умун иһсан
2016-йилидин буйан түрк пуқралириға нисбәтән«чәкләнгән райун» һисаплинидиған вәтән 2024 вә 2025-йиллири түрк һәйъәтлиригә ечилған.
2016-йилидин 2024-йилиғичә болған арлиқта хитай һөкимитиниң райунға түрк һәйъитини қубул қилмиғанлиқи, һәтта тосиғанлиқи тоғрисида түрк тәрипидин берилгән рәсми байанатлар бар болуп, 2022-йилида, түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғли хитай даъирилириниң 5 йилдин буйан түркийәниң хитайдики баш әлчисиниң уйғур елиға биришини тосуп кәлгәнликини иейитқаниди. 2019- йили пиланланған бир түрк һәйъити зийарити болса хитай һөкүмитиниң давамлиқ кечиктүриши түпәйли әмилгә ашмиған иди.
хитай һөкүмити 2019-йилидин буйан давамлиқ оттура шәриқ, оттура асийа вә африқа дөләтлиридин бир түркүм һәйъәтләрни уйғур елиға тәклип қилип киливатқан болуп, бирақ 2024-йилиғичә бу һәйъәтләрниң ичигә түрк пуқралирини қатмиған иди.
2024-йили түркийә ташқи ишлар министири һакан фидан уйғур елини зийарәт қилди. бу 2012- йилидин буйан райунни зийарәт қилған әң йуқири дәриҗилик түрк әмәлдари болуп, һакан фидан зийаритидин кийин ,хитай һөкүмити түркийәдин бир түркүм жорналисит вә сийасий тәмсилчилардин тәшкилләнгән алдин пиланланған вә зич программилиқ «шинҗаң зийарәтлири»ни орунлаштурушқа башлиди.
2024- йили авғуситта, хитай һөкүмити түрк жорналиситлар үчүн тунҗи зийарәтни орунлаштуди. бу зийарәт хитайниң ташқи ишлар министирлиқиниң амивий дипломатийә вә пропаганда идарилири тәрипидин орунлаштурулған болуп, зийарәт хитай ахбаратлирида «шинҗаңниң йахши һикайисини аңлитиш»ситратигийисиниң бир парчиси сүпитидә хәвәрләштүрүлди. зийарәткә җумһурийәт гизитиндин мустафа бирол гүгәр, биргүн гизитидин ибраһим варли, йөн радиъосидин әрддл әмрә, әнқа хәвәр агинитлиқидин аднан булат қатарлиқлар қатнашқан болуп, булар қәшқәр вә үрүмчи шәһәрлирини зийарәт қилған. зийарәт хитай рәһбәрлири тәрипидин пиланланған вә башқурулған болуп, уйғур вә чәтъәллик мутихәсисләр бу зийарәтни алдинъала бәлгиләнгән «өрнәк мәктәпләр»,«мәдәнийәт мәркәзлири» вә «өрнәк фабрикилар»ға мәркәзләшкәнлики сәвәбидин хитайниң «пропаганда тийатири» дәп атимақта.
иккинҗи қетинлиқ зийарәт 2025- йили сентәбирдә елип берилған болуп, бу қетимлиқ зийарәт үчүн мәрдан йанардағли,өмүд зиләли, әркин өҗан қатарлиқ солчил жорналиситлардин тәркип тапқан бир һәйъәт тәшкилләнгән. зийарәттин кийин һәмбаһирләнгән йазма вә видиъоларда «хитайниң терурға қарши күришиниң ғәлбиси»,«уйғурларниң иқтисадий җәһәттин параванлиққа иришкәнлики» вә райунниң бихәтәр вә муқум һалға кәлгәнлики» қатарлиқ байанлар алаһидә тилға илинған.
2025- йили сентәбирдә, CNN тиливизийисиниң түрк мухбири бүшра арисланташ хитайниң әнқәрә баш әлчисиниң тәклипи билән үрүмчидә зийарәттә болған. бирақ бүшрә арасланташниң хәври хитайниң күткининиң әксичә, райундики хитайниң бисим сийаситини йорутуп бәргән.
