уйғур почтиси,
18-феврал
истанбул – хитайниң лагир системиси вә уйғурларни җасуслуққа мәҗбурлаш қилмишлирини ашкарилиған муһим шаһитларниң бири болған йүсүпҗан әмәт, нөвәттә дуч келиватқан еғир саламәтлик вә иқтисадий қийинчилиқлири сәвәбидин уйғур җәмъийитигә мураҗиъәтнамә елан қилди.
йүсүпҗан әмәт 2020-йили истанбулда қәсткә учрап оқ тегип йариланғандин буйан, бәдининиң астинқи қисми паләч һаләттә давалиниватқан болуп,физикилиқ әслигә кәлтүрүш давалашлириниң тәннәрхи интайин йуқири болуп, айлиқ хираҗити 30 миң түркийә лирасидин ешип кәткән. бу чиқимларни өз алдиға қамдашқа қадир болалмайватқанлиқини ейтти.
у мураҗиъитидә төвәндикиләрни билдүрди:
«әссаламу әләйкум дунйаниң һәрқайси җайлирида йашаватқан әзиз қериндашлирим. мән қериндишиңлар йүсүпҗан әмәт болимән. кәминә 2020-йили 11-айдин башлап дохтурханида йеитип давалинватимән.
бәдинимниң( бойнумниң) астинқи қисми паләч һәм узун муддәт йетиқ һаләттә болғачқа дүмбәмдә йетиқ йарилири пәйда болуп, һәр хил давалинишларға дуч келиватимән. аллаға шүкүрләр болсун, әввили алланиң шипаси андин қалса силәрдәк қериндашлиримниң дуъалириниң бәрикити билән бу рамизанға саламәт улаштим.
әзиз қериндашлирим! кәминә өзүмниң һаҗитидин һелиһәм мустәқил чиқалмаймән. бәдәнни әслигә әкилиш физикилиқ давалиши болса өз хираҗитим билән елип берилидиған һәмдә узун мәзгиллик давалиниш болғачқа бир айдила хираҗәт 30 миң телидин ашидиған болғачқа бу мураҗәтни силәргә йезип олтуруптимән.»