һәбибулла изчи
йиллардин бери уйғурларниң авази болуп келиватқан түрк жорналист йүҗәл танай әпәнди истанбул җумһурийәт баш сотиниң биринҗи дәриҗилик җинайи ишлар сот мәһкимиси тәрипидин «һақарәт қилиш җинайити» билән әйиблинип, бир йил сәккиз айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. у сот қарарини 19-нойабир тапшурувалған болуп, он күн ичидә истанбул җумһурийәт баш сотиға өзини мәлум қилип җазани қобул қилиши керәклики, әгәр он күн ичидә үзини мәлум қилмиғанда тутуш буйриқи чиқирилидиғанлиқи уқтурулған.
йүҗәл танай әпәнди уйғурлар вә шәрқий түркистан һәққидә көплигән хәвәр, мақалиләрни елан қилған болуп, униң иш-паъалийәтлири хитайни қаттиқ биъарам қилған. мәлум болушичә, йүҗәл танай 2020-йилиниң башлири торда «хитай консулханиси билән тил бириктүргүчи ‹хитай айаллар җәмъийити›ниң рәъиси мәвлудә әзиз» дегән темида бир мақалә елан қилған. түркийә-хитай муһаҗир айаллар бирләшмисиниң рәъиси мәвлудә әзиз , йүҗәл танай әпәндини бу мақалиси сәвәблик, у мақалидә йүҗәл танайниң өзини «хитай билән тил бириктүргүчи, хаъин, хитай җасуси» дәп атиғанлиқини баһанә қилип сотқа көп қетим әрз қилған. бу сот бәш йилға йеқин созулған болуп, дәсләптә йүҗәл танай әпәндигә уйғурларниң ғәмгүзари мәрһум илйас доған әпәнди адвукатлиқ қилған болуп, сотниң нәтиҗиси 19-нойабер елан қилинған. бу һәқтә йүҗәл танай әпәндиниң адвокатлири җазаниң түрмә сиртида иҗра қилиниши мумкинликини билдүргән.
зийаритмизни қобул қилған йүҗәл танай әпәнди бу әрз-шикайәт һәрикитиниң арқисида хитайниң биваситә қоли барлиқини илгири сүрүп, «шәрқий түркистан даваси муқәддәс бир дава, биз хитайниң чегра һалқиған бастурушиға әсла баш әгмәймиз. бу җаза қарари вә түркийәдики хитайпәрәсләр вә униң чапармәнлири бизниң ағзимни , қәлимимни һәргизму тохтуталмайду, шундақла бу җаза шәрқий түркистан давасиға болған ирадәмни сундуралмайду. шәрқий түркистан дәваси муқәддәстур вә баш тартип болмайдиған бурчимиздур» дегәнләрни билдүрди.