һәбибулла изчи, 1974-йили шәрқий түркистанниң кучар наһийисидә туғулған. ахбаратчи вә кишилик һоқуқ паъалийәтчиси. у 1992-йили оттура мәктәп дәвридә тунҗи қетим уйғур хәлқиниң авази болған «таң нури» гезитини чиқиришқа қатнашқан. 1995-йиллири шинҗаң университитидә «тәңритағ»,«сада» вә «азатлиқ мәшъили» гезитини чиқиришқа қатнашқан . һәбибулла изчи уйғур тарихидики пешқәдәм ахбаратчи низамидин һүсәйин әпәндиниң бир қоллуқ тәрбийәлиши вә йетәклиши билән уйғур йеқинқи заман тарихидики вәқәләрни тәкшүрүп чиқип хатириләшкә қатнашқан.
2006-йилидин 2009-йилиғичә, хитайниң җеҗийаң университити чай тәтқиқат иниститутида чайчилиқ кәспидә оқуған. 2012- йилидин башлап хитайниң ичкири өлкилиригә алдап елип қечилған өсмүрләрни қутқузушқа қатнишип вә иқтисадий җәһәттин қоллап, 2015-йилиниң ахирида «қериндашлар сахавәт фонди»ни қурушқа қатнашқан һәйъәт әзалардин бири.
2016 -йили муһаҗирәткә чиққандин кейин, уйғур агентлиқида, 2022-йилидин башлап әркин асийа радйосида йавропа мухбири болуп ишлигән. униң шивитсарийәдә чиқидиған «тибәткә нәзәр» намлиқ герман тилидики жорналда уйғурлар вә хитайниң уйғурларға қарита йүргүзгән қирғинчилиқ сийасйити һәққидә оннәчә мақалиси елан қилинған. 2024- 5-ийул үрүмчи қирғинчилиқини һөҗҗәтләштүргән «көк ташлиқ архип-5ийул қирғинчилиқи» дегән китави нәшир қилинған вә һазир енглиз, герман, түрк тиллириға тәрҗимә қилинмақта. нөвәттә униң «көк ташлиқ архип-2» китави нәшргә тәййарланмақта .