, ғәрб дөләтлири «чәтъәллик җиһадчиларни мукапатлимаслиқ» үчүн шәрқий түркистан ислам партийисини террорчилар тизимликидә тутуп турушни давамлаштуридикән. 

хәлқара ахбарат вастилиридә, америкиниң чәтъәллик җәңчиләрниң (уйғурларни өз ичигә алған) йеңи сүрийә армийәсигә қошулушиға мақул болғанлиқи тоғрилиқ хәвәрләр көпләп елан қилинмақта, лекин ғәрб һөкимәтлири шәрқий түркистан ислам партийисини террорлуқ тизимликидин рәсмий чиқиривәтмиди, йәни әмәлийәттә уларни қобул қилған болсиму, әмма қәғәз йүзидә улар йәнила «террорчи» аталмақта.

күзәткүчиләр шәрқий түркистан ислам партийисиниң һәйъәт тәһрир шам билән охшаш ситратегийәни қолланғанлиқини, нөвәттә һәйъәт тәһрир шамниң қанити астида һәрикәт қиливатқанлиқини, йиңи сүрийәгә маслишиш үчүн өзини қайта тәңшәватқанлиқини, лекин улар «чәтъәллик» болғачқа, ғәрб нәзиридә әпу қилинмайватқанлиқини ейитмақта. мутәхәссисләр бу айришниң идеъологийәлик йаки қануний асасиниң йоқлуқини, пүтүнләй сийасий вә әмәлий сәвәбләргә бағлиқ икәнликини тәкитлимәктә. бу әһвал, ғәрбниң сүрийәдики реъал сийаситиниң шәртлирини вә хәлқъаралиқ террорлуққа қарши күрәш һикайисини өз еһтийаҗиға қарита йизиватқанлиқиниң испати дәп қаралмақта.

гәрчә шәрқий түркистан ислам партийиси рәһбәрлири өзлириниң миллий нишанлирини вә йәр шари характерлик җиһадизимдин ваз кәчкәнликини тәкрар тәкитлисиму, ғәрб сүрийәдики уйғурларни йәнила радикал бир амил дәп қарап қаримақта.

динниң сүрийә уйғурлириниң һайатидики роли

тәтқиқатчилар сүрийәдики уйғурларниң динни уйғур милләтчиликини күчәйтиш вә йәрлик нишанлирини қоллаш үчүн истратегийәлик бир қорал сүпитидә ишлитиватқанлиқини, маъарип вә җәмъийәт ичидә динниң орни күчлүк болсиму, бу орунниң милләтчилик мәқсәтлиригә зийан йәткүзмәйдиған сәвийәдә сақлинип қалғанлиқини ейтмақта. ғуни стенбергниң қаришичә, сүрийәдики уйғурлар террорчи әмәс, уларни террорчи дәп қараш хитай тәшвиқатиниң бир қисми, һәтта бу «уйғурларни җинайәтчи қилип көрситиш үчүн ойдуруп чиқирилған бир сийасий тактика»дин ибарәт.  

әлвәттә, айаллар һоқуқи, демократийә вә кшилик һоқуқ қатарлиқ мәсилиләрдики әндишиләр сүрийә җәмийитиниң шәртлири астида, уйғур муһаҗирлар җәмъийитидә кәң талаш-тартиш қилинмақта.

сүрийәдики уйғурларниң бихәтәрлик әһвали вә кәлгүси

сүрийәдики уйғурларниң бихәтәрлики вә киләчики техи намәлум. уларниң әһвали сүрийәниң хитайға вә ‍өзи тәвә райондики сийасий һесабатлириға бағлиқ дәп қаралмақта. 2025-йили нойабирдики дипломатик тәрәққийатлар идлибтики уйғур җәмъийитигә нисбәтән биваситә тәһдит шәпилирини һис қилдурди.

сүрийә ташқи ишлар министири әсъәд әл шаъибаниниң бейҗиңға қилған зийарити икки дөләт оттурисидики «террорлуққа қарши күрәш» вә иқтисадий һәмкарлиқ мәсилилирини қайта күнтәртипкә илип кәлди. бу зийарәтниң арқа көрүнүшидә, дипломатик мәнбәләр сүрийәниң тәхминән төт йүз уйғур җәңчини хитайға қайтуруп беришни пиланлиғанлиқини илгири сүрди. сүрийә ташқи ишлар министирлики 17-нойабир бу иддиъаларни рәт қилип, «қайтуруп бериш пиланиниң йоқлуқи»ни елан қилди. каниг хәлқара тинчлиқ тәтқиқат орни (Carnegie Endowment)ниң доклатлири бундақ бир тиришчанлиқниң сүрийәниң ички муқумлиқиғиму тәсир көрситидиғанлиқини тәкитлимәктә. уйғур зийалийлири вә муһаҗирәт вәкиллири бу қайтуруп бериш иддиъасиниң «хитай тәшвиқатиниң бир парчиси» болуши мумкинликини тәкитләп, мустәқил тәкшүрүш тәләп қилмақта.

