нәҗмидин қарлуқ

2025-йили1-өктәбир хиттайниң дөләт байрими күни, чәтъәлдики уйғурларниң әдәбийатқа мунасивәтлик уйғурпәндин башқа йәнә бир тәшкилати болған дунйа уйғур йазғучилар уйушмиси, шаъир әхмәтҗан османни «уйғурларниң диний етиқади, миллий қиммәт – қарашлири вә сағлам идеъологийәсигә тамамән мас кәлмәйдиған вә зит шәхсий көз қарашлири уйушминиң иҗтимаъий таратқулирида тарқилип уйушминиң хәлқ алдидики образиға еғир зийан йәткүзди» дигән мәзмунда байанат елан қилди.

әң авал, бир йазғучилар җәмийиитиниң охшимиған пикиргә худди хитайниң услуби бойичә чәткә қеқиш вә бөһтан чаплаш позитсийәси қолланғини, бирәр дийанәт оргини йаки оттура әсир черкавлириға охшаш «қоғлап чиқириш» услуби, маңа охшаш ләқәм билән дарға есилған мәнсүр һәллаҗини әсләтти .

бир йазғучилар җәмийитиниң «диний етиқад»и вә «миллий қиммәт – қараш»қа һөкүм қилиш салаһийити , пәрдә арқисида туривелип уқтуруш чиқарған өзини йазғучи һисаблайдиған һәсәтхорларниң уқтуруш чиқириш услубидики әдәбсизлики-сәкраттики уйғур әдәбийатида ечинарлиқ қара йумур !

пикир әркинликини, бир-биримизни һөрмәт қилмаслиқ, тил әхлақи вә мәсилиләрни бир тәрәп қилиш усулимздики ақивитини ойлимаслиқлар, толиму аҗиз уйғур әдәбийати вә җәмийитиниң бирлики вә тәрәққийатиға еғир зийан кәлтүриду.

хитай бастуруши астидики уйғур әдәбийатини қоғдашта, охшимиған пикирдикиләргә болған сиғдурушчанлиқ вә өзъара һөрмәт болмиса болмайдиған муһим амил. бу байанат уйғур миллитиниң мәнпәъитигә зийанлиқ вә дунйа уйғур йазғучилар җәмийитини қара җәмийәткә айландуруп йәр билән йәксан қилди.

әдәбийатниң асасий принсипи идийә көп хиллиқи вә диъалогдур. әхмәтҗан осман уйғур заманиви шеъирийитиниң йеңи шәклини барлиққа кәлтүрүштики авангарт шаъир. униң әсәрлири софистик тәсәввур, пәлсәпә вә улуғвар миллий мәвҗутлуқ үчүн издиниш сәпиригә вәкиллик қилиду.

һәр қандақ бир йазғучиниң идийә охшашмаслиқи түпәйлидин йазғучилар җәмийитидин чиқирилиши бир мустәбитлик вә сүйқәсттур. инсанийәт тарихидики бүйүк әсәр болған хәлқара кишилик һоқуқ байаннамиси ипадиләнгәндәк, идийә ипадиләш әркинлики инсанлиқниң әң асасий һоқуқи болуп, йазғучилар уйушмилири буни қоғдиши керәк. әдәбийат догмилиқ билән чәклинип қалса, униң иҗадийәт күчи өлиду. бу байанат уйғур әдәбийатиниң хитай бастурушиға қарши туруштики бирликигә зийан йәткүзиду, ички ихтилапни күчәйтиду, уйғулар ичидики өз ара ишәнч вә муһәббәтни бузиду.

«байанат»ниң хиттайниң дөләт байримини тәбриклигәндәк бир вақитта елан қилиниш, ишләткән тили вә кәспийлики болупму йазғучилар уйушмиси дәп аталған бир җәмийәткә мас кәлмәйду. диъалог арқилиқ һәл қилиш вә әң болмиғанда кәспи болған вәзипә алмишиш байанати орниға «бикар қилинғанлиқи», « әзалиқтин чиқирип ташланғанлиқи»дәк қопал вә һуҗум характеридики әдәбсиз җүмлиләр , улар қоғдимақчи болуватқан «уйғурларниң диний етиқади, миллий қиммәт – қарашлири»ға болупму әдәбийат нәзәрийисигә техиму зит.