уйғур почтиси, 2-април
абдувәли айуп
тәһрирдин: бу мақалә апторниң хитайниң уйғурларға қаратқан қул қилиш сийаситини тәнқид қилиш билән биргә, уйғурларниң өзидә сақланған иҗтимаъий мәсилиләргә қарита җәмъийәт писхикиси вә тарихий амиллар нуқтисидин елип барған шәхсий тәһлилидур. «уйғур почтиси» тәһрир бөлүми җәмъийитимиздики көп хил қарашларға һөрмәт қилиш вә әркин муназирә муһити йаритиш мәқситидә бу әсәрни оқурмәнләргә суниду.
җинайәтниң земини нәдә?
бир инсан йаки инсанлар топини қул қилиш җинайәт, әмма бу җинайәтни қурутуш үчүн җинайәтчини тепишла әмәс, бәлки шу җинайәтниң земини тепилиши вә қурутулуши әҗәллик амил. қуллуқ дейилгәндә бүгүнки инсанларниң хийалиға африқилиқлар келиду. уларни африқидин тутуп америкида қул қилған йавропалиқ мустәмликичиләргә болған нәпрәт инсанларға ортақ. әмма нәзәрдин сақит қилинған бир мәсилә бар. немә үчүн америкиға йөткәлгән қуллар йавропа йаки асийа қитъәсидин әмәс, пәқәтла африқидин? сәвәби, бу җәмъийәтләрдә йавропалиқлар келиштин бурунла қуллуқ қобул қилинған, уни нормал тиҗарәтниң бир қисми дәп тонуп болған иди.
африқида омумлашқан қул содиси нәтиҗисидә сетилған қуллар йавропа вә асийаға қәдәр кеңәйгән. әрәбләр бу содини 15-әсирләрдә йавропалиқлар билән һәмкарлишип, шималий вә җәнубий америкида әвҗ алдурған. әнъәниви қуллуқ түзүм ахирида сәъуди әрәбистан вә йәмәнниң бикар қилиши билән 1970-йилларда әмәлдин қалди.
бүгүнки қуллуқ мәҗбурий әмгәк, мәҗбурий тойлаштуруш вә адәм әткәсчиликини көрситиду. биздә заманиви қуллуқниң үч амили тәңла мәвҗут. әмма төвәндә уйғур ирқий қирғинчилиқиға сәвәб болуватқан уйғурларниң кесәлгә чиқирилип тутулуши, қул орнида завутларға сетилиши, шундақла уйғур қиз-айалларниң тойлуқ вастиси билән җинсий қулларға айландурулушиниң сәвәби һәққидә тохтилимиз.
сөзни соъал билән башлайли: немә үчүн уйғурлар бүгүнки қуллуқниң қурбани болди? хитай мустәмликичиләр өйму өй қораллиқ кирип уйғурларни тутуштин, лагерлардин чиқирип йәрликтики завутларға йаки деңиз бойидики ширкәтләргә сетиштин бурун, биздиму африқилиқлардәк қул базири, қул содиси бармиди? қуллуқни қобул қилған тәрипимиз бармиди, әҗаба? хитай ширкәтлири уйғур қизлириға баһа пичип, хитай херидарларға тонуштуруштин бурун, уйғурлар қизларға баһа бекиткәнмиди? қиз-айалларни елим-сетим қилғанмиди?
