
уйғур почтиси 22- декабир
аминә сәдәф
18- декабир хәлқъара көчмәнләр күни мунасивити билән әнқәрәдә «көчмәнлик, деъаспора вә йуқири дәриҗилик депломатийә» намида йиғин ечилди. түркийә ички ишлар министирлиқи билән көчмәнлик вә деъаспора вәхпиниң һәркарлиқида ечилған бу йиғинға түркийә ички ишлар министирлиқиниң муъавин министири бүләнт туран, аъилә вә иҗтимаъи йардәм министирлиқиниң муъавин министири ләман йенгүн, көч вә деъаспора вәхписиниң рәъиси рәҗәп сәййар вә бирқисим йуқири дәриҗилик истиратегийә мутәхәсислири һәмдә бир қисим аммиви тәшкилат мәсъуллири қатнашти.
түркийәниң алдимиздики йиллардики көчмәнләр сийасити вә қериндашлиқ һәқ- һоқуқини қоғдашни нишан қилған бу йиғинға уйғурларға вакаләтән журналист, түркийә дөләтлик радиъо- телвизийә идариси уйғурчә аңлитиш бөлиминиң дектори миркамил қәшқәрий тәклип билән қатнашқан булуп, у йиғинда түркийәдики көчмән уйғурларниң йашаш һуқуқи вә кәлгүси һәққидә төвәндикидәк алтә түрлүк тәклип- лаһийәни оттуриға қойди:
1. уйғурларниң вәтәндашлиқ илтимасидики матерйал қийинчилиқи, йәни туғут испати, никаһ гуванамиси, нопус дәптири қатарлиқ хитайдин елип килиш қийин болған һөҗҗәтләрни тәләп қилмаслиқ.
2. уйғурларниң тоңлитилған вәтәндашлиқ илтимаслириға җавап қайтуруп, ениқсизлиқ вә үмитсизликкә хатимә бириш.
3. г87 чәклимә кодлири, дәлил- испатсиз тутуп туруш вә имза қойуш мәсилисини һәл қилиш. буниң үчүн мәхсус тәкшүрүш комитеити қуруп чиқиш.
4. рәқәмлик сахта учурларға қарши туруш, йәни истратегийилик учур еғири вә рәқәмлик алақә қалқини қуруп чиқиш вә бу арқилиқ хитайниң түркийәдики уйғурларға қарита күчлүк дөләт һалқиған бесими вә тор паракәндичиликигә қарши туруш.
5. таратқуларда сийасәттин үстүн бир тил бәрпа қилиш. шәрқий түркистанниң мәсилисини ички сийасәттин айрип, миллий ортақ тонуш саһәси сүпитидә муъамилә қилиш вә түркийә радиъо- телвезийә назарәтчилик идариси тәрипидин таратқу әхлақи хитапнамиси елан қилиш.
6. шәрқий түркистанлиқлар үчүн аһиска вә қирим түрклиригә охшаш алаһидә қериндашлиқ қануний йолға қойуш. миркамил қәшқәрийниң түркийәдики уйғур көчмәнлири үчүн оттуриға қойған йуқирқи тәклип- лаһийәлири күчлүк тәсир қозғиған болуп, түркийәниң нопузлуқ гезитлири, хәвәр торлири вә телвизийә қаналлирида арқа- арқидин һәрхил мавзуларда елан қилинди.