уйғур академийәси «уйғур почтиси»ниң қурулғанлиқини қизғин тәбрикләйду!
мустәқил уйғур ахбаратчилиқ хизмити қийинчилиқларға дүч келиватқан бир пәйттә, «уйғур почтиси» ниң йеңи бир уйғур авази сүпитидә барлиққа келиши уйғур миллити үчүн зор әһмийәткә игә.
«уйғур почтиси» ниң уйғурларға мунасивәтлик хәвәр вә мәлуматларни уйғурларға, шундақла дунйаға тоғра аңлитиш арқилиқ, йоқулуш тәһдитигә учраватқан уйғур тил-йезиқи вә кимликимизни сақлайдиған, хитай зулумиға қарши миллий мустәқиллиқ һәрикитимиз көлиминиң зорийиши үчүн хизмәт қилидиған муһим бир васитә болуп қелишини үмид қилимиз.
хәвәр таратқуси қуруш асан иш әмәс, болупму һазирқидәк бир шараъитта мустәқил ахбарат васитисини барлиққа кәлтүрүш җасарәт вә пидакарлиқ тәләп қилиду.
«уйғур почтиси»ниң үзлүксиз тәрәққий қилип, миллитимиз үчүн ишәнчлик вә һәқиқий учур мәнбәлиридин бири болуп қелишини үмид қилиш биргә, «уйғур почтиси» дики барлиқ пидакарларға чидамчанлиқ, мувәппиқийәт вә парлақ кәлгүси тиләймиз.
уйғур академийәси
2025-йили 29-нойабир