йәнә бир соъални сорап бақайли: хитай бизни ашқун идийә билән йуқумланған, миллий бөлгүнчилик билән зәһәрләнгән, әсәбийликни сиңдүрүвалған дейиштин бурун, биз өзимизни кесәк, илләтлик дәп қаримиғанмидуқ? өзимизгә болған натоғра баһайимиз, өзимизгә қойған гунаһкар, гуманлиқ, кесәл дегән дийагнозимиз хитайниң зулумини һәқлиқләштүрмидиму? җаза лагерлири қурулуп қәвм-қериндашлиримиз тутулғандин кейин хитайда: «бизму әски хәқ! тухумни ташқа уримиз, һалимизни чағлимаймиз, биз зади лагерларға лайиқ, мушундақ адәмләрни лагерға қамап йахши қилди» демидуқму? түркийәдә бирәр уйғур тутулуп болғичә: «түркийәни тиллаптикән, сүрийәгә телефон қиптикән, биз шүкүр қилип тиллимайли, бирәр гунаһи болмиса тутмайтти, зади бирәр чатиғимиз бар бизниң, қоғливәтмигәнгә шүкүр қилсақ болиду, нәччә миң уйғурни қобул қилғандикин бир қанчәйләнни тутса немә бопту» демидуқму? биз бурун уйғурлар хитайда тутулғанда дәйдиған сөзни, түркийә ак партийә һөкүмити уйғурни тутқанда тәкрарлаш арқилиқ залимлиқни һәқкә чиқарғинимизни ойлап бақтуқму?
қобул қилалмисақму, ичимиздин қан кәтсиму растини ейтайли, биздә йуқириқи иккила амил бар. бири, биз өзимизгә қулға пичқан баһани бекиткән, қиз-айалларни мал орнида көргән. йәнә бири, хитайдин бурун өзимизни илләтлик дәп дийагноз қойуп, кесәлгә чиқирип болған. хитай «дохтурхана» қурди, көләмләштүрди. биз инсанға қойға охшаш баһа бекиткәчкә, хитай буни ширкәтләштүрди, кәспийләштүрди, қолайлаштуруп базар ачти. биздә базар болмиған билән баһа вә мал бар иди. инсанни мал орнида көргән йәрдә мал базири шәкилләнмәй қаламду? әпсус! бу әһвал хитайдики вә муһаҗирәттики уйғурларда бар. ирқий қирғинчилиқтин бурунму бар иди, һазирму бар. ғәрбтә баһаси бекитилгән тойлуқ дегән нәрсә йоқ, әмма ғәрбтә йашаватқан уйғурларниң каллисида һелиму бар.
гәпни өзимиз қобул қилған қуллуқтин башлайли. биздә әр болсақ қизимизниң, сиңлимизниң; айал болсақ өзимизниң қанчә пулға йарайдиғанлиқини билимиз. биздә қиз-айалларниң баһаси бар. қиз болса қанчә, чокан болса қанчә, айлиқчи болса қанчә, ишсиз болса қанчә ениқ. дохтур қизларниң баһаси манчә пул, деһқан қизларниң баһаси манчә пул дегәнләр һәммигә мәлум, муқим баһа. қәшқәрдә 2014-йилларда керәмбағ дохтурханисида ишләйдиған сестира қизларниң баһаси 70 миң хитай пули болуватқан. үрүмчидә баһа әһвалиниң қандақ икәнликини билмәймән.
хитайниң йәрлик органлири 2012-йиллардин башлап корла вә ақсуниң бир қисим наһийәлиридә уйғур қизларни хитайлар билән тойлаштурушни синақ қилишқа башлиған, 2017-йилдин башлап пүтүн шәрқий түркистанға кеңәйгән. әмма 2020-йиллардин кейин бу сийасий һәрикәттин сода паъалийитигә өзгәрди; бурунқи партикомлар үстигә алған вәзипә бүгүн лайиқ тонуштуруш ширкәтлириниң тиҗаритигә айланди. һәр қетим хитай ширкәтлири чиқарған «уйғур қизларниң тойлуқ җәдивили»ни оқусам теним тикәнлишиду, баһалар дәл йуқириқи тәртип бойичә йезилған: той қилмиған, пәрзәнтсиз, муъашлиқларниң баһаси йуқири; тул, ишсиз, балилиқларниң төвән. әтрапимда бири «манчә пул тойлуққа хотун алдим», «манчилик алтун тойлуқ елип әргә тәгдим» десиму есимгә «қул» дегән уқум келип сәзгүрликим ешип кетиду. шуни ойлап бақайли, биздә қирғинчилиқ башлиништин бурун худди қәдимки африқилиқларда қулларниң баһаси бекитилгәндәк қизларниң базар баһаси бекитилмигән болса, өзимиз қизларниң қанчә пулға йарайдиғанлиқини баһалап, җәмъийитимиздә омумлаштурмиған болсақ, хитай қиз-айаллиримизни базарға селип баһа қойаламти? ширкәтләр баһа җәдивили чиқирип уйғур қиз-айалларға херидар издәмти?
