пейро тозиниң тәбрик сөзи: силәр әсләрни вә бир хәлқниң роһини сақлап қеливатисиләр

(америка дөләт мәҗлиси хитай ‍ишлири алаһидә комитетиниң дериктори пейро тозиниң «уйғур почтиси»ниң қурулуш мурасмида сөзлигән сөзи)

мени «уйғур почтиси»ниң қурулуш мурасимиға вә уйғур тилидики таратқуларниң роли тоғрисида сөз қилишқа тәклип қилғиниңларға рәһмәт. бу йәрдики бирмунчә достлар арисида болуш мени хушал қилди.

өткән һәптә һиндистанда өткүзүлгән бир мунбәрдә, хитай хәлқ җумһурийитидә йолға қойулмақчи болған милләтләр ииттпақлиқини илгири сүрүш қанун лайиһәиси һәққидә тор арқилиқ сөзләш пурситигә еришкән идим. у мунбәрдә ашу қанун лайиһәсиниң хитайниң һазирқи територийиси ичидә йашаватқан уйғурларға болған тәсири мәркизи тема болғаниди, рушән аббас ханимму у мунбәрдә сөз қилди.

ашу қанун лайиһәсидә ипадиләнгәндәк,  хитай коммунистик партийиси оттуриға қойған «бирлик» идийиси өзлири «башқа» дәп қариған кишиләрниң, болупму уйғур, тибәт, моңғул вә башқа оттура асийа хәлқлириниң мәдәнийитини йоқитишни тәләп қилиду.

шүбһисизки, биз мәдәнийәтни йоқитишниң ақивәтлиригә аллиқачан шаһит болдуқ: балиларни ата-анисидин айрип мустәмликә йатақлиқ мәктәпләргә орунлаштуруш, хитайларни уйғур өйлиригә һәтта карватлириғичә киргүзидиған «қошмақ туғқан болуш» программилирини йолға қойуш, арилишип никаһлинишқа мәҗбурлаш һәмдә уйғур тилини өгитишни чәкләш билән бир вақитта хитай тилини мәҗбурий иҗра қилиш қатарлиқлар.

бу сийасәтләрни мәҗбурий бала чүшүрүш вә мәҗбурий туғмас қилиш (мәҗбурий әза йиғивелишни демигәндиму) билән қошқанда, бу омумий җәһәттин бир хәлқни йоқитишқа урунушни, шундақла мениңчә, ирқий қирғинчилиқ әһдинамиси бойичә ирқий қирғинчилиқ җинайитини шәкилләндүриду.

бу йәнә силәрниң «уйғур почтиси» вә уйғур тилидики таратқулар арқилиқ қиливатқан ишиңларниң немә үчүн шунчә муһим икәнликини гәвдиләндүриду:  силәр әсләрни вә бир хәлқниң роһини сақлап қеливатисиләр.

бүгүнки күндә бу хил таратқуларға алаһидә еһтийаҗ бар, чүнки биз бейҗиңниң пүтүн хитайда хитай тилини өлчәмләштүрмәкчи болуватқанлиқини көриватимиз; хитай тили пәқәт уйғур аптоном райони йаки тибәттила әмәс, бәлки даъим хитай «шевилири» дәп аталған, әмма әмәлийәттә кантончә, шаңхәйчә йаки хоккин тили (фуҗийән йәрлик тили-т) қатарлиқ айрим тиллар дәп түргә айришқа болидиған тилларниңму ‍орнини алмақчи. бу арқилиқ, хитай компартийиси толдурушқа болидиған һәмдә толдурушқа тегишлик бир бошлуқни пәйда қилди. нөвәттә, уйғур тилидики таратқуларға, шундақла хтай тилидин башқа тиллардики таратқуларға һәқиқий еһтийаҗ вә пурсәт йаритилди.

араңлардики бәзи мухбирлар вә таратқу  саһәсдики талантлиқ кишиләрниң америка авази йаки әркин асйа радиъосида хизмәт қилған тарихи бар. биз америка парламенти хитай иҗраъийә комитети йеқинда әркин асийа радиъосидин интайин иқтидарлиқ бир мухбирни өзимизниң алақә ишлирини башқурушқа тәклип қилдуқ. шуңа мән «уйғур почтиси»дин ибарәт бу йеңи таратқуниң йолға қойулғанлиқини көрүп толиму хушал болдум, чүнки биз тәрәптиики бир бошлуқму толдурулди.

силәр өзиңларниң мулазимәт вә билим тарқитиш вәзиписини ада қиливатқиниңларда, хитай компартийисиниң йалғанлириға вә сахта тәшвиқатлириға қарши туруп, һәқиқәтни пакит билән тәминлишиңлар керәк; әмәлийәтәни растчиллиқ билән хәвәр қилиш зөрүр һәм интайин муһим. хитай компартийисиниң тәшвиқатчилири силәрниң пакит җәһәттики һәрқандақ хаталиқиңларни тутивелип, инавитиңларни төкүшкә уруниду, уларға бундақ пурсәтни бәрмәңлар.

силәр һәқиқәтни ашкарилашқа болған қәтъийликиңларда вә ахбаратчилиқниң әң йуқури өлчимигә болған садақитиңлада чиң турсаңлар, йалғуз хитай територийисидики уйғур тиллиқ кишиләргила әмәс, бәлки муһаҗирәттики уйғурлар үчүнму  йахши хизмәт қилалайсиләр.

комитетимизниң хизмәтлири йуқури сүпәтлик ахбарат хәвәрлиригә муһтаҗ, шуңа хәвәрлириңларниң чинлиқи биз үчүнму зөрүр.

силәрниң һәқиқәткә болған әнә шу садақитиңлар ахирда хитай компартийисиниң йалғанлири вә сахта тәшвиқатлири билән рошән селиштурма болиду. шуңа мән силәрни риғбәтләндүримән вә силәргә рәһмәт ейтимән. хизмитиңларниң әһмийити наһайити зор. аллаһ силәргә вә силәрниң хизмитиңларға бәрикәт бәрсун, силәрни, мухбирлириңларни вә хизмәтчи хадимлириңларни аман қилсун. рәһмәт.

нутуқниң ингилизчисни бу йәрдин оқуң