хитай һөкүмити бу йил нойабирда болса, ақ партийәниң йашлар комититиниң әзалирини күтүвалған. уйғур елини зийарәт қилған йашлар комитити әзалири зийарәтниң «достлуқ вә мәдәнийәт алмаштуруш» мәқситидә елип берилғанлиқини илгири сүргән болуп, түрк мутихәсисләр буни хитайниң түркийәниң консирватип йашлар қатлимиға қаритилған бир «йумшақ күч»ситиратигийиси дәп қаримақта.
хитайниң ички вә ташқи сийасәтлири тоғрисида издинип киливатқан йонулған уйғур зийалийси асийә уйғур ханим бу зийарәтләр һәққидә тохтилип мундақ деди:«түрк һәйъәтлириниң хитайға зийарити, хитайниң хәлқъара образини йахшилаш урунушиниң бир қисими болуп, болупму түркийәдәк уйғур мәсилисидә алаһидә сәзгүр бир дөләттики образини йумшақ күч арқилиқ йахшилаш вә бу арқилиқ түркийәдики омумий җамаъәт пикрини өзгәртишни мәқсәт қилиши мумкин.»
6- нойабир түркийәниң хитайда турушлуқ баш әлчиси сәлчук үнал шинҗаң уйғур аптонум райуниниң паритийә сикиртари чин шийав җийаң вә районлуқ һөкимәтниң башлиқи әркин тунийаз билә үрүмчидә көрүшкән.
баш әлчи үнал «шинҗийаңниң иқтисадий вә иҗдимаъий тәрәққийатиниң ғәлбиси»ни махтиған вә «бихәтәрлик вә террурға қарши күрәштә һәмкарлиқ»ни тәкитлигән.
асийә уйғур йәбә түркийәниң хитай билән болған дипломатик мунасивәттә, изчил һалда қош йөнүлүшлүк истратегийә қоллинип келиватқанлиқини, хитай билән болған сода вә дипломатик алақилирини қоғдаш үчүн, «аталмиш терорлуққа қарши турушта һәмкарлишиш»ни тәзвиқ қилип киливатқанлиқини иейитти. у йәни түркийәниң дөләт ичидики җамаъәт пикри сәвәблик вә адаләт ноқтисидин уйғур мәсилисидә чәклик даъиридә хитайни тәнқидләп қойиватқанлиқини,бу қетим түркийәниң хитайда турушлуқ баш әлчисиниң хитай билән терорлуққа қарши турушта һәмкарлишишниң оттуриға қойушиниңму дәл бу ноқтидин икәнлилини иейитти вә мундақ деди:«бу хилдики шәкил җәһәттә тәнқидләп қойуп, әмәлийәттә хитай билән һәмкарлишиш услуби, түркийәниң хитай билән болған мунасивәттики пайда – мәнпәъәтлирини капаләткә игә қилиш билән биргә, түркийә ичидики җамаъәт пикри сәвәблик дуч кәлгән бесимлирини йениклитиштә муһим рол ойнайду. лекин түркийәниң хитайға қаратқан бу истратегиийиси, уйғурлар үчүн ейтқанда, уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисиниң түркийәниң сийасий вә сода мәнпәъәтидинму муһим әмәсликини көрситиду.»
түрк һәйъәтлириниң байанатлириниң көпинчиси хитай һөкүмитиниң сийасий тәшвиқатлири билән бирдәкликни сақлиған болуп, көпинчиси хитайниң «ирқи қирғинчилиқ йоқ, маъарип вә иқтисадий тәрәққийат бар» дегән сийасий доктиринини қоллиған.
2016-йилидин буйан түркийәниң күн тәртипидә давамлиқ талаш тартиш нуқтиси болуп келиватқан «шәрқи түркистанға һәйъәт әвәтиш» тимиси, уйғурларға нисбәтән хитайниң сийасий тәшвиқати билән бирлишип кәтмәктә.