уйғурларниң 18-әсирдин кейин мустәмликигә чүшкәндин башлап ирқий кәмситишкә учрап кәлгәнлики ениқ, айиғи чиқмас кәмситишләрниң уйғурларда кәмсинишни пәйда қилғанлиқи реъаллиқ иди. әмма 1980-йиллардин кейин уйғур сәрхиллириниң уйғурлар пурсәттә, һоқуқта баравәр болалмаслиқ, қанун алдида хитайлар билән баравәр орунға еришәлмәсликтин келип чиққан түрлүк иҗтимаъий мәсиләләрни «миллитимиздики илләтләр» дәп, ирқий кәмситишкә пас чиқирип кәмсинишни омумлаштурғанлиқиму әмәлийәт. буниң тилдики типик ипадиси «илләт түзәлмисә милләт түзәлмәс» дегән мақал-тәмсилниң пәйда болушидур. униңдин башқа уйғурчә мәтбуъатларда уйғурниң өзидики илләтләр сәвәблик баравәр һоқуқ, пурсәт вә адиллиққа еришәлмәйватқанлиқи «шинҗаң мәдәнийити», «җоңго милләтлири», «мирас» қатарлиқ журналларда нәччә он йиллап тәрғип қилинди. «илләт түзәлмисә милләт түзәлмәс» дегән сәһипә гезит-журналларниң базарлиқ сәһиписигә айлинип қалди. бундақ кәмсиниш кәйпийати һәр бир уйғурда өзини башқилардин төвән көрүш, хитайлар вә чәтъәлликләрдин техиму төвән көрүштәк шәхсий туйғуни һәмдә шәхстин башлинип омумий кәйпийатқа айланған миллий чүшкүнлүкни пәйда қилди. өзини илләтлик дәп қараш шәхсий кәмсинишкә сәвәбкар болса, өз миллитини илләтлик дәп қараш миллий кәмсинишкә һамилдар.
уйғурдики кәмсинишниң улғийишиға сәвәб болған амиллар таҗавузчилиқниң дәрди, йүз әллик йилдин артуқ мустәмликигә дучар болуштур, әмма пәқәтла мунқәрзлик, мустәмликә болушла биздә иккинчи пуқралиқ туйғусини шәкилләндүргән әмәс. бу туйғу уқумушлуқларниң 80-йиллардин кейин хитай милләтчиси лушүнни үлгә қилип базарға салған милләтни кесәлгә чиқирип оператсийә қилиши сәвәблик чоңқурлашқан. улар илләтлик уйғур әпсанисини мақал-тәмсилгә айландуруп, китаб йезип, журнал нәшир қилип, кәмсиништә бир мода еқим пәйда қилғанлиқи техиму һалқилиқ рол ойниған. уларчә хитай бигунаһ, уйғурларниң сийасий дунйада һоқуқсиз қелишиму, иқтисадий дунйада намрат қелишиму, пәндә йүксиләлмәсликиму өзиниң иллитидин болған иди.
демәк, хитай лагерларни қуруп милйонлиған кишиләрни «кесәл» дәп «балнист»қа елиштин бурун, уйғурларда биз илләтлик дегән туйғу шәкиллинип болған. өзини уйғур болғанлиқи сәвәблик әйибликтәк, җинайәтчидәк, гуманлиқтәк, кесәлдәк көрүйдиған туйғу хели базар тапқан. хитай худди ичимиздикини биливалғандәк, лагерларни қурғанда уни «дохтурхана» дәп атиди. уйғурларни қамаққа алғанда: «биз уларни давалаватимиз, бу бир һәқсиз балнистта йетиш пурсити» деди.
