17-нойабир, уйғур почтиси
15-нойабир уйғур америка бирләшмиси вирҗинийә штатиниң файрфакис шәһиригә җайлашқан уйғур мәркизидә уйғурларниң әң муһим тарихи хатирә күнлиридин бири болған шәрқий түркистан җумһурийәт күнини хатириләш мурасми өткүзди.
мурасим башлинип, алди билән йеңидин сайланған америка уйғур бирләшмисиниң рәъиси мсран бу муһим күнни хатириләшниң әһмийити һәққидә сөзлиди, андин паъалийәткә қатнашқанларни мәркәз алдидики мәйданда өткүзилидиған шәрқий түркистан байриқини чиқириш мурасимиға тәклип қилди. мурасимида шәрқий түркистан дөләт маршиға әгишип, ай-йултузлуқ көк байрақ асманға көтүрүлүп паъалийәткә қатнашқан кишиләрни һайаҗанға салди.

байрақ чиқириш мурасимидин кейин, уйғур миллий һәрикити тәшкилатиниң рәъиси рабийә қадир ханим сөз қилди.

арқидин бүгүнки паъалийәткә тәклип билән қатнашқан вирҗинийә шитатиниң сенатори сителла пекариский (Stella Pekarsky) билән америка дөләт мәҗлисиниң әзаси җамес валкиншав (James Walkinshaw) сөзлиди.

дөләт мәҗлисиниң әзаси җамес валкиншав бу һәқтики аммиви байанатида мундақ йазған: «бүгүн чүштин кейин мән фәйрфакстики уйғур америка җамаъитиниң уйғур җумһурийитини хатириләш паъалийитигә қатнаштим. фәйрфакис наһийиси америкидики әң чоң уйғур нопусиға саһибханлиқ қилиду; уларниң тарихи, мәдәнийити вә һазир давам қиливатқан кишилик һоқуқ көрәшлири көрүлүшкә вә аңлинишқа әрзийду. бүгүнки бу тәсирлик паъалийәткә тәклип қилғанлиқиңлар вә рәһбәрликиңлар үчүн америка уйғур бирләшмисигә рәһмәт ейтимән.»
паъалийәттә доктур әсәт сулайман 1933-йили қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити билән 1944-йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийити тарихидики диққәт қилишқа тегишлик бәзи муһим нуқтилар һәққидә пакитлиқ вә тәпсилий мәлумат бәрди. икки җумһурийәт тарихини техиму рошәнләштүридиған бу мәлуматлар паъалийәткә қатнашқан уйғур җамаъитидә чоңқур тәсир қалдурди.

паъалийәттә йәнә җәңгивар нахшилар орунлинип, уйғурларниң өз мустәқиллиқини қайта әслигә кәлтүрүшкә болған ирадиси вә үмиди намайан қилинди.
паъалийәткә ирадә қәшқири рийасәтчилик қилди.
паъалийәттин кейин, бу мәркәздә пат -пат уйуштурулуп туридиған уйғур базар қизип кәтти.