уйғур почтиси, 27-нойабир
аминә сәдәф
26- нойабир күни истанбол султанғази райунлуқ маъарип башқармиси тәрипидин өткүзүлгән чоң типтики әдәбийат, күлтүр паъалийти «боз қирларниң дунйави йазғучиси чеңгиз айтматовни хатирләш йиғини» султанғази райунида өткүзүлди. йиғинға түркийә ичи вә сиртидин көп санда йазғучи – шаъирлар, әдәбийатчилар, жорналеситлар вә бирқисим рәһбәрләр қатнашқан болуп, дунйа уйғур йазғучилар уйушмисиниң бу нөвәтлик рәъиси мәхмутҗан йасин әпәндиму тәклиплик меһман сүпитидә бу йиғинға қатнашти.
йиғинда султанғази бәләдийәси маъарип мудири нәҗати тәкбашниң ечилиш сөзидин кейин, «түрк әдәбийати журнили» омумий нәшир ишлири башлиқи имдат авшар вә дунйа уйғур йазғучилар уйушмиси рәъиси мәһмутҗан йасин қатарлиқлар айрим – айрим сөз қилди.

дунйа уйғур йазғучилар уйушмисиниң рәъиси мәхмутҗан сөзидә, айтматовға бағлап туруп 20- әсир түркистан әдәбийатидики шаъир – йазғучиларниң йеқин бир җуғирапийәви вә мәдәнийәт муһитида икки хил сийасий күч (қизил хитай вә қизил рус) ниң зулуми вә бесими астида иҗадийәт илип барғанлиқини, мутләқ көп сандики қәләмкәшләрниң шеһит қилинғанлиқи, түрмиләргә ташланғанлиқи, җисманий вә мәнивий ишкәнҗиләргә учриғанлиқини, иҗадийәт әркинлики вә муһитидин айрилип қалғанлиқлирини байан қилди. мәхмутҗан сөзидә йәнә шәрқий түркистандики уйғурларни мәркәз қилған еғир сийасий бесимға, таллаш вә шаллашқа дуч келидиған йазғучиларниң иҗадийәт илип биришиниң асанға тохтимиғанилиқини, шундақтиму уйғур әдәбийатини һәрқайси жанирлар бойичә үзүп қоймай давамлаштуруп, тәрәққий қилдуруп кәлгәнликиниму тилға елип өтти.
у сөзиниң ахирида 2017- йилдин кейин 380 дин артуқ йазғучи, шаъир, мухбирларниң түрмә вә җаза лагириға ташланғанлиқини, уйғур әдәбийатниң тарихта көрүлмигән турғунлуққа киргәнликини, хитай һакимийтиниң уйғурларни худди айтматов «әсирдин һалқиған биркүн» романида йазған «маңқурт» типиға айлинишқа милләт сүпитидә мәҗбурлаватқаниқини чүшәндүрди. арқидин, түрк дунйасиниң уйғур миллитигә вә әдәбийатиға игә чиқишиниң, нәзирини ағдуришиниң һәм инсанлиқ, һәм миллий һәм қериндашлиқ мәҗбурийити икәнликини тәкитләп өткәндин, уйғурларға вә уйғур қәләмкәшләргә әркинлик тиләп сөзини ахирлаштурди.
дунйа уйғур йазғучилар уйушмисиниң әзаси, шаъир емран садаъи бу қетимқи паъалийәтниң әһмийти һәққидә мундақ диди: «бу қетимқи паъалийәт чоң көләмдики әһмийәтлик бир паъалийәт болди. паъалийәтниң мәлум бир аммиви тәшкилат тәрипидин әмәс, районлуқ һөкүмәт тәрипидин мәхсус орунлаштурулиши паъалийәтниң муһимлиқини вә әһмийтини йуқири көтүрди. мушундақ муһим бир паъалийәттә дунйа уйғур йазғучилар уйушмиси рәъисиниң ечилиш сөзи қилиши, нөвәттики уйғур әдәбийати һәққидә тәпсилий тохтилиши вә дунйа уйғур йазғучилар уйушмиси логосиниң паъалийәт тәшвиқатиға киргүзүлиши уйғур йазғучилар уйушмисиниң буниңдин кейинки пиланлириға, җәмъийәттики образиниң йуқири көтүрүлүшигә вә техиму мукәммәллишишигә түрткилик рол ойнайду.
аминә сәдәф- уйғур почтисиниң түркийә станбулда турушлуқ мухбири, у диъаспора, уйғур айаллири, мәдәнийәт саһәсдә йазиду.