уйғур паъалийәтчи абдувәли айуп сүрийәдики уйғур җәңчилириниң һазирчә җиддий хәвп астида әмәсликини, лекин кәлгүсидә әһвалниң өзгириш мумкинликини чәткә қақмайдиғанлиқини ейитип мундақ деди: «бу гуруһлар әсәд һакимийитигә қарши күрәштә рол ойниди. шуңа, уларниң пүтүнләй нәзәрдин сақит қилиниш йаки хитайға асанла қайтурулуш еһтималлиқи төвән». униң қаришичә, дәмәшиқ һөкүмити бу гуруһларни өзиниң бихәтәрлик ситратегийәси ичидә орунлаштуруши мумкин икән: «әгәр уларниң миллий кимликини сақлишиға йол қойулса, улар бу дөләтниң тинчлиқи вә бихәтәрликигә төһпә қошушни давамлаштуралайду.» қисқиси, абдувәли айупниң қаришичә, сүрийәдики уйғурларниң киләчики сүрийә һөкимитиниң ички сийасий һесаблириға бағлиқ икән.

бәзи мутәхәссисләрниң қаришичә, шәрқий түркистан ислам партийисиниң сүрийә ички тоқунушлириға, болупму йүз бериш иһтималлиқи болған курд күчлиригә қарши ички тоқунушларға арилишиши ғәрибтә җиддий наразилиқ пәйда қилиши мумкин икән. бундақ бир һәрикәт сүрийәдики уйғурларниң талаш-тартиш астидики образини техиму хуникләштүридикән. мутәхәссисләр бу хил әһвал астида курд қураллиқ күчлириниң ирақ шам ислам дөлити (даعш)гә қарши күрәштә қанунлуқ актийор дәп қарилишиниң шәрқий түркистан ислам партийисини техиму йалғуз һаләткә чүшүрүп қойидиғанлиқини тәкитләйду.

хәлқъаралиқ мунасивәт вә кәлгүси пурсәтлири

шәрқий түркистан ислам партийиси дунйа миқйасидики пүтүн уйғур муһаҗирлириға охшаш, ғәрбни хитайға қарши йошурун иттипақдаш дәп қарайду. әгәр америка бу тәшкилатқа бундақ бир рол беришни ойлиса, бәзи алдинқи шәртләр қойиши мумкин. мәсилән: шәрқий түркистан ислам партийисиниң җиһадчи идеъологийәни пүтүнләй ташлиши, пәқәт хитайға мәркәзләшкән сийасий вә милләтчи бир һәрикәткә айлиниши, америка қошма штатлириниң хитай истратегийәсигә уйғун вә контрол қилғили болидиған бир актийор болуши қатарлиқлар.

нурғун кишиләр тәйвән уруши йаки җәнубий хитай деңизида йүз бериш еһтимали болған һәрбий тоқунушниң шәрқий түркистан ислам партийисигә охшаш тәшкилатларни хәлқъаралиқ сийасәттә қоллинилидиған бир актийорға айландуруш иһтималлиқини тилға алмақта.

хуласә

идлиб мәһәлилириниң биридә, қуйаш нури толған кона һуҗриға йиғилған айалларниң бәзилири там түвигә селинған непиз гиләм үстидә, рәңлик рәхтләрни тикип олтуришиду, бәзилири балиларға уйғурчә елипбә өгитиду, бәзилири болса балиларниң йүзлиригә тикилип туруп вәтән һәққидики һекайиләрни ейтиду. өй ичидә сус рәхт пуриқи ләйләп турса, кочида ойнаватқан уйғур балилириниң вараң-чуруңлири өй ичигә аңлиниду. айаллар ара давам қиливатқан бу мәдәнийәт паъалийәтлири уруш мәзгилдә йоқилишқа йүз тутуватқан бир миллий кимликни бир гәвдә сүпитидә тутуп туридиған көрүнмәс бир түврүккә охшаш хизмәт қилмақта.

бу өй сүрийәниң аз билинидиған, лекин әң җәңгивар йәрлириниң биригә җайлашқан. булар қораллиқ җәң сәплириниң сайиси астида, кимликини қоғдаш үчүн тәшкилләнгән, мәдәнийитини җимҗит һалда қайта йаритиватқан, муһаҗирәтниң ғува кәлгүсигә қарши җәң сәплирини өй ичидә қурған айаллардур.

йеқинқи мәзгилдики дәмәшиқ билән бейҗиңниң йеқинлишиши уйғурларниң кәлгүсиигә қарита қайтидин түгмәс соъалларни қойди. уруш җәрйанида қурулған мәктәпләр, мәсчитләр, базарлар вә олтурақ районлар уйғурларниң һайатта қелиш ирадисини әкс әттүриду.  

бүгүнки күндә сүрийәдики уйғурлар йәнила чоң дөләтләрниң көләңгиси астида турмақта, лекин улар өз мәвҗутлуқини қоғдаш ирадисидин ваз кәчкини йоқ.