изаһат: америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири пәвқулъаддә комитети 2025-йиллиқ доклатини 10-декабир елан қилди. уйғур почтиси бу мунасивәт билән мәзкур доклатниң «шинҗаң уйғур аптоном райони» бөлики вә комитет башлиқлириниң байанатини мәзкур комитетниң рухсити билән уйғурчиға тәрҗимә қилип тарқатти.
комитетимизниң 2025-йиллиқ доклат мәзгилидә, америка қошма штатлири йәһудийлар ирқий қирғинчилиқи хатирә
музейидики симон-скийодт ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш мәркизи (Simon-Skjodt Center for the Prevention of Genocide) тәтқиқатчиси рийан тумниң хитай хәлқ җумһурийити (х.х.җ) әмәлдарлириниң шинҗаң уйғур аптоном райони (ш.у.а.р)дики уйғурлар вә башқа түркий мусулманларға қарита зор түркүмдики вәһший җинайәтләрни садир қилғанлиқи вә садир қилишни давамлаштуруватқанлиқи тоғрисидики тәтқиқат нәтиҗисини елан қилди. тум ш.у.а.р дики инсанийәткә қарши җинайәтләр вә ирқий қирғинчилиқ дегән йәкүнләрни кәлтүрүп чиқарған барлиқ рәсмий сийасәтләрниң давам қиливатқанлиқини җәмзләштүрди.
доклатларда көрситилишичә, ш.у.а.р даъирилири йеқинда түркий вә мусулман шәхсләрни даъим йеза-қишлақлардики әнъәниви кәсипләрдин санаъәткә йөткигән мәҗбурий әмгәк системисини кеңәйткән. даъириләр йезилардики уйғурларни нишан қилған мәҗбурий әмгәк программилириға қошумчә һалда уйғур деһқанларниң йәрлирини мусадирә қилип, уларниң йәр ишлитиш һоқуқини дөләт башқуридиған һәмкарлиқ коператиплириға вә қурулуш ширкәтлиригә өткүзүп бәргән.
илгирики йиллардикигә охшаш, ш.у.а.р даъирилири мусулманларниң рамизанда роза тутушини чәклигән. хитай иҗтимаъий таратқу супилирида елан қилинған синларға қариғанда, даъириләр 2025-йили март рамизан мәзгилидә ақсу вә хотән вилайәтлириниң һәрқайси җайлиридики аһалиләрниң роза тутушини тосуш үчүн уларни мәҗбурий әмгәккә салған. буниңдин башқа, даъириләр қәшқәр вилайитиниң пәйзават наһийисидики бир қанчә базарниң аһалилиридин өзлириниң роза тутмиғанлиқини испатлаш үчүн, рамизан мәзгилидә өзлириниң чүшлүк тамақ йәватқанлиқини сүрәткә елишни тәләп қилған.
2025-йили 27-феврал, тайланд әмәлдарлири хәлқъараниң күчлүк әндишисигә вә х.х.җ даъирилириниң 2009-йили камбоджадин охшаш усулда хитайға қайтурулған 20 нәпәр уйғурни түрмигә салғанлиқи йаки қийнаққа алғанлиқиға даъир дәлилләрниң мәвҗут болушиға қаримай, 40 нәпәр уйғур панаһлиқ тилигүчини хитайға қайтуруп бәргән. бу кишиләр тәхминән он йил илгири түркийәгә йетип бериш үмидидә ш.у.а.р дин тайланд вә башқа шәрқий җәнубий асийа дөләтлиригә қечип кәткән 500 әтрапидики уйғурларниң бир қисми иди.
2024-йили нойабир, «әркин асийа радиъоси» 2009-йили камбоджадин қайтурулған 16 нәпәр уйғурниң узун муддәтлик түрмә җазасиға һөкүм қилинғанлиқини, иккийләнниң түрмидә қаза қилғанлиқини доклат қилған.
2024-йили февралда, америка қошма штатлиридин панаһлиқ тиләш үмидидә камбоджаға қечип барған 22 йашлиқ уйғур абдуреқип рахман (Abdureqip Rahman) камбоджа һөкүмити тәрипидин қайтуруп берилгәндин кейин, ақсу вилайитиниң куча наһийисигә мәҗбурий әвәтиветилгән. б. д. т әмәлдарлири униңға йардәм қилишқа урунған болсиму, 2024-йили йанварда, абдуреқип рахман алди билән камбоджа даъирилири тәрипидин нәзәрбәнд қилинған, андин камбоджадики х.х.җ даъирилириниң қолиға өткүзүлүп, 1-феврал кучаға әвәтилгән. 2024-йили декабирғичә абдуреқип рахманниң әһвали намәлум.
ш.у.а.р даъирилири түркий вә мусулман аһалисигә қарита контроллуқни давамлаштуруш үчүн назарәт қилиш техникиси вә башқа усулларни ишләткән. ишлитилгән усуллар арисида 2024-йили йаздики тор бихәтәрлик һәрикити; қәшқәр вә хотән вилайәтлиридә уйғурларниң өйлиригә кәлгән меһманларни дәрһал сақчиға доклат қилиш тәләплири; 2025-йили баһар байримидин илгирики қишлиқ бихәтәрлик һәрикити; шундақла, илгири тутулған уйғурларни, җүмлидин содигәрләр, хәйр-сахавәтчиләр вә чәтъәлгә сайаһәт қилған кишиләрни қайта тутуш қатарлиқлар бар.
ингилиз тилидин уйғур тилиға тәрҗимә қилғучи: таһир имин уйғурийан