2023-йилдин башлап уйғур ана тил маъарипини тәкшүрүш вә муһаҗирәттә шаһитларни издәп ирқий қирғинчилиқни һөҗҗәтләштүрүш җәрйанида хитай йүргүзүватқан инсанийәткә қарши җинайәтниң, «давалаш» дейилгән ирқий қирғинчилиқниң чәтъәлләргә тәсир қилип, уйғурдики кәмсинишни техиму улғайтқанлиқини байқидим. буниң ипадилири: өзиниң уйғурлуқидин худуксирәш, уйғурлуқиниң билинип қелишини халимаслиқ, өз миллитидин узақ йашаш, сийасий, аммиви, мәдәнийәт вә әнъәниви паъалийәтләргә қатнашмаслиқ.
муһаҗирәттә кәмсинишкә гириптар болғанлар өзиниң уйғурға арилашмайдиғанлиқини, өзидин, миллитидин кәмсинидиғанлиқини ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт кәлтүрүп чиқарған писхик бинормаллиқ, писхик сақсизлиқ дәп қаримайдикән. бундақ кишиләр үч түркүмгә бөлүнидикән. уларниң бир қисми уйғурдин исәнкирәшни, уйғурлуқтин қорқушни уйғурда чеқимчилиқ, җасуслуқ, алдамчилиқ, көрәлмәслик қатарлиқ илләтләр болғанлиқтин дәйдикән. шуңа түркләр, әрәбләр вә афғанлар билән қойуқ алақидә йашайдикән.
уйғурлар билән алақә қилмайдиған йәнә бир түркүм бар икән. улар өзини аңлиқ, заманиви, мәдәний кишиләр санайдикән. улар миллий өрп-адәтни, динини, миллитини кәмситидиған болғачқа, уйғурлар билән арилашмиғандин сирт мусулманларниму кәмситидикән, һәтта көчмәнләргә өчмәнлик қилидикән. улар «мән панаһлиқ тиләп қалмиған» дегәнни бәкрәк тәкитләйдикән. өзиниң вәтәндики парлақ кәчмишини, һалавәтлик һайатини, шанлиқ тарихини сөзләшкә һәвәсмән келидикән. улар өзи йашаватқан дөләттики милләтчи, оңчи, ирқчи вә көчмәнләргә қаршиларға майил икән. һакимийәткә аңсиз садиқлиқ билдүридикән. уйғурларниң нуқсанлиқ икәнликигә һәмдә өзи йашаватқан дөләтниң, һөкүмәтниң хата қилмайдиғанлиқиға шәксиз ишинидикән.
үчинчи түркүм техиму ашқун болуп, улар пәрзәнтигә хитайчә өгитип, хитай әлчиханиси билән алақә қилип, шинҗаң йуртдашлар җәмъийитигә әза болуп, хитайчә өгинип, хитай ашханисидин тамақ йәйдиғанлар икән. улар буни вәтәндикиләрни қоғдаш, келәчәктә вәтәндикиләр билән, уруқ-туғқанларниң пәрзәнти билән алақә қилишқа қолай, һәтта «дүшмәнниң тилини билсәң бозәк болмайсән» дәп чүшәндүрүшкә урунидикән.
йеқинқи икки йилдин буйан мән йуқириқи үч түркүмдики кишиләрни көрдүм, сөһбәтләштим. бундақ кишиләрниң ортақ алаһидилики өзини илғар, заманивилишип кәткән, уйғурлуқни қалақ, кәйнигә чекиниватқан дәп тәсәввур қилидикән. улар өзи йашаватқан әлдики йәрликләргә қетилип кетиш һәвисидә йашайдикән.
мән бундақ кәйпийатни бири өзимизни илләтлик дәп кәмсинишниң, йәнә бири хитай йүргүзүватқан қирғинчилиқниң вә инсанийәткә қарши җинайәтниң муһаҗирәттики тәсири дәп қараймән. улар өзиниң хитай зораванлиқи алдидики аҗизлиқини җәзимләштүрүвалған һәмдә бу аҗизлиқни өзи йашаватқан әлгә, һөкүмәткә вә мәдәнийәткә беқинип, уларниң атидарчилиқиға сиғиниш арқилиқ йәңмәкчи болиду. улар өзидин, миллитидин кәмсинип, көз алдидики вақитлиқ реъаллиқни мәңгүлүк һаләт дәп қобул қилиду.
