
бу сүрәт TRT Haberторидин елинди
уйғур почтиси, 24- йанвар
зулһайат өткүр
1909- йили қазақистанниң сарайҗик шәһәр харабисида елип берилған археъологийәлик қедирип тәкшүрүштә, йил дәври 13-14-әсирләргә тәвә икәнлики испатланған бирданә сапал күп қезивелинғаниди. тәтқиқатчилар тәкшүрүш нәтиҗисидә бу сапал күпкә 11- әсирдә йашиған бүйүк алим йүсүп хас һаҗипниң аләмшумул әсири «қутадғу билиг» тин вә тәсәввупчи шаъир әһмәд йәсәвиниң һекмәтлиридин үзүндиләр ойулғанлиқини испатлап чиққан.
түркийә TRT Haber торинң 21- йанвар хәвиридә, әнқәрә һаҗи байрам вәли университетидин дотсент доктор мәсут қарақулақ ( Mesut Karakulak) ниң мәзкур сарайҗик күпи тоғрисидики көзқарашлири байан қилинған. дотсент доктор мәсут қарақулақ бу сапал күпниң өз нөвитидә бизгә түрк мәдәнийәт тарихини йорутуп бәргәнлики һәмдә түрк тили вә сәнъити үчүн чоңқур әһмийәткә игә икәнликини тәкитләйду.
бүгүнки күндә қазақистанниң ғәрбидики атирав (Atyrau) вилайитигә җайлашқан сарайҗик (Saraishyk ) бир заманлар тарихтики алтун орда дөлити дәвридә шанлиқ изларни қалдурған шәһәрләрниң бири болуп, түрк дунйасиға ортақ тарих вә мәдәнийәткә саһиб болған макандур. каспий деңизиниң шәрқий шимал қирғиқиға, урал дәрйасиниң қирғиқиға җайлашқан сарайҗик оттура әсирдә шәрқ билән ғәрбни туташтуридиған чоң сода вә мәдәнийәт йоллириниң әң муһим мәркәзлириниң бири иди.
әйни вақитта дәшти қипчақ далалириниң ғәрбий четигә җайлашқан бу шәһәр пәқәт сийасий мәркәзла болуп қалмастин, бәлки ислам дунйаси билән түрк дунйаси оттурисидики алақә ториниң кесишкән җайи һесаблинатти. шундақла шәрқий йавропа билән оттура асийани өзъара бағлайдиған истратегийәлик район иди.
сарайҗик күпидики« қутадғу билиг» излири
1909-йилидики қезишта йәр астидин қезивелинған 24 парчә сапал парчилирини йәмләп қураштуруш нәтиҗисидә, бир данә су қачилайдиған сапал күпниң үстидә 11-әсирдики әдәбий тил қараханийлар түркчиси йәни хақанийә тилида йезилған йазмилар барлиқи ениқланған.
бу йазмиларни тунҗи қетим 1910- йили түрколог а. самойлович оқуған вә елан қилған. кейин, түрколог решит рәһмәти арат бу мисраларниң «қутадғу билиг» дастанидин елинған бейитлар икәнликини җәзмләштүргән. «қутадғу билиг» ниң вена нусхисиниң 274- бейитида шундақ байан қилиниду:
«әқил көрки тилдур, бу тил көрки сөз,
киши көрки йүздур, бу йүз көрки көз.»

күптики йәнә бир һекмәт
дотсент доктор мәсут қарақулақ күп йүзидики йәнә бир қур үзүндиниң сопистик хусусийитигә асасән, тәсәввуп шаъири әһмәд йәсәвиниң һөкмәтлиридин болуши мумкинликини оттуриға қойиду. бу һөкмәт « билим вә сәнъәт инсанниң гүзәлликидур. кишиләр билим елиш үчүн һәтта һайатиниму пида қилиду» дегән мәзмунда иди.
11-әсирдә қараханийлар сулалиси дәвридә мәйданға кәлгән әдәбий мирасларниң нәччә әсирдин кейин нәччә миң километир узақлиқтики алтун орда земинидики су комзикигә ойулуши һәқиқәтән бизни һәйран қалдуриған бир иш. бу бир данә аддий сапал күпниң түрк күлтүр тарихини йорутуп бериши мәсилисигә кәлсәк, түрк-ислам дунйасиниң килассик нәмунилиридин елинған үзүндиләрниң орда сарайлардила әмәс, хәлқниң күндилик турмуш буйумлиридин орун елиши әйни дәврдики әдәбий еқим вә идеъологийәниң хәлқ арисида кәң тарқалғанлиқидәк һәқиқәтни әкс әттүрүп бериду дәп қарашқа болиду.
бүгүнки күндә уйғур кимлики вә дөләтчилик идийәсиниң намайәндилиридин болған «қутадғу билиг» вә уйғурмәдәнийитиниң җулалиқ таҗлиридин «дивани һекмәт» қатарлиқ әсәрләр хитай һөкүмитиниң түрлүк чәкләшлиригә учрап қиммитини йоқатмақта. бу хил вәзийәт астида, мәзкур әсәрләрниң тарихта бозқир мәдәнийәт бәлбағлириғичә созулған районларда хәлқ арисида омумлашқанлиқидин хәвәрдар болуш бизниң пәхрлиниш туйғумизни урғутиду; шуниң билән бирликтә өз мәдәнийәт мираслиримизни қоғдишимиз вә чоңқурлап тәтқиқ қилиштәк тәхирсиз вәзипиниму земмимизгә йүкләйду.