уйғур почтиси, 9-йанвар  

 алп 

хитай һөкүмити шәрқий түркистан вә тибәттә өзиниң сийасий һоқуқини мустәһкәмләш үчүн, «йумшақ байан» (Soft Narrative) дәп аталған йеңи бир тәшвиқат истратегийәсини кәң көләмдә йолға қоймақта. 

7- йанварһинди- асийа хәвәр агентлиқи (IANS) елан қилған доклатта ашкарилинишичә, бейҗиң даъирилири бу икки райондики мәдәнийәт мираслири вә тарихий орунларни бүгүнки сийасий нишанлириға маслаштуруп қайтидин шәкилләндүрүш үчүн йумшақ байандин пайдилинишқа башлиған. 

доклатниң уйғурларға алақидар қисимлириға асасланғанда, хитай коммунистик партийәси шәрқий түркистандики қәдимки шәһәр харабилири вә мәдәнийәт орунлириниң қурулушини қәдимки хитай сулалилири билән сүнъий түрдә бағлаш арқилиқ, өзиниң бу земинлардики һөкүмранлиқини «тарихий җәһәттин һәқлиқ» қилип көрситишкә урунмақта. хитай 20 йил илгири өзи елан қилған «ақ ташлиқ китаб»тики байанларни мәнбә қилип туруп, шәрқий түркистан үстидики һәрбий вә мәмурий һоқуқини миладидин бурунқи 60- йилидики хән сулалисиниң районда бир қуманданлиқ мәркизи қурғанлиқиға туташтурушқа тиришмақта. 

һинди- асийа хәвәр агентлиқиниң доклатида турпандики йарғол қәдимки шәһири (Jiaohe Ancient City) ниң тәшвиқатта типик мисал қилиниватқанлиқи тилға елинған. бу қәдимки шәһәр тарихта узун мәзгил идиқут уйғур ханлиқиниң муһим сийасий вә мәдәнийәт мәркизи болған болуп, шәһәрниң бинакарлиқ услуби пүтүнләй оттура асийаға хас болған топа қурулмилиқ түскә игә. хитай тәшвиқати бу шәһәрниң уйғур вә башқа түркий милләтләр билән болған тарихий бағлинишини етнографийәлик җәһәттин суслаштуруп, уни хитай тарихиниң бир парчиси қилип көрситишкә урунған.  

доклатта қәйт қилинишичә, хитай даъирилири йарғолға охшаш қәдимки орунларни «хитай миллитиниң ортақ мираси» сүпитидә қайта шәкилләндүрмәктә. хитай сийасәтчилири бу қәдимки қурулмини ташқи дунйаға «қәдимки йипәк йолиниң бир қисми» сүпитидә тонуштуруп, униң шәрқий түркистанға  хас кимликни ғайиб қилмақта. доклатта йәнә: «йарғол қәдимки шәһири хитай һөкүмити тәрипидин тәстиқланған мәдәнийәт ассимилйатсийәси вә хитай чоң қуруқлуқи билән болған тарихий риштә байаниниң нишаниға айланған орунларниң биридур» дәп қошумчә қилинған. 

һиндистанниң инглиз тилидики хәвәр таратқуси болған «локмат вақти» (Lokmat Times) ниң хәвиридә көрситилишичә, хоңкоң пән-техника университетиниң хитай милләтләр сийасити мутәхәссиси барри савтман (Barry Sautman) бейҗиңниң бу хил давасини «әһмийәтсиз» дәп баһалап мундақ дәйду: 

«у чағдики дөләт уқуми билән һазирқи дөләт уқуми бир- биригә охшимайду, өлчәмләр өзгәрди. хитайниң мүлүк һоқуқимиз миңлиған йиллар илгирила бар иди, дегән бу хил дәвалириниң һечқайсиси әстайидил тарихчилар тәрипидин қобул қилинмайду.» 

көзәткүчиләрниң қаришичә, бейҗиңниң бу йеңи тактикиси хәлқъара җәмъийәтни қаймуқтуруш, уларға сахта бир «инавәтлик тарих» сунуш вә шәрқий түркистан билән тибәт үстидики толуқ контроллуқни сийасий җәһәттин җәзмләштүрүшни мәқсәт қилған.