хитай омумий тутқунни башлап, йурт-йуртларни қуруқдап, мәсчитләрни чеқип, уйғур әмәлдар, диндар, илимдар вә зәрдарларни тутуп, кочиларни адәмсиз қойғанда муһаҗирәттикиләрдин бәзиләр тиркәшти. йәнә бәзиләр өзиниң аман қалғанлиқидин мәмнун болупму қалди. йәнә бир қисим кишиләр җан қайғусида қорқуп кәткинидин һәммә уйғурни аҗиз, қалақ, тәртипсиз дәп тән алди. вақит өтүп вәзийәттә өзгириш болмиғанчә, улар өзини, йеқинлирини қутқузуп қелиш үчүн қаршилиқни әмәс, бойсунушни таллиди. бу көпинчә инсанларға ортақ болған писхик җәрйан. әмма уйғурларда омумлашқан вә еғирлашқан кәмсиниш, қаршилиқниң кәскин, изчил вә үзүл-кесил давамлашмаслиқиға сәвәб болуватқан болушиму мумкин.
мәнчә хитайниң уйғурни кесәл дәп қариши, илләтлик дәп қарап лагерларда «давалиши» йалғуз хитай мәнтиқиси әмәс. хитайниң уйғур қизларни қул орнида тойлуқ аталған баһа билән базарға селишиму хитайниң иҗади әмәс. бизниң өзимиздә шу «кесәллик»ни тәстиқлайдиған әһвал бар иди, шу қуллуқни тойлуқ дәйдиған кәйпийат мәвҗут иди, өзини қул вә кесәл санашни, баһа қойса нәпрәтләнмәсликни қобул қилип кетәләйдиған бир земинму йоқ әмәс иди. бу һаләт, бу кәйпийат муһаҗирәттә қаршилиқларниң күчсизликигә, қошунниң зәъипликигә, арқа сәп йарими вә аммиви қоллашниң зәъипликигә сәвәб болуватиду. әлвәттә, биз һечқачан хитайниң хитай әрлири билән той қилған қиз-айалларға бихәтәрлик капалити бәргәнлики, җәмәтини лагердин чиқиришқа вәдә бәргәнлики, сайаһәт әркинлики илтипат қилғанлиқини вә түрлүк маддий қизиқтурушларни нәзәрдин сақит қиливатқинимиз йоқ. әмма йуқириқи амиллар болған тәқдирдиму, тойлуқсиз рази болған мисални тепиш тәс.
хош, җинайәткә сәвәб болған земинни, роһимизни чүшәп турған, ғуруримизни мәст қиливалған кәйпийатни, қуллуқни тойлуқ дәп қобул қиливалған адәтни қандақ өзгәртимиз? қачан, қандақ ислаһ қилимиз? қуръанда шундақ айәт бар: «бир қәвм өзини ислаһ қилмиғучә аллаһ уларни ислаһ қилмайду».
хуласә: ислаһат өзимиздин башлиниду
хитайниң уйғурни кесәл дәп қариши йалғуз хитай мәнтиқиси әмәс. бизниң өзимиздә шу «кесәллик»ни тәстиқлайдиған әһвал бар иди, шу қуллуқни тойлуқ дәйдиған кәйпийат мәвҗут иди. бу һаләт муһаҗирәттә қаршилиқларниң күчсизликигә, арқа сәп вә аммиви қоллашниң зәъипликигә сәвәб болуватиду.
хош, җинайәткә сәвәб болған земинни, роһимизни чүшәп турған, ғуруримизни мәст қилған кәйпийатни қандақ өзгәртимиз? қуръанда шундақ айәт бар: «бир қәвм өзини ислаһ қилмиғучә аллаһ уларни ислаһ